Тарихнамә 2-язма 32:1—33

32  Мошундақ ишлар вә садиқлиқтин кейин Ассур шаһи Санхериб келип, Йәһудияға кирип, мустәһкәмләнгән шәһәрләрниң қешида қараргаһини орунлаштуруп, уларни тартивелишни нийәт қилди.  Хизқия Санхерибниң Йерусалимға қарши урушиш нийитини көргәндә,  у бәглири вә һәрбийлири билән мәслиһәтлишип, шәһәрниң тешидики қудуқларни көмүветишни қарар қилди. Улар униңға ярдәмләшти.  Көплигән хәлиқ жиғилип, барлиқ қудуқларни вә өстәңни көмүвәтти: «Немишкә Ассур шаһлири келип, көп су тепиши керәк?»  Падиша пишиқ иш тутуп, бузулуп кәткән сепилни җөндиди, мунариларни егизәрәк көтәрди, тешида йәнә башқа тамни қопуруп, Давут шәһири қешидики төпини чиңийтти вә нурғун қурал-ярақ һәм қалқанларни тәйярлиди.  У хәлиқниң үстидин сәркиләрни қоюп, уларни шәһәр дәрвазилири йенидики мәйданға жиғип, көңүллирини роһландуруп:  «Мәккәм һәм қәйсәр болуңлар, Ассур шаһидин қорқмаңлар вә униң билән кәлгән көпчиликтин чөчүмәңлар, чүнки биз билән болғанлар улар билән болғанлардин артуқтур!  Улар билән җисманий күч, биз билән болса Худайимиз Йәһвадур! У бизгә ярдәмлишип, җәңлиримиздә биз билән биллә урушиду»,— деди. Хәлиқ Йәһуда падишаси Хизқияниң сөзлиридин тәсирлинип күчәйди.  Андин Ассурниң шаһи Санхериб адәмлири билән Лакишта қелип, қуллирини Йәһуда падишаси Хизқияға вә Йерусалимдики йәһудийларға әвәтип, мундақ дейишни буйриди: 10  «Ассурниң шаһи Санхериб мундақ ейтмақта: “Силәр немигә ишинип, Йерусалимдики қорғанда олтириватисиләр? 11  Тайлиқ, Хизқия силәрниң ачарчилиқ һәм уссизлиқтин өлүп кетишиңлар үчүн, силәрни йолдин чиқирип:“ Худайимиз Йәһва бизни Ассур шаһиниң қолидин қутқузиду”,— дәйдиғанду. 12  Өзи Хизқия Униң егизликлири билән курбангаһлирини рәт қилмидиму? У Йәһуда билән Йерусалимға: “Бир қурбангаһниң алдида ибадәт қилиңлар вә униңдила исриқларни көйдүрүңлар”,— демидиму? 13  Силәр мән вә атилиримниң зиминларниң барлиқ хәлиқлири билән немә қилғинимизни билмәмсиләр? Мәзкүр хәлиқләрниң худалири өз йерини мениң қолумдин қутулдуралидиму? 14  Атилирим вәйран қилған хәлиқләрниң илаһлиридин қайсиси мениң қолумдин хәлқини қутқузди? Шуңа, наһәтки силәрниң Худайиңлар мениң қолумдин силәрни қутқузалайду? 15  Ейтарим, силәрни Хизқия алдап, мошундақ қилип йолдин чиқармисун! Униңға ишәнмәңлар! Әгәр һечбир хәлиқниң һәм шаһлиқниң худайи өз хәлқини мениң һәм әҗдатлиримниң қолидин қутулдуралмиған болса, силәрниң худайиңлар техиму қутулдуралмайду!”» 16  Мошуниңға охшаш көп нәрсиләрни Санхерибниң хизмәткарлири Йәһва Пәрвәрдигар һәм Униң қули Хизқияға қарши сөзлиди. 17  У шундақла Исраилниң Егиси Йәһваға қарши күпүрлүкләрни қилип, хәлиқләрниң худалири қолидин хәлиқлирини азат қилалмиғинидәк, Хизқияниңму Худайи хәлқини қоғдалалмайду, дәтти. 