Тарихнамә 2-язма 33:1—25

33  Манассә падишалиқ қилишни башлиғанда 12 яшта еди вә Йерусалимда 55 жил һөкүмран болди.  У Йәһва Исраил оғуллиридин қоғлавәткән хәлиқләрниң жиркиничлик ишлириға тәқлит қилғач, Йәһваниң көзидә йеқимсиз еди.  У атиси Хизқия бузувәткән егизликләрни яңливаштин тиклиди вә Баалларға қурбангаһларни қоюп, Аштаротниң тәсвирини ясиди һәм пүткүл асман әскәрлиригә чоқунуп хизмәт қилди.  Йәһва Йерусалимда Униң исми бақий болиду, дегән сөзлиригә қарши у Йәһваниң муқәддәс җайида ят қурбангаһларни орунлаштурди.  Шуниңдәкла Йәһва өйиниң иккила һойлисида барлиқ асман әскиригә қурбан супилирни қойди.  Манассә Еном оғуллириниң вадисида оғуллирини оттин өткүзәтти. У пал ачатти, сехиргәрлик һәм җодилиқ қилатти, у әрваларни чақиридиған васитичиларни тәшкиллиди, шундақ қилип, у Йәһваниң көз алдида Уни хапа қилип, көплигән яман нәрсиләргә орун бәрди.  У һәқ Худа ибадәтханисида ясалған ойма тәсвирни орунлаштурди. Өз вақтида Худа Давут һәм униң оғли Сулайманға мундақ ейтқанди: «Исраилниң барлиқ қәбилилириниң арисидин Мән таллиған Йерусалимда, ушбу өйдә, Мениң исмимни мәңгү җайлаштуримән.  Мән уларниң атилириниң кәйнидин бәкиткән мәзкүр зиминдин исраиллиқниң айиғини кәлгүсидә чиқарғузмаймән. Әгәр пәқәт улар Мән әмир қилған йол билән меңип, Қанунға, Мусаниң қоли билән йезилған көрсәтмиләргә вә низамларға мас иш тутса вә еһтиятчан болса, Мән улар биләндур».  Бирақ Манассә Йәһуда билән Йерусалим турғунлирини шундақ әһвалға йәткүздики, улар Йәһва Исраил оғуллиридин қоғлап қиривәткән хәлиқләрдинму яманирақ иш қилатти. 10  Йәһва Манассәға һәм униң хәлқигә қанчиму сөз қилса, улар Уни тиңшиматти. 11  Шуниң билән Йәһва уларниң алдиға Ассур шаһиниң сәркилирини әкәлди вә улар Манассәни мис зәнҗирләр билән бағлап, Бабилға тутқунға елип кәтти. 12  У җайда бесимда болуп, у өз Худайи Йәһваниң йүзини илтиҗалар арқилиқ юмшитип, атилириниң Рәбби алдида чоңқур мулайимлашти. 13  У Худаға дуа қилғанда, У униңға иңишип, униң ялвурушлирини аңлап, уни Йерусалимға падишалиғиға қайтурди. Шуниң билән Манассә Йәһваниң һәқиқий Худа екәнлигигә көз йәткүзди. 14  Андин у Давут шәһириниң ташқи сепилини ясап чиқти, Гихонниң ғәрбий тәрипидә сайниң ичидин меңип, Белиқлар дәрвазисиға киридиған җайғичә. У Офелниң әтрапини там билән чөрәдәп, уни егиз көтәрди вә Йәһудияниң мустәһкәмләнгән шәһәрлириниң үстидин һәрбий башчиларни қойди. 15  У Йәһва өйидин барлиқ ят бутларни вә тәсвирләрни елипчиқип, өзи Йәһва ибадәтханисиниң теғида вә Йерусалимда орнатқан һәммә қурбангаһларни шәһәрниң чекидин ачиқип нери ташлиди. 16  Манассә Йәһваниң қурбангаһини тикләп, униңда шүкүр һәм мәдһийә қурбанлиқлирини әкелип, барлиқ йәһудийларға улар пәқәт Исраилниң Худаси Йәһваға хизмәт қилишини җекилиди. 17  Амма хәлиқ гәрчә өз Худайи Йәһваға болсиму, техи егизликләрдә қурбанлиқларни сунуп жүрди. 18  Манассә тоғрилиқ башқа вақиәләр һәм униң Худайиға болған дуа-илтиҗаси вә Исраил Пәрвәрдигари Йәһваниң исми билән униңға қаритилған пәйғәмбәрләрниң сөзлири Исраил падишалириниң тарихнамилиридә хатириләнгән. 19  Униң дуаси вә Худаниң униңға диққәт ағдурғанлиғи, униң гуна һәм қанунсизлиғи, у салған төпиләр вә қойған Аштаротниң тәсвирлири, бутлар, у мөмүнләштүрүлгәндин бурун қилған ишлири тоғрилиқ Хозай йезиқлирида тәсвирләнди. 20  Ахири Манассә атилириға қошулуп, өз өйидә дәпин қилинди. Униң орниға оғли Амон падиша болди. 21  Амон тәхткә олтарғанда 22 яшта еди вә Йерусалимда 2 жил падиша болди. 22  У атиси Манассәдәк Йәһваниң көзидә яман ишларни бәҗирди. Униң атиси Манассия ясиған бутларға Амон қурбанлиқларни тәғдим қилип, уларға хизмәт килди. 23  У Йәһваниң алдида атиси Манассәдәк товва қилип, беқинмиди. Әксичә у әйивини көпәйтти. 24  Шуниң билән униңға қарши қуллири қәстлик иғва ясап, уни өйидә өлтүрүвәтти. 25  Лекин зиминниң хәлқи Амон падишаға қарши чиқанларниң һәммисини уҗуқтурди. Хәлиқ падишаниң орниға униң оғли Йошияни қойди.

Изаһәтләр