Тарихнамә 2-язма 9:1—31
9 Сабаниң аял шаһи Сулайманниң шан-шөһрити һәққидә аңлап, Йерусалимға бәк көп байлиқ билән Сулайман падишаниң қийин соалларға җавап беришини истәп кәлди. Униң төгилири көплигән хушпурақлар, алтун һәм қиммәтбаһалиқ ташлар билән жүкләнгән еди. Мәликә Сулайман һозурида болуп, жүригидә болған һәммә нәрсә тоғрисида соһбәтләшти.
2 Сулайман униң барлиқ соаллириға җавап бәрди вә Сулайман үчүн чүшәнмәйдиған һәм изаһ берәлмәйдиған һечнәрсә болмиди.
3 Саба мәликиси Сулайманниң данишмәнлигини, у салған өйини,
4 униң дәстихинидики таамларни, қуллириниң өйлирини, униңға хизмәт қиливатқан әмәлдарларниң қәдди-қамитини, уларниң кийимлирини, сақийлирини вә падиша Йәһва Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиға маңған тәнтәнә йолини көргәндә, у аң-таң қалди.
5 У падишаға: «Мән өз йеримдә сизниң ишлириңиз һәм даналиғиңиз тоғрисида аңлиған сөз һәқ екән!
6 Амма мән келип, өз көзүм билән көрмигичә, бу сөзләргә ишәнмигән едим. Лекин мана, маңа сизниң даналиғиңизниң алийлиғи һәққидә йеримиму ейтилмапту. Мән аңлиған баянаттин сиз ешип чүштиңиз.
7 Адәмлириңиз, алдиңизда хизмәт қилип, данишмәнлигиңизни дайим аңлаватқан мошу хизмәткарлириңиз, бәхитликкән!
8 Илаһиңиз Йәһва сизни Исраилға болған Өз меһир-муһәббити бойичә Йәһваниң падишайи болушқа Өз тәхтигә олтарғузған Худа мубарәк болсун! Өз хәлқини мәңгүгә тәстиқләш үчүн, У сизни униң үстидин падиша қоюп, адаләтлик билән һәққанийлиқни бәрпа қилмақта!»— дәп мәдһийилиди.
9 Шаһ аял Сулайманға 120 талант алтун, нурғунлиған хушпурақларни вә қиммәтбаһалиқ ташларни һәдийә қилди. Сабаниң мәликиси Сулайман падишаға соға қилмиған һечбир хушпурақлиқ кокатлар билән яғлар қалмиди.
10 Хирамниң пухралири һәм Сулайманниң пухралири Офирдин алтундин ташқири йәнә қизил дәрәқниң яғичини вә қиммәт ташларни елип кәлди.
11 Ушбу қизил яки сәндәл дәрәқтин падиша Йәһва өйидә һәм падиша сарийида пәләмпәйләрни ясиди. Шундақла мошу сәндәл яғичидин сазәндиләр үчүн саз әсваплири ясалди. Буниңдин авал Йәһуда йеридә бундақ иш йүз бәрмигән еди.
12 Сулайман падиша Саба мәликисигә у халиған һәм сориған һәммә нәрсиләрни соға қилди. У киши һәм униңда болған хизмәткарлири өз вәтинигә қайтти.
13 Сулайманға бир жил ичидә келидиған алтунниң салмиғи 666 талант алтун болған.
14 Униңдин ташқири, сәйяһәт қилғучи содигәрләрдин алидиған баҗдин вә Әрәпстан шаһлири һәм өлкиләрниң башлиқлири Сулайманға йәткүзидиған алтун билән күмүчтин бу байлиқ алаһидә туратти.
15 Шуниң билән Сулайман падиша алтун қошмисидин 200 йоған қалқан ясиди. Һәрбир қалқанға қошма алтундин 600 шекәл кәтти.
16 Шундақла у қошма алтундин 300 кичигирәк қалқан тәйярлиди. Һәрбир қалқанға 300 шекәл кәтти. У барлиғини Либан дәрәқлиридин ясиған өйгә қойди.
17 Йәнә падиша пил устихинидин йоған тәхтни ясап, уни сап алтун билән қаплиди.
18 Тәхткә апиридиған алтә пәләмпәй вә тәхткә қошулған алтун балдақ, олтиридиған җайниң икки тәрипидики җәйнәкчиләр, җәйнәкчиләрниң икки тәрипидә қоюлған икки шир, буларниң барлиғи алтунға қапланди.
19 Йәнә 12 шир алтә пәләмпәйниң у вә бу тәрипидә туратти. Буларға охшиған нәрсиләр һечбир шаһлиқта болғини йоқ.
20 Шуниңдәкла Сулайман падишаниң йәп-ичидиған барлиқ қача-қомучи алтундин еди. Либан яғичидин қапланған өйдиму барлиқ қачилар сап алтундин болди. Күмүч һеч йәрдә ишлитилмәтти, у Сулайманниң күнлиридә баһаланматти.
21 Сәвәви, падишаниң Таршишқа Хирамниң қуллири билән биргә баридиған кемилири болатти. Үч жилда бир қетим Таршиштин алтун билән күмүчни, пил устихинини, маймунларни вә тоти қушларни әкелидиған кемиләр жүрәтти.
22 Сулайман падиша йәр-зиминниң барлиқ һөкүмранлирини байлиғи һәм даналиғи билән ешип чүшәтти.
23 Шуниң үчүн йәрниң һәммә шаһлири һәққаний Худа униң қәлбигә салған данишмәнликни тиңшаш үчүн, Сулайманни көрүшни издәтти.
24 Улар өзлиридин һәдийәгә алтун вә күмүч қачиларни, түр-түрлүк кийимләрни, қуралларни, хушпурақларни, атларни һәм хечирларни жилдин жилға соға ретидә тәғдим қилатти.
25 Шуниң билән Сулайманда 4000 ат еғили, җәң һарвулири, 12 000 чавандаз болғанди. У уларни һарвулар үчүн шәһәрләрдә вә өзиниң қешида, Йерусалимда, тутатти.
26 Падиша Фират дәриясидин башлап Филистия зиминиғичә вә Мисирниң чегарисиғичә яшиған барлиқ шаһларға егидарчилиқ қилатти.
27 Шуңлашқа падиша Йерусалимда күмүчни аддий зәргар ташқа тәңләштүрди вә кедрларни уларниң нурғунлиғидин түзләңликтә өсүдиған әнҗирләргә тәңләштүрди.
28 Атларни болса Сулайманға Мисирдин вә башқа җайлардин әкеләтти.
29 Сулайманниң башқа паалийәтлири, дәсләпки вә ахирқилири, Натан пәйғәмбәрниң язмилирида, шиломлиқ Ахияниң бәшаритидә вә Набатниң оғли Йеробоам тоғрилиқ пәйғәмбәрлик ейтқан вәлий Иддониң вәһийләр китавида тәсвирләнди.
30 Сулайман Йерусалимда пүткүл Исраил үстидин 40 жил падишалиқ атқурди.
31 Ахирида Сулайман әҗдатлириға қошулди вә уни атиси Давутниң шәһиридә дәпин қилди. Униң орниға падиша болуп оғли Реһабам турди.