18  Жуқури аваз билән йәһудий тилида Йерусалим хәлқигә, уни қорқутуш һәм исиян чиқириш үчүн, шәһәрни еливелишқа сепилдики хәлиқкә вақиратти. 19  Йерусалимниң Тәңри һәққидә худди адәм қолиниң яратмилири, башқа хәлиқләрниң бутлиридәк, гәп қилатти. 20  Мошу тоғрилиқ Хизқия падиша вә Амозниң оғли Йәшая пәйғәмбәр дуа етип, әршкә илтиҗада пәрияд қилишти. 21  Шуниң билән Йәһва пәриштисини әвәтти. У барлиқ ләшкәрләрни, баш команданни вә Ассур шаһиниң станидики башқа сәрдәрларниму қирип ташлиди, шаһ болса өз зиминиға шәрмәндичиликтә қайтти. У бутлириниң өйигә кәлгәндә, униңдин төрәлгәнләр уни қиличлап өлтүрди. 22  Шундақ қилип, Йәһва Хизқияни һәм Йерусалимниң турғунлирини Ассур шаһи Санхерибниң вә башқиларниң қолидин қутулдуруп, уларни барлиқ йәрләрдә күзитип жүрди. 23  Шу заманда нурғунлири Йерусалимға Йәһва үчүн һәдийәләрни вә Йәһуда падишаси Хизқияға есил затларни тәғдим қилишатти. У буниңдин кейин һәммә хәлиқләрниң көзидә жуқури көтирилди. 24  Шу күнләрдә Хизқия өлүмгә мәһкүм қилидиған кесәл билән ағрип қалди. У Йәһваға илтиҗа қилип, Униңға сөзлиди вә У униңға карамәт көрсәтти. 25  Һалбуки, Хизқия униңға көрситилгән яхшилиққа лайиқ болмиди, амма униң жүриги тәкәббурлишип кәтти. Шуңлашқа Худаниң ғәзиви униңда, Йәһудида вә Йерусалимда болди. 26  Лекин Хизқия һәм Йерусамниң турғунлири қәлбиниң һаккавурлишишини тизгинләп, мөмүнләшти. Шуңа Йәһваниң қәһри уларға Хизқияниң күнлиридә төкүлмиди. 27  Хизқияниң интайин көп байлиғи билән шөһрити болған еди. У өзидә алтун билән күмүчни, есил ташларни, хушпурақларни, қалқанларни вә хилму-хил қиммәтбаһалиқ қачиларни сақлайдиған амбарларни ясиди. 28  Шундақла йәрниң мәһсулати: нан, шарап вә зәйтун мейи үчүн амбарларни вә һәрқандақ мал үчүн еғилларни һәм қораларни ясиди. 29  У өзидә шәһәрләрниму қурди. Униң ушшақ вә қара мал падилири көплигән еди, чүнки Худа уни бәк мол мүлүк билән бәрикәтлиди. 30  Хизқия Гихон сулириниң жуқарқи өстиңини торап, уларни Давут шәһириниң ғәрбий тәрипигә, төвәнгә чүшәрди. Хизқия қилған һәрбир ишида утуқлуқ болди. 31  Пәқәт Бабил шәйхлириниң әлчилири келип, униң йеридә болған карамәт тоғрилиқ сориғанда, Худа униң жүригидә немә барлиғини синаш үчүн, уни қалдурди. 32  Хизқияниң башқа паалийәтлири һәм униң яхши пәзиләтлири Йәһуда вә Исраил падишалириниң китаплирида, Амосниң оғли Йәшая пәйғәмбәрниң вәһийлиридә ипадиләнди. 33  Хизқия атилириға қошулғанда, уни Давут оғуллириниң әң әтивалиқ қәбиридә дәпин қилди. Йәнә униңға өлүмидин кейин барлиқ йәһудийлар вә Йерусалимниң аһалиси шан-шәрәп көрсәтти, андин униң орниға падиша болуп оғли Манассә турди.

Изаһәтләр