Титқа 3:1—15
3 Уларға буниңдин кейинму һөкүмәткә бойсунушни вә һоқуқдарларниң гепигә киришни, һәрқандақ яхши ишларни қилишқа тәйяр болушни,
2 һечким тоғрилиқ һақарәтләйдиған сөз ейтмаслиқни, җедәлхор болмаслиқни әксичә пәм-парасәтлик болуп, һәммә кишиләргә толуқ мулайимлиқ билән қарашни әскәрткин.
3 Сәвәви бизму бир вақитларда әқилсиз, гәпкә кирмәйдиған, езиқтурулған, һәртүрлүк хаһишларниң вә һөзүрлинишләрниң қуллири едуқ, явузлуқта вә һәсәтхорлуқта яшап, жиркиничлик болуп, бир-биримизни өч көрәттуқ.
4 Амма бизниң Қутқазғучимиз Худаниң меһриванлиғи билән инсанпәрвәрлиги аян болғанда,
5 бизниң қилған һәққаний ишлиримиз үчүн әмәс, бәлки Өзиниң рәһимдиллигидә жуюш арқилиқ бизгә һаятлиқ берип һәм муқәддәс роһ арқилиқ йеңилиниш берип, бизни қутқузди.
6 У бу роһни бизниң Ниҗаткаримиз Әйса Мәсиһ арқилиқ бизгә баяшәт төкти.
7 Униң инайити бойичә, һәққаний җакалинип, мәңгүлүк һаят үмүтигә яриша биз мирасхор болдуқ.
8 Бу сөзләр һәқтур, Худаға ишәнгәнләрниң буниңдин кейинму өз ойлирини яхши ишларға муҗәссәмләштүрүши үчүн, мән бу сөзләрни ейтишиңни вә тәкитлишиңни өтүнүмән. Бу инсанлар үчүн яхши һәм пайдилиқ.
9 Тәврат қануниға мунасивәтлик әхмиқанә соал-сорақлардин, нәсәбнамилардин, маҗралардин вә талаш-тартишлардин нери тур, чүнки булар пайдисиз вә мәнисиздур.
10 Мәзһәпчиликни тарқатқучиларни бир вә икки қетим җемилигәндин кейин, рәт қилғин.
11 Шуни билгинки, мундақ адәм йолдин адашқан вә гуна қилғач, өз-өзини сотлимақта.
12 Сениң йениңға Артимасни яки Тихикни әвәткәндә, мениң йенимға Никопольға келиш үчүн бар имканийәттин пайдиланғин, чүнки мән қишни шу йәрдә өткүзүшни қарар қилдим.
13 Тәврат қанунини яхши билидиған Зинасни вә Аполлос иккиси һечнәрсигә муһтаҗ болмаслиғи үчүн, йолға пухта тәйярлиғин.
14 Бизниңкиләрму хизмәттә мевисиз болмаслиғи вә өз күндилик еһтияҗлирини қанаәтләндүрүши үчүн, яхши ишларни қилишқа үгәнсун.
15 Мениң йенимдикиләрниң барлиғи саңа салам йоллаватиду. Етиқатимиз бойичә бизни қәдирләйдиғанларниң һәммисигә мәндин салам ейтқин.
Барлиғиңлар билән инайәт болғай.