Тарихнамә 2-язма 36:1—23

36  Зиминниң хәлқи Йошияниң оғли Йәһоахазни елип, уни атисиниң орниға Йерусалимда падиша қилип қойди.  Йәһоахаз һөкүмранлиғини башлиғанда 23 яшта еди вә Йерусалимда үч ай падиша болди.  Мисирниң шаһи уни Йерусалимда ғулитип, ушбу йәргә 100 талант күмүчтә һәм 1 талант алтунда җәриман салди.  Мисирниң пирәвни Йәһудия вә Йерусалимниң падишаси қилип униң қериндиши Әлиакимни қойди, униң исмини Йәһоякимға йөткиди. Йәһоахазни болса Неко өзи билән елип, Мисирға әкәтти.  Йәһояким падиша болғанда 25 яшта еди вә Йерусалимда 11 жил һөкүмранлиқ жүргүзди. У Худайи Йәһваниң көзидә яқмайдиған ишларни қилатти.  Униңға қарши Бабилниң шаһи Нәбуқәднәсәр чиқип, уни Бабилға әкетиш үчүн, мис кишәнләр билән бағлиди.  Нәбуқәднәсәр Йәһва өйиниң қачилириниң бир қисмини Бабилға елип кетип, уларни Бабилдики бутханисиға бәрди.  Йәһоякимниң башқа ишлири вә у қилған жиркиничликлири вә униңда тепилған һәрхил илләтлири Исраил вә Йәһуда падишалириниң китавида тәсвирләнди. Униң орниға падиша болуп оғли Йәһоякин турди.  Йәһоякин падишалиғини башлиғанда 8 яшлиқ еди вә Йерусалимда үч ай вә он күн падиша болуп, Йәһваниң алдида йеқимсиз жүрди. 10  Бир жил өткәндин кейин Нәбуқәднәсәр Бабилға Йәһоякинни Йәһваниң ибадәтханисидики есил қачилар билән әкелишни буйруп, униң орниға Йәһудияниң падишаси қилип униң тағиси Зидқияни қойди. 11  Зидқия һөкүмранлиғини башлиғанда 21 яшта болуп, Йерусалимда 11 жил һөкүмранлиқ қилди. 12  У Пәрвәрдигари Йәһваниң алдида яман ишларни қилип, Йәһваниң еғизидин сөзлигән Йәрәмия пәйғәмбәрниң алдида мулайимлиқ көрсәтмиди. 13  Андин у Худаниң исми билән қәсәм беришкә көндүргән Нәбуқәднәсәр шаһтин чекинди. У гәдинини қаттиқ тутуп, жүригини берәһим қилип, Исраилниң Рәбби Йәһваға мураҗиәт қилмиди. 14  Роһанийларниң һәм хәлиқниң барлиқ башчилири әтрапидики хәлиқләрниң жиркиничлик ишлириға охшаш қанунсизлиқларни интайин көп қилди. Улар Йерусалимдики Йәһва муқәддәслигән Униң ибадәтханисини напаклаштурди. 15  Әҗдатлириниң Бәрпакари Йәһва уларға Өз әлчилирини таң сәһәрдин башлап әвәтти, чүнки У Өз хәлқини вә Өз маканини аятти. 16  Бирақ улар һәққаний Худадин әвәтилгәнләр үстидин мәсхирә қилишип, Униң сөзлирини етирап қилмай, Униң пәйғәмбәрлирини уруп-соқти. Шуниң билән Йәһваниң қәһри хәлқигә шундақ чүштики, уларға әнди давалиниш мүмкин болмиди. 17  Уларға қарши Халдияниң шаһи келип, ибадәтханида қилич билән әң әтиварлиқлирини өлтүрди. У йә өсмүрни, йә қиз балини, йә қерини, йә аялни айимиди, сәвәви Пәрвәрдигар уларниң һәммисини униң қолиға беривәтти. 18  Худа һәрәминиң барлиқ қачилирини, йоған һәм кичиклирини, Йәһва өйиниң ғәзнилирини вә падиша һәм бәглириниң барлиқ байлиқлирини у Бабилға әкәтти. 19  Ахирида һәқ Худаниң макани көйдүрүлди вә Йерусалимниң сепили вәйран қилинди. Униң һәммә сарайлири өрткә тутулуп, барлиқ қиммәтбаһа қача-қомучлири сундурулди. 20  Қиличтин аман қалғанларни у Бабилға йәр авдурди, улар Парс шаһлиғи һөкүмранлиқ қилғичә, униң һәм балилириниң қуллири болди. 21  Шу арилиқта Йәрәмияниң еғизи арқилиқ ейтилған Йәһваниң сөзи орунлиниши үчүн, йәр өз шәнбиликлирини мәйрәмлиди. У чөлдәрәш күнлириниң барлиғида, 70 жил толғичә, шәнбиликлиридә дәм алди. 22  Парс шаһи Кирниң биринчи жилида Йәрәмия пәйғәмбәр ейтқан Йәһваниң сөзлири әмәлгә ешиши үчүн, Йәһва Парс шаһи Кирниң роһини үндиди вә у пүткүл падишалиғи бойичә еғизчә вә язмичә мундақ сөзләрни җакалашни әмир қилди: 23  «Парсниң шаһи Кир мундақ дәйду: “Асманниң Худайи Йәһва йәр-зиминниң барлиқ шаһлиқлирини маңа бәрди. У Йәһудадики Йерусалимда Униңға өй қурушимни маңа жүклиди. Шуңа Униң хәлқидин ким мәзкүр җайға қайтишни халиса, шу яққа маңсун вә Пәрвәрдигари Йәһва униң билән болсун!”»

Изаһәтләр