Тарихнамә 2-язма 7:1—22

7  Сулайман дуасини тамамлиғанда, асмандин от чүшүп, көйдүрмә билән қурбанлиқларни көйдүрүвәтти вә Йәһваниң шан-шөһрити өйни толтурди.  Йәһваниң шөһрити Йәһваниң ибадәтханисини толтурғанлиғи сәвәвидин, роһанийлар Йәһва Тәңриниң һәрәмигә кирәлмиди.  Исраилниң барлиқ оғуллири Йәһваниң шөһрити өйдә болуп, асмандин өрт чүшкәнлигинини көрүп, йәргә үзигә жиқилип, Йәһвани мәдһийиләп тазим қилди, чүнки У бәрикәтлик, чүнки Униң рәһим-шәпқити әбәдий-әбәт!  Андин падиша һәм барлиқ хәлиқ Йәһваниң көз алдида қурбанлиқларни әкәлди.  Сулайман падиша қурбанлиққа 22 000 қара мал вә 120 000 ушшақ мал сунди. Шундақ қилип, Худа өйини падиша һәм барлиқ хәлиқ муқәддәслиди.  Роһанийлар хизмәт орунлирида турди вә Давут падиша ясиған саз әсваплар билән ләвийләр Йәһвани мәдһийилиди, чүнки Униң шәпқити мәңгүгә. Шундақ қилип, Давутму улар арқилиқ Йәһвани махтиди, роһанийлар ләвийләрниң қешида карнәйләрни чалди. Пүткүл Исраил өрә турди.  Сулайман Йәһва өйиниң алдидики һойлиниң отура қисмини муқәддәслиди, чүнки шу җайда көйдүрмиләр билән семиз малдин шүкүр қурбанлиқларни әкәлди. Сулайман ясиған мис қурбангаһ барлиқ көйдүрмиләрни, нан һәдийәлирини вә яғларни көйдүрүшкә йәтмәтти.  Мәзкүр вақитта Сулайман йәттәкүнлүк байрам өткүзди вә пүткүл Исраил, бәк көп җәмийәт униң билән биллә мәйрәмлиди. Бу хәлиқ Хаматниң киришидин башлап, Мисирниң дәриясиғичә болған тәвәдин жиғилди.  Сәккизинчи күни йәкүнләш тәнтәнисини өткүзди, чүнки қурбангаһниң муқәддәслишини йәттә күн давамида өткүзди. 10  Йәттинчи айниң жигирмә үчинчи күни Сулайман хәлиқни чедирлириға қоюп бәрди. Улар көңлидә Йәһваниң Давутқа вә Сулайманға һәм Өз хәлқи Исраилға көрсәткән яхшилиғиға шатланди. 11  Сулайман Йәһваниң ибадәтханисини вә падиша өйини мукәммәл аяқлаштурди. Йәһваниң муқәддәс җайида һәм өзиниң өйидә ойиға кәлгән һәммә нәрсини у муваппәқийәтлик әмәлгә ашурди. 12  Андин Йәһва Худа Сулайманға түндә көрүнүп, униңға мону гәпни ейтти: «Мән сениң дуайиңни аңлидим вә мошу җайни Өзәмгә қурбанлиқ әкелиш өйи болушқа таллидим. 13  Әгәр Мән асманни йепип, ямғурни яғдурмисам, әгәр чекәткигә өсүмлүкләрни йәветишни буйрисам яки хәлқимгә өлүм әкелидиған вабани әвәтсәм, 14  Мениң исмим билән атилидиған хәлқим мулайимлишип, йүзүмниң алдида туруп дуа қилса вә яман йоллиридин қайтса, шу чағда Мән асмандин аңлап, уларниң гуналирини кәчүрүп, уларниң йерини сақайтимән. 15  Һазирдин Мениң көзлирим һәм қулақлирим мошу йәрдә ейтилған дуалар үчүн очуқ һәм диққәтчан болиду. 16  Әнди Мениң исмим ушбу орунда мәңгүгә болуши үчүн, Мән таллап, ушбу өйни муқәддәслидим. Мениң көзлирим һәм жүригим мәзкүр җайда һәммә күнләрдә болиду. 17  Әгәр сән атаң Давуттәк Мениң йүзүм алдида жүрсәң вә Мән саңа әмир қилидиған барлиқ нәрсини орунлисаң, Мениң тохтамлиримни вә қанунлиримни сақлисаң, 18  шундақ әһвалда Мән падишалиғиңниң тәхтини, атаң Давутқа вәдә қилғандәк, мәккәм қойимән. Мән атаңға: “Сениңда Исраилға егә болидиған киши йоқимайду”,— дегән едим. 19  Әгәр силәр чекинип, Мениң силәргә бәргән тохтамлирим билән вәсийәтлиримни ташлисаңлар, берип башқа илаһларға хизмәт қилип, уларға ибадәт қилсаңлар, 20  шу чағда Мән исраиллиқларға бәргән йеримдин уларни қоғлап чиқимән вә исмим намиға муқәддәслигән ушбу өйни рәт қилимән. Мән уларни барлиқ хәлиқләрниң алдида күлкә билән мәсхиригә қойимән. 21  Бу өй қанчиму улуқланған болса, һәрким униң қешидин өтүп, дәһшәттә: “Немә үчүн Йәһва мәзкүр зимин вә ушбу өй билән мошундақ иш қилди?”— дәп һәйран қалиду. 22  Униңға җававән: “Улар Мисир йеридин уларни ачиққан атилириниң Пәрвәрдигари Йәһвани ташлап, башқа худаларни қобул қилип, уларға хизмәт атқуруп, ибадәт килған еди. Шуниң үчүн У уларға барлиқ мошу дәрт-апәтни әвәтти!”— дейишиду».

Изаһәтләр