Титқа 2:1—15

2  Сән болсаң, буниңдин кейинму, сағлам тәлиматқа асаслинип сөзлә.  Яшанған әрләр адәтлиридә чекини билидиған, җиддий, сағлам пикирлик, етиқатта, меһир-муһәббәттә, тәқабиллиқта сағлам болсун.  Шуниңға охшаш яшанған аялларму өзлирини һөрмәткә сазавәр тутуп, төһмәт қилмай, шарапқа берилмәй, яхшилиққа үгәтсун.  Улар яш аялларға әрлирини сөйүшкә, пәрзәнтлиригә көйүнүшкә,  сағлам пикирлик, әхлақий пак, өйигә ғәмхорчан болушқа, яхши ишларни қилишқа, өз әрлиригә бойсунушқа һәм Худаниң сөзи һақарәткә учримаслиғи үчүн, уларға тәлим бәрсун.  Шуниңға охшаш, буниңдин кейинму яшларни сағлам пикирлик болушқа чақирғин.  Өзәң һәммә җәһәттин, яхши ишларниң үлгисини көрситип, җиддий бол, бәргән тәлимиң тоғра болсун.  Қаршилиқ көрситиватқан тәрәптә турғанлар биз тоғрилиқ һечқандақ яман сөз ейталмай, уюлуши үчүн, сениң гепиң әйипләшкә болмайдиған, сағлам болуши лазим.  Қуллар һәммә җәһәттин өз ғоҗайинлириға сөз қайтурмай, яқидиған ишларни қилип, уларға бойсунсун. 10  Улар оғрилиқ қилмай, әксичә, толуқ түрдә һәқиқий садиқлиқни көрситип, Қутқазғучимиз Худаниң тәлиматини һәммә тәрәптин зенәтлисун. 11  Һәрқандақ инсанларға қутқузулуш әкелидиған, Яратқучимизниң мол меһирлиги намайиш болди, 12  у бизни рәзилликни вә бу дунияниң һәвәслирини рәт қилип, бу дуния қурулумидә Худаға болған сағлам пикирликни, һәққанийлиқни һәм вападарлиқни сақлап яшашни үгәтмәктә, 13  шуниң билән биллә биз улуқ Худаниң вә Ниҗаткаримиз Әйса Мәсиһниң шөһрәтлик көрүнүшини вә бәхитлик үмүтимизниң әмәлгә ешишини күтүватимиз. 14  Бизни һәрқандақ қанунсизлиқлардин азатлиққа чиқиришқа вә өзи үчүн тазилап,— өзиниң алаһидә мүлкидәк,— яхши ишларға қизғин интилидиған хәлиқ қилиш үчүн, Әйса Мәсиһ өзини пида қилди. 15  Бу тоғрилиқ ейтишни давамлаштурғин һәм җемиләштә, һәм паш қилишта толуқ һоқуқ билән буйруғин. Һечким сени камситмисун.

Изаһәтләр