Тарихнамә 2-язма 29:1—36

29  Хизқия 25 йешида Йерусалимда һөкүмранлиғини башлап, 29 жил падиша болди. Анисиниң исми Абия, у Зәкәрияниң қизи еди.  У Йәһваниң көз алдида дәл атиси Давуттәк иш тутти.  Падишалиғиниң биринчи жилиниң биринчи ейида у Йәһва ибадәтханисиниң ишиклирини ечип, уларни җөндиди.  У роһанийлар билән ләвийләргә қайтип келишни буйруп, уларни шәрқий мәйданда жиғди.  Падиша уларға: «Ләвийләр, мени тиңшаңлар! Әнди өзәңлар муқәддәслинип, атилириңларниң Худайи Йәһваниң ибәдханисини муқәддәсләп, униңдин бар напаклиқни ачиқиңлар.  Чүнки бизниң атилиримиз қанунсиз вә зулум ишларни Рәббимиз Йәһваниң көзичә қилишти. Улар Уни қалдуруп, Йәһваниң маканидин бәтлирини бурап, униңға тәтүр қариди.  Улар дәһлизниң ишиклирини йепиветип, чирақларни өчирип, исриқ чиқармай, Исраил Илаһиниң муқәддәс җайида көйдүрмиләрни әкәлмиди.  Шуниң үчүн Йәһваниң ғәзиви Йәһуда билән Йерусалимға қайнап, У уларни шәрмәндә, вәйранчилиқ вә, өзәңлар көрүватқандәк, күлкә-мәсхиригә қойди.  Мана атилиримиз қиличтин һалак болуп, оғул-қизлиримиз вә аяллиримиз буниң үчүн тутқунға елинди. 10  Әнди болса, биздин Униң дәрғәзивиниң оти өчиши үчүн, мениң җүригимдә Исраил Пәрвәрдигари Йәһва билән келишимни тәстиқләш хаһиши ятмақта. 11  Балилирим! Әнди гуна өткүзмәңлар, чүнки Йәһва силәрни Униңға хизмәт қилип, исриқларни көйдүрүшкә вә Униң йүзи алдида туруп, хизмәт қилишқа силәрни таллавалди»,— дәп гәп қилди. 12  Шуниң билән ләвийләр орунлириға турушти: Амасайниң оғли Махат, Азарияниң оғли Йоел — булар Каав оғуллиридин. Мерариниң оғуллиридин — Авдийниң оғли Кис вә Йогаллелелниң оғли Азария, Гирсон оғуллиридин Зиммаһниң оғли Йоах вә Йоахниң оғли Едән. 13  Елисапанниң оғуллиридин Шимри билән Йеуил, Асафниң оғуллиридин Зәкәрия билән Маттания. 14  Һеманниң оғуллиридин Йихиел вә Шимей, Идифунниң оғуллиридин Шемая вә Узиил. 15  Улар бурадәрлирини жиғип пакланди, андин падишаниң әмри бойичә, Йәһваниң сөзлири түпәйли Йәһваниң ибадәтханисини тазилашқа киришти. 16  Роһанийлар тазилаш үчүн, Йәһва ибадәтханисиниң ичигә кирди. Йәһваниң һәрәмидә тапқан барлиқ напак нәрсиләрни Йәһваниң һойлисиға ачиқти. Ләвийләр болса, уларни Кедрон өстиңигә апириветиш үчүн жиғди. 17  Улар биринчи айниң биринчи күнидә тазилаш ишини башлап, ушбу айниң сәккизинчи күни Йәһваниң дәһлизигә кирди. Андин Йәһва өйини йәнә сәккиз күн муқәддәсләп, дәсләпки айниң 16-күни бу ишни түгәтти. 18  Улар Хизқия падишаниң өйигә келип: «Биз Йәһваниң пүткүл маканини тазилап чиқтуқ: көйдүрмиләр қурбангаһини вә униң қачилирини, тәғдим нанлар үстилини вә униң қачилирини. 19  Шундақла Ахаз падиша өз һөкүмранлиғи дәвридә қанунсизлиғи бойичә ташлавәткән қача-қомучларниму биз тәйярлап беғишлидуқ. Мана улар әнди Йәһваниң қурбангаһи алдида»,— дәп һесават бәрди. 