Тарихнамә 2-язма 3:1—17
3 Сулайман Йерусалимдики Йәһваниң өйини Мория теғида қурушқа башлиди. Ушбу тағ йәвусийлиқ Аравнаниң хаминида, Йәһва Давутқа Өзини аян қилған җайда болуп, у уни тәйярлап, оғлиға көрсәткән еди.
2 У қурулушни өз һөкүмранлиғиниң 4-жилиниң 2-ейиниң 2-күнидә башлиди.
3 Мана, қандақ һулни Сулайман һәқиқий Худаниң ибадәтханисини селиш үчүн бәрпа қилди. Униң узунлуғи 60 җәйнәк, қедимий өлчәм билән җәйнәкни саниғанда, кәңлиги болса 20 җәйнәк еди.
4 Өйниң алдидики дәһлизниң узунлиғи өйниң кәңлигигә мувапиқ 20 җәйнәк, егизлиги 120 җәйнәк болди. Ичидин падиша уни таза алтун билән қаплиди.
5 Ибадәтханиниң асасий өйини у кипарис яғичи билән қаплап, андин уни әң есил алтун билән қаплиди. Шуниңдин кейин пальмиларниң тәсвирлири билән безәп, зәнҗирләрни асти.
6 Ибадәтханини қиммәтбаһалиқ ташлар билән гөзәлләштүрүп зенәтлиди, алтун болса Пәрваимдин йәткүзүлгән еди.
7 Падиша алтун билән өйни, униң түврүклирини, тамлирини, босуғилирини һәм ишиклирини қаплап, тамларда хурабинларни оюп ясатти.
8 Андин һәрәмниң әң муқәддәс җайини қилди. Униң узунлиғи өйиниң кәңлигигә мувапиқ 20 җәйнәк еди. Униң кәңлиги 20 җәйнәк болуп, у бу җайни әң яхши 600 талант алтун билән қаплиди.
9 Миқларға 50 шекәл алтунғичә кәтти. Үстүнки ханиларни у алтун билән япти.
10 Әң муқәддәс бөлмидә Сулайман оюлуп ясалған икки хурабинни қоюп, уларни алтун билән қаплиди.
11 Хурабинларниң қанатлири 20 җәйнәк узунлуқта болди. Бир 5 җәйнәклик қанити бөлминиң темиға тегип туратти, башқа қанити болса, уму 5 җәйнәклик, иккинчи хурабинниң қанитиға тегәтти.
12 Охшашла башқа хурабинниң 5 җәйнәклик қанити бөлминиң темиға тегип туратти, йәнә бир қанити, уму 5 җәйнәклик, биринчи хурабинниң қанитиға тегәтти.
13 Хурабинларниң мәзкүр қанатлири җәмидә 20 җәйнәккә созулатти. Улар путлирида туруп, йүзлири билән чоң бөлмә тәрипигә қаратти.
14 Падиша пәрдини көк, сөсүн вә тоқ-қизил жиптин һәм зиғирдин қилип, униңда хурабинларни тәсвирлиди.
15 Андин ибадәтханиниң алдида икки түврүкни орнатти. Уларниң егизлиги 35 җәйнәк болуп, һәрқайсиниң үстидә 5 җәйнәклик таҗлар орнитилди.
16 Әң муқәддәс бөлмидикидәк зәнҗирләрни қилип, уларни түврүкләрниң үстигә асти. 100 анар ясап, уларни зәнҗирләргә қойди.
17 Ушбу түврүкләрни һәрәмниң алдиға, бирини оң тәрәпкә, башқисини сол тәрәпкә турғузуп, оң тәрәптики түврүкни Яхин, сол тәрәптики түврүкни Боаз дәп атиди.