Тарихнамә 2-язма 8:1—18
8 Сулайман падиша 20 жил өткәндин кейин Йәһваниң ибадәтханисини һәм өзиниң өйини селип пүтәрди.
2 Шуниңдәкла мошу жиллар давамида Хирам Сулайманға беривәткән шәһәрләрниму ясап, уларда Исраил оғуллирини җайлаштурди.
3 Сулайман Сованиң шәһири Хаматқа берип, уни егилиди.
4 У сәһрадики Тадморниму қуруп чиқти, шундақла Хаматта амбар-шәһәрләрни орунлаштурди.
5 У жуқарқи һәм төвәнки Бәйт-Хоронларни ясап чиқти, бу шәһәрләр яхши мустәһкәмләнгән болуп, сепиллири, дәрвазилири һәм қулуплири бар еди.
6 Ваалат шәһирини, Сулайманда болған озуқ-түлүк сақлайдиған барлиқ шәһәрләрни у Йерусалимда, Либанда вә егилигән пүткүл йәрлиридә, Сулайман нийәт қилған җәң һарвулири үчүн шәһәрләрни, чавандазлар үчүн шәһәрләрни селип, әмәлгә ашурди.
7 Һетийлардин, аморийлардин, перизийлардин, евийлардин вә йәвусийлардин болған барлиқ хәлиқни, улар исраиллиқлардин болмиғанлиқтин,
8 бәлки Исраил оғуллири һәммисини қирмай, қалғузғанларниң балилирини Сулайман қулларға айландуруп, еғир ишларни қилдурди. Һәтта бүгүнки күнгичә шундақ.
9 Исраил оғуллирини болса, Сулайман аддий ишчи қилип ишләтмәтти, бәлки улар униң ләшкәрлири, пасибанлириниң башчилири, җәң һарвулириниң башқурғучилири һәм чавандазлар болатти.
10 Мана, Сулайман падишаниң асасий назарәтчилири: хәлиқни башқуридиғанларниң сани 250 еди.
11 Сулайман пирәвнниң қизини Давут шәһиридин униң үчүн селинған өйгә көчәрди, чүнки у: «Исраил падишаси Давутниң шәһиридә аяллим яшимиши керәк, чүнки Йәһваниң сандуғи кәлгән җай муқәддәстур!»— дәтти.
12 Шу чағда Сулайман Йәһваниң дәһлиз алдида қурған қурбангаһида Йәһваға көйдүрмиләрни тәғдим қилди.
13 Әшуниңдәкла күндин күнгә, Мусаниң вәсийити бойичә, у көйдүрмиләрни әкеләтти, шәнбиликләрдә, йеңи ай чиққанда, жилиға үч қетимки байрамларда: петир нанлар мәйримидә, әллигинчи күн мәйримидә вә кәпиләр мәйримидә.
14 Атиси Давутниң көрсәтмиси бойичә, у роһанийларниң новәтлирини уларниң хизмитигә, ләвийләрни уларниң күзитигә қойди. Шундақ қилип, улар Худани махтап, роһанийлар рәһбәрлигидә күндин күнгә хизмәт қилди. Охшашла дәрвазичиларни һәрбир дәрвазиларға новәтлири билән бәлгүлиди, чүнки Худаниң адими Давутниң вәсийәтнамиси шундақ болған еди.
15 Һечнәрсидә падишаниң роһанийлар һәм ләвийләр, шундақла ғәзниләр тоғрилиқ вәсийәтнамисидин чәтнимиди.
16 Сулайманниң пүтүнләй иш-паалийити Йәһваниң өйини қурушидин башлап, уни тамамлинишиғичә шундақ қоюлған еди. Йәһваниң ибадәтханиси пүтүнләй қурулуп болди.
17 Андин Сулайман Едум зиминиға, деңизниң бойидики Есион-Гавер вә Елотқа барди.
18 Униңға Хирам шаһ қуллири арқилиқ кемиләрни вә деңизни яхши билидиған адәмлирини әвәтип бәрди. Улар Сулайманниң пухралири билән Офирға йолға чиқти вә у йәрдә 450 талант алтунни елип, Сулайман падишаға йәткүзди.