20  Шуниң билән Хизқия падиша таң сәһәрдә туруп, шәһәрниң башлиқлирини жиғип, Йәһва ибадәтханисиға барди. 21  Шунда улар 7 буқа, 7 қой, 7 қоза вә 7 өшкини падилардин елип, падишалиқ, муқәддәс җай вә Йәһуда үчүн гуна қурбанлиғиға әкәлди. Хизқия Һарунниң оғуллири, роһанийларға, Йәһваниң қурбангаһида көйдүрмә тәғдим қилишни буйриди. 22  Андин буқиларни боғузлап, роһанийлар қанни елип, қурбангаһни униң билән сәпти. Қойларни боғузлап, қурбангаһни қан билән сәпти, қозиларни боғузлап, уларниң қени билән қурбангаһни сәпти. 23  Өшкиләрни гуна үчүн падиша һәм жиғинниң алдиға әкәлди вә улар қоллирини қойди. 24  Роһанийлар уларни боғузлап, қени билән пүткүл Исраилниң гуналири кәчүрүлүши үчүн, қурбангаһни паклиди. Сәвәви, падиша барлиқ исраиллиқларниң гунайи үчүн қурбанлиқни һәм көйдүрмини сунушни буйриған еди. 25  У Йәһва ибадәтханисида падиша Давутниң, вәлий Гадниң вә пәйғәмбәр Натанниң тохтами бойичә ләвийләрни чилтарлар, дап-думбақлар вә нәйләр билән қойди. Ушбу орунлаштуруш Өзи Йәһва тәрипидин Униң пәйғәмбәрлири арқилиқ тәшкилләнгән еди. 26  Ләвийләр Давутниң саз қураллири вә роһанийлар карнәйлири билән турди. 27  Хизқия көйдүрмини қурбангаһқа қоюшни буйриди. Бу һәрикәт башланғанда, Йәһваға Исраил падишаси Давутниң карнәйләр вә саз-нәғмиләр иҗрасида нахшилириниң ейтилиши башланди. 28  Пүткүл җәмийәт тазим қилди, нахшилар яңрап, карнәйләр көйдүрмә қурбанлиғи пүткичә ойниди. 29  Көйдүрмә қурбанлиғи тамам болғанда, падиша вә униң йенидикиләр тизлириға җиқилип, тазим қилди. 30  Хизқия падиша вә бәгләр ләвийләргә улар Йәһва Тәңрини Давут һәм Асаф вәлийниң сөзлири билән мәдһийилишини ейтти һәм улар шатлиқта тизлинип һәм егилип мәдһийиләшти. 31  Хизқия сөзини давамлаштуруп: «Силәр қоллириңларда Йәһваға әкәлгән ианилириңларни тутуватисиләр. Йеқинлап, өз қурбанлиқлириңларни вә шүкүр һәдийәлириңларни Йәһваниң ибадәтханисиға апириңлар!»— дәп үндиди. Барлиқ жиғилғанлар өз қурбанлиқлири билән шүкүр һәдийәлирини һәм кимниң қәлби шуниңға майил болса, көйдүрмиләрни апарди. 32  Жиғилған хәлиқниң әкәлгән көйдүрмилириниң сани 70 буқа, 100 қой, 200 қоза еди. Булар барлиғи Йәһваға көйдүрмә болди. 33  Башқа муқәддәс қурбанлиқларниң сани қара малдин 600 вә ушшақ малдин 3000 болди. 34  Роһанийларниң сани аз болғанлиқтин, улар барлиқ көйдүрмиләрниң терисини шилламатти. Уларға башқа роһанийлар муқәддәсләнгичә, бу көйдүрмиләрни әкелиштә уларниң қериндашлири, ләвийләр, ярдәм қилди. Чүнки ләвийләр өзлирини паклашта роһанийлардин қариғанда, көпирәк күч чиқарди. 35  Шу күни көйдүрмиләр сани шүкүр қурбанлиқлар вә көйдүрмиләргә қошуп тәғдим қилинидиған шараптин интайин көп болди. Шундақ қилип, Йәһваниң ибадәтханисида хизмәт яңливаштин тәшкилләнди. 36  Хизқия падиша вә пүткүл хәлиқ һәқ Худаниң адәмләрни шундақ дәвәт қилғиниға бәк хошал болди, чүнки барлиқ иш чапсан рәтләнди.

Изаһәтләр