Тарихнамә 2-язма 4:1—22

4  Сулайман падиша мис қурбангаһни тәйярлиди, униң узунлиғи 20 җәйнәк, кәңлиги 20 җәйнәк, егизлиги 10 җәйнәк еди.  У қуйма деңиз-һавузни ясиди. Униң бир четидин йәнә бир четигичә 10 җәйнәк чиқатти, у дүгләк, егизлиги 5 җәйнәк, чәмбириниң өлчими 30 җәйнәк болди.  Униң астида барлиқ тәрәптә тавузларниң тәсвирлири ипадиләнгән болуп, бу деңизни һәммә тәрәптин 10 җәйнәклик икки қатар тавузлар қоршап туратти. Улар һәммиси бу һавуз билән биргә қуюлған еди.  Ушбу деңиз 12 буқида туратти, уларниң үчи шималға, үчи ғәрипкә, үчи җәнупқа, үчи шәриқкә қаратти. Һавуз болса уларда туратти, һайванларниң кәйни тәрипи ичигә қаритилған еди.  Бу деңизниң қелинлиғи бир алиқан болуп, униң чәтлири қачиниң қирлиригә охшап, ечилған лалә гүлни әслитәтти. Бу һавуз өзидә 66 000 литр суни патқузатти.  Шундақла падиша 10 дасни ясиди, уларниң бәшини оң тәрәпкә, бәшини сол тәрәпкә жуюш үчүн орнатти. Уларда көйдүрмиләрни жуюп тәйярлатти, һә һавуз болса, роһанийлар униңда тазилиниши үчүн бәлгүләнгәнди.  Йәнә һаҗәтлик түрдә 10 алтун шамданни тәйярлиди. Уларниң бәшини һәрәмдә оң тәрәпкә һәм бәшини сол тәрәпкә қойди.  Шундақла 10 үстәлни ясап, ибадәтханида оң вә сол тәрәпләрдә бәштин қойди. Йәнә у 100 алтун қачини қойди.  У роһанийларниң һойлисини ясиди һәм чоң һойлини, һойлиларниң ишиклирини қилип, уларни мис билән қаплиди. 10  Деңизни оң тәрәптә, шәриқ-җәнүпқа қаритип қойди. 11  Хирам дасларни, гүҗәкләрни һәм һәрхил қачиларни ясап чиқти. Һәққаний Худаниң өйидә Сулайман падишаниң буйрутмиси бойичә қилған барлиқ ишлирини Хирам тамамлиди: 12  икки түврүк вә зәнҗирләр, түврүкләрниң бешидики икки таҗ, түврүкләр үстидики таҗларниң икки зәнҗирини япидиған икки тор, 13  икки торда болған 400 анар, түврүкләрдики таҗларниң икки зәнҗирини йепиш үчүн, һәрбир торда икки қатар анар алмилири. 14  У шундақла һарвуларни вә уларда турған дасларни, 15  бир деңиз-һавузни вә униң астидики 12 буқини, 16  дасларни, җам-җавурларни, гүҗәкләрни, ариларни, хилму-хил қача-қомучларни Хирам-Авия падиша Сулайманға Йәһваниң өйи үчүн силиқланған мистин ясап бәрди. 17  Падиша уларни Йорданниң әтрапида, Сокот һәм Сареданиң арисидики йәрдә, сапал шәкилләрдә қуюп ясатқузди. 18  Мошундақ затларни Сулайман мол көпчиликтә қилғузди, мисниң салмиғи һәтта өлчәмләнмиди. 19  Шундақ қилип, Сулайман падиша һәқ Худаниң ибадәтханисидики пүтүн затларни ясиди: алтун қурбангаһ, тәғдим нанлар қоюлидиған үстәлләр, 20  шамданлар, уларниң чирақлири. Булар барлиғи сап алтундин болуп, тохтам бойичә әң муқәддәс бөлминиң алдида йенип турушқа тегиш еди. 21  Шуниңдәкла әң есил алтундин гүлләр, чирақлар, лахшигирләр һәм қисқучлар, 22  өрт өчәргүчиләр, қачилар, исриқданлар, қошуқлар әң есил алтундин болуп, ибадәтханиниң ишиклири, әң муқәддәс җайниң ичкәрки ишиклири — һәммиси сап алтундин еди.

Изаһәтләр