Тарихнамә 2-язма 35:1—27

35  Йошия Йерусалимда Йәһваға Өтүп кетиш мәйримини өткүзди вә Песах қурбанлиғини биринчи айниң 14-күни боғузлиди.  У роһанийларни орунлириға қоюп, Йәһваниң өйидә хизмитини лайиқ өтәшни җекилиди.  Йәһваға беғишланған исраиллиқларниң устазлири ләвийләргә: «Исраилниң падишаси, Давутниң оғли Сулайман салған өйгә муқәддәс сандуқни қоюңлар. Әнди уни мүрәңләрдә көтириш еһтияҗи йоқ силәрдә, әнди Худайиңлар Йәһваға һәм Униң хәлқи Исраилға дуруслап хизмәт етиңлар.  Исраил падишаси Давут бәлгүлигинидәк вә униң оғли Сулайман қарар қилғинидәк, өз новәтлириңлар бойичә, өз нәслиңләр бойичә иш тутуңлар.  Муқәддәс җайда туруп, бурадәрлириңларниң әвлатлириға, хәлиқкә бәлгүләнгән әмгигиңларни тәртип бойичә қилиңлар.  Муса арқилиқ ейтилған Йәһваниң сөзигә мувапиқ, бурадәрлириңлар үчүн тәйярланғандин, пакланғандин кейин Песах қурбанлиғини боғузлаңлар»,— дәп мәслиһәт бәрди.  Шуниң билән Йошия шу йәрдә болған хәлиқкә ушшақ малдин қозилар билән оғлақларни һәдийә қилди. Буларниң һәммиси Песах үчүн падиша мүлкидин берилип, уларниң сани 30 000 болди. Йәнә қара малдин 3000 баш соға қилинди.  Униң бәглири җан-дилидин хәлиқкә, роһанийлар һәм ләвийләргә һәдийәләрни бәрди. Һәққаний Худа ибадәтханисида башчи Хилқия, Зәкәрия вә Йихиел роһанийларға 2600 песах қозисини вә 300 буқа бәрди.  Ләвийләрниң башлиқлири Хонания вә униң бурадәрлири Шемая, Натанаил, Хашавия, Йииел вә Йозавад ләвийләргә 5000 песах қозисини вә 500 буқини соға қилди. 10  Муқәддәс хизмәт мундақ тәшкилләнди: роһанийлар өз орунлирида турди вә падишаниң буйруғи бойичә ләвийләрму новәтлири бойичә турушти. 11  Песах қурбанлиқлирини әкәлди вә роһанийлар ләвийләрниң қолидин қанни тапшурувелип, уни сәпти, ләвийләр болса терини шиллатти. 12  Улар көйдүрмигә бәлгүләнгән қурбанлиқларни тәйярлашти. Мусаниң китавида тәләп қилинған нәрсиләрни Йәһваға әкелиш үчүн, хәлиқниң вәкиллиригә керәклик нәрсиләрни аҗратти. Буқилар биләнму шундақла қилди. 13  Песах қурбанлиғини отта тохтам бойичә пишәрди вә муқәддәс қурбанлиқларниң гөшлирини қазанларда, кориларда вә тавиларда пиширип, барлиқ хәлиқкә чаққан таратти. 14  Андин улар өзлиригә вә роһанийларға таам тәйярлиди, чүнки Һарунниң оғуллири түн чүшкичә көйдүрмиләр вә яғларни көйдүрүп әкелиш билән бәнт еди. Шуңлашқа ләвийләр Һарун оғуллири роһанийлар һәм өзлири үчүн тамақ һазирлиди. 15  Асафниң оғуллири — нахшичилар Давутниң, Асафниң, Һеманниң вә падишаниң вәлийи Идифунниң көрсәтмилири бойичә өзлириниң орунлирида қалди. Шундақла һәрбир дәрвазиниң күзәтчилириму өз хизмитидин диққәт айримиди, чүнки таамларни улар үчүн бурадәрлири ләвийләр тәйярлап турди. 16  Песах қурбанлиғи тәғдим қилинған күндә Йәһваға атқурулған барлиқ хизмәт шундақ орунлаштурулди вә падиша Йошияниң пәрмани бойичә Йәһваниң қурбангаһида көйдүрмиләр әкелинди. 17  Исраил оғуллири Песах мәйримини шу вақитта өткүзди вә ушбу байрам йәттә күн давамида мәйрәмләнди. 18  Мошундақ Өтүп кетиш байрими Исраилда Самуил пәйғәмбәрниң күнлиридин тартип өткүзүлмигән еди. Шуниңдәкла Исраил падишалириниң арисида һечким Йошия падишадәк Песахни мәйрәмлимиди һәм униң билән биллә шу җайда иштрак қилған роһанийлар, ләвийләр, Йерусалимниң турғунлири вә барлиқ йәһудийлар билән исраиллиқлар. 19  Мәзкүр Песах мәйрими Йошияниң падишалиқ қиливатқан 18-жили нишанланди. 20  Йошия Худаниң өйини ясап болғандин кейин, Мисирниң шаһи Неко Фираттики Қархемишқа уруш билән маңди. Униңға қарши Йошия чиқти. 21  Пирәвн униңға әлчиләрни әвәтип: «Йәһуда падишаси, сениң билән мениң арамда немә бар? Мән саңа қарши чиққиним йоқ, лекин мениң урушум бар йәргә мән маңдим. Йәнә Худа маңа алдирашни буйриди, шуңа мениң билән болған Худаға қаршилиқ көрсәтмә. Болмиса, У сени һалак қилиду»,— дәп агаһландурди. 22  Амма Йошия униңдин қалмай, җәң қилиш пурситини издәп, Худаниң еғизидин ейтилған Некониң сөзлирини тиңшимиди. Шундақ қилип, у Мәгиддо вадисидики җәңгә чиқти. 23  Оқ атқучилар Йошия падишаға оқ атқанда, падиша қуллириға: «Мени елип кетиңлар, чүнки мән еғир җараһәтләндим»,— деди. 24  Қуллири уни һарвудин чүширип, униң башқа төмүр һарвусиға олтарғузуп, Йерусалимға апарди. У тез вапат болди вә атилириниң қәбридә дәпин қилинди. Пүткүл Йәһудия вә Йерусалим Йошияға матәм тутуп, қаттиқ жиғлашти. 25  Йәрәмия пәйғәмбәрму Йошия үстидин мәрсийәсидә жиғлиди. Барлиқ сазәндә-нахшичилар ушбу күнгичә мәшһур мәрсийә-күйлиридә Йошия падиша һәққидә қайғуруп, уларни Исраилда пайдилинишқа тәғдим қилди. Мана улар мәрсийә-күйләр китавиға йезилди. 26  Йошияниң башқа паалийәтлири вә униң Йәһва Қануниға мас болған яхши хисләтлири, 27  униң дәсләпки һәм ахирқи ишлири Исраил вә Йәһуда падишалириниң тарихнамилиридә хатириләнди.

Изаһәтләр