Филипиликләргә 3:1—21

3  Ахирида, қериндашлирим, Пәрвәрдигаримизниң хизмитидә тохтимай шатлиниңлар. Буларни силәргә қайта йезиш мән үчүн аваричилиқ әмәс, бәлки силәрни бу ховупсизландүриду.  Иштлардин пәхәс болуңлар, зиян кәлтүрүдиғанлардин пәхәс болуңлар, хәтнә тәрәпдарлиридин пәхәс болуңлар.  һәқиқий хәтнә биздә, Худаниң роһи арқилиқ муқәддәс ибадәт қилғучиларда һәм тәнгә таянмай, Мәсиһ Әйса билән пәхирләнгәнләрдидур  Гәрчә мениңму, башқилардин көрә, тәнгә тайинидиған асаслирим көп. Әгәр кимду-башқиси тәнгә ишинидиған асаслири бар дәп ойлиса, мән техиму шундақ:  туғулуп сәккизинчи күни хәтнә қилиндим, исраиллиқ аилисидин, Бениамин қәбилисидин, ибранийлардин туғулған ибраний, Қанун тәрипидин — пәрисий,  қизғинлиққа кәлсәк, мән — җамаәтниң тәқиплигүчиси, Тәврат қануни арқилиқ келидиған һәққанийлиқта — әйипсиздим.  Шуларға аит еришкән муваппәқийәтлиримни Мәсиһ үчүн зайә дәп һесаплидим.  Раст, мән һәқиқәтән Һакимдарим Мәсиһ Әйса тоғрисидики бебаһа билим үчүн, һәммини зайә дәп һесаплаймән. Уни дәп мән һәммә нәрсини йоқаттим вә Мәсиһкә еришишим үчүн буларни әхләт дәп һесаплаймән.  Мәсиһ билән бирликтә болуш үчүн, Қанундин кәлгән өз һәққанийлиғим түпәйлидин әмәс, бәлки Мәсиһкә болған етиқат арқилиқ — етиқатта асасланған Рәббимдин болған һәққанийлиқтин, 10  Әйсани вә униң тирилишиниң күчини, вә униң өлүмигә охшайдиған өлүмгә өзәмни берип, униң азаплирида несивәмни тонуп-билиш үчүн 11  һәм өлүмдин қандақту-бир амал билән дәсләпки тирилишкә еришишимни көргүм келиду. 12  Мукапат алдим яки камаләткә йәттим, демәкчи әмәсмән, лекин Мәсиһ Әйсаниң мени қандақту-бир мәхсәт үчүн тапқиниға мәнму йетәләймәнму дәп, шуни көрүшкә интилимән. 13  Қериндашлар, мән өзәмни униңға йәттим дәп қаримаймән. Бир нәрсинила ейтай: өтмүшни унтуп, келәчәккә интилимән. 14  Мән Худаниң Мәсиһ Әйса арқилиқ асманға чақирилиш мукапити үчүн, шу мәхсәткә интилимән. 15  Келиңлар, ким пишип-йетилгән болса, шундақ пикир жүргүзәйли, әгәр башқичә ой-пикирдә болсаңлар, Худа дурус пикир жүргүзүш тәрзини силәргә ечип бериду. 16  Қандақла болмисун, йетишкәнлиримизгә әгишип, қени, кәлгүсидиму мошу орунлаштурулған тәртип бойичә қәдәм басайли. 17  Қериндашлар, һәммиңлар биллә маңа тәқлит қилиңлар вә биздә көргән үлгә бойичә иш тутуватқанларға беқиңлар. 18  Чүнки силәргә көп қетим ейтқинимдәк вә һазирму һәтта көз яшлирим билән қайтилаймәнки, нурғунлири Мәсиһниң азап түвригиниң дүшмәнлиридәк һәрикәт қилмақта. 19  Уларниң ахири — һалакәт, уларниң худаси — қарни, уларниң шөһрити — шәрмәндичиликтә вә улар йәрдикини ойлайду. 20  Бизниң пухралиғимиз болса — асмандидур, биз дәл шу йәрдин Ниҗаткаримизниң, һакимдаримиз Әйса Мәсиһниң келишини тақәтсизлик билән күтүватимиз. 21  У өз қудритиниң һәрикитигә бенаән һәммә нәрсини өзигә беқиндуралайдиған күчи билән бизниң пәсләштүрүлгән тенимизни өзиниң шан-шәрәплик тенигә охшаш өзгәртиду.

Изаһәтләр