Тарихнамә 2-язма 34:1—33
34 Йошия падишалиққа киришкәндә 8 яшта еди вә Йерусалимда 31 жил падиша болди.
2 У Йәһваниң алдида һәққаний жүрүп, атиси Давутниң йоллири билән меңип, улардин йә солға, йә оңға чекинмиди.
3 Өз һөкүмранлиғиниң сәккизинчи жили, һәтта техи өсмүр туруп, у атиси Давутниң Тәңрини издәшкә башлиди. 12-жили у Йәһуда билән Йерусалимни егизликләрдин, Аштаротниң тәсвирлиридин вә ойма һәм қуйма бутлардин тазилашқа башлиди.
4 Униң алдида Баалларниң қурбан супилирини вә уларниң үстидин чоқчийип турған һәйкәлләрни вәйран қилди. У Аштаротниң тәсвирлирини чепип, һәрқандақ ойма һәм қуйма бутларни чеқип, күлгә айландуруп, уни уларға қурбанлиқларни әкәлгән кишиләрниң қәбирлири үстигә чечивәтти.
5 Уларниң қурбангаһлирида мәрһум роһанийларниң сүйәклирини көйдүрди, шундақларчә у Йәһуда билән Йерусалимни тазилиди.
6 Манассә, Әпрайим, Шимон, һәтта Нафтали қәбилилириниң шәһәрлиридә, уларниң харабилирида шундақла ишни жүргүзди.
7 У Аштаротниң тәсвирлири билән қурбан супилирини бузуп, бутларни топиға айландуруп, пүткүл Исраил йеридә уларни йоқ қилди. Андин Йерусалимға қайтип кәлди.
8 Йерини һәм Худа өйини тазилиғандин кейин, падишалиғиниң 18-жили, у Азалияниң оғли Шафанни, шәһәр һакими Маасеяни вә Йәһоахазниң оғли, тарихнамичи Йоахни Илаһи Йәһваниң өйини җөндәшкә әвәтти.
9 Улар башроһаний Хилқияға келип, Худа ибадәтханисиға ианә қилинған күмүчни өткүзди. Бу күмүчни ишикләр күзитидә турған ләвийләр Манассәниң, Әпрайимниң, башқа исраиллиқларниң, Йәһуда вә Бениамин қәбилилиридин вә Йерусалим турғунлиридин өткүзүвалди.
10 Андин улар уни Йәһваниң һәрәмигә қоюлған иш назарәтчилиригә улар уни Йәһваниң өйидә түзитиш вә җөндәш ишлирини бәҗириватқан кишиләргә бериши үчүн тапшурди.
11 Улар пулни таш йонуғучиларға вә яғашчиларға ташларни һәм яғачларни сетивелишкә вә Йәһуда падишалири йол қойған имарәтләрниң бузулушиниң ясилиши үчүн тарқатти.
12 Ушбу кишиләр бу ишта етиқати асасида һәрикәтләнди. Уларниң үстидин Мерари оғуллиридин ләвийләр Яхат вә Обадия қоюлди. Каав оғуллиридин Зәкәрия вә Мешуламға саз әсваплирида ойнашни билидиған барлиқ ләвийләр үстидин башқуруш тапшурулди.
13 Жүк көтәргүчиләр үстидинму башчилар болди вә һәрхил ишни атқурғучилар үстидин назарәтчиләр бәкитилди. Ләвийләрдин катиплар, назарәтчиләр һәм күзәтчиләр болди.
14 Улар Йәһваниң өйигә әкелингән күмүчни чиқарғанда, Хилқия роһаний Мусаниң қоли арқилиқ берилгән Йәһваниң Қанун китавини тепивалди.
15 Шуниң билән Хилқия роһаний катип Шафанға: «Мән Йәһва өйидә Қанун китавини таптим»,— дәп, Хилқия уни Шафанға бәрди.
16 Шафан ушбу китапни падишаға апарди. У шундақла падишаға җавап берип: «Қуллириңизға тапшурулған һәммә нәрсини улар қилмақта.
17 Йәһваниң ибадәтханисида тепилған күмүчни улар назарәтчиләр вә иш жүргүзгүчиләр қолиға бәрди»,— дәп һесават тапшурди.
18 Шу чағда катип Шафан падишаға: «Ушбу китапни маңа башроһаний Хилқия бәрди»,— дәп, уни Шафан падиша алдида оқуди.
19 Падиша Қанунниң сөзлирини аңлап, кийимини жиртивәтти.
20 Падиша Хилқияға, Шафанниң оғли Ахикамға, Миханиң оғли Абдонға, катип Шафанға вә падишаниң әмәлдари Асаяға буйруп:
21 «Берип, Йәһвани мениң намимдин вә Исраил вә Йәһуда йәрлиридә қалғанлардин мошу китапниң сөзлири һәққидә сорап келиңлар. Чүнки ушбу китапта йезилғинидәк, атилиримиз Йәһваниң сөзлиригә әмәл қилмиғини үчүн, Йәһваниң дәрғәзиви зордур»,— деди.
22 Хилқия вә падишаниң хизмитидә болғанлар кийимләрниң сақлиғучиси Хархасниң оғли, Тиқваниң оғли Шаллумниң аяли Хулда пәйғәмбәргә барди. У аял Йерусалимниң йеңи қисмида яшатти, улар униң билән сөһбәтләшти.
23 У уларға: «Исраилниң Худаси Йәһва мундақ дәйду: “Силәрни маңа әвәткән кишигә мундақ дәйсиләр:
24 “Мана, Йәһваниң сөзлири: “Мән ушбу йәргә вә униң турғунлириға Йәһуда падишасиниң алдида оқулған китапта йезилған балаю-апәтни, барлиқ ләнәтләрни кәлтүримән.
25 Улар Мени ташлап, башқа худаларға исриқ чиқирип, Мени қоллириниң барлиқ ишлири билән рәнҗиткини үчүн, Мениң қәһрим мошу орунға тутушуп өчмәйду!
26 Йәһвани сорашқа әвәткән Йәһуда падишасиға мундақ дәңлар: “Исраилниң Рәбби Йәһва сән аңлиған сөзләргә нисбәтән төвәндикини ейтмақта.
27 Сән ушбу җайға һәм униң аһалисиға ейтилған қарарларни аңлап, мулайим болдиң, Худаниң алдида қәлбиңни юмшатқанлиғин вә алдимда кийимлириңни жиртип жиғлиғанлиғин түпәйли, Мән саңа қулақ салдим”,— дәйду Йәһва. —
28 Мана, Мән саңа атилириң билән биргә қәбирдә течлиқта йетишни беримән, сениң көзлириң Мән мәзкүр йәргә һәм униң турғунлириға әвәтидиған балаю-апәтни көрмәйду”»— деди пәйғәмбәр аял.
Ушбу җавапни падишаға йәткүзди.
29 Падиша адәм әвәтип, Йәһуда билән Йерусалимниң барлиқ ақсақаллирини жиғди.
30 Падиша Йәһваниң ибадәтханисиға барди, униң билән барлиқ йәһудийлар вә Йерусалимниң аһалиси: роһанийлар һәм ләвийләр, пүткүл хәлиқ, чоңидин тартип кичигигичә. Уларға Йәһва өйидә тепилған келишим китавиниң барлиқ сөзлири үнлүк оқулди.
31 Падиша өз орнида туруп, Йәһваниң алдида келишим түзди: Йәһваниң йолида жүрүп, Униң вәсийәтлирини сақлап, Униң аянлирини һәм низамлирини пүтүн жүрәктин һәм пүтүн дилдин әмәлгә ашуруп, мәзкүр китаптики келишимни орунлаш үчүндур.
32 Андин падиша шу җайда болған Йерусалим турғунлириға вә Бениамин аһалисиға келишимни тәстиқләшни буйриди. Шу вақиттин башлап, Йерусалимниң турғунлири Худаниң келишимигә мувапиқ иш тутушқа тиришти.
33 Йошия падиша Исраил оғуллириға мәнсүп йәрләрдә болған барлиқ җиркиничликләрни йоқатти. Шундақ қилип, у Исраил зиминида истиқамәт қиливатқан адәмләрни шундақ дәриҗигә йәткүздики, улар униң һаятиниң ахириғичә әҗдатлириниң Худайи Йәһвадин чәтнимәй, Йәһваға хизмәт қилди.