Филипиликләргә 4:1—23

4  Шундақ екән, қәдирлик һәм әзиз қериндашлирим, мениң хошаллиғим һәм таҗам, қиммәтликлирим, әшундақла мәккәм Рәббимиз йолида туруңлар.  Еводиядин өтүнүмән вә Синтиһиядин өтүнүмән, Пәрвәрдигар йолида ой-пикирликниң охшашлиғини сақлаңлар.  Һә, сениңдинму, мениң билән бир боюнтуруқ астида сәмимий хизмәт қиливатқандин, өтүнүмәнки, бу аялларға ярдәм қилғин. Улар мән билән бир дәқәмдә, Климент вә башқа хизмәтдашлирим билән биллә хуш хәвәр үчүн күрәш қилған, уларниң исимлири һаятлиқ китавида.  Рәббимиз йолида дайим шатлиниңлар. Йәнә дәймән: шатлиниңлар!  Силәрниң әқил-парасәтлигиңлар барлиқ адәмләргә мәлум болсун. Һакимдаримиз йеқиндур!  Һечнәрсидин әндишә қилмаңлар, бәлки һәммә нәрсидә дуа һәм илтиҗада Худаға миннәтдарлиқ билән илтимаслириңларни ечиңлар  һәм һәрқандақ ой-пикирдин үстүн туридиған Тәңриниң течлиғи жүрәклириңларни, һәм әқиллириңларни Мәсиһ Әйсада сақлайду.  Ахирида, қериндашлирим, һәқиқий, җиддий диққәткә лайиқ, һәққаний, таза, меһир-муһәббәткә сазавәр, разилиққа ярамлиқ, яхшилиққа ятидиған һәм махташқа лайиқ барлиқ нәрсиләр тоғрисида һемишәм мулаһизә қилиңлар.  Маңа бола үгәнгән, қобул қилған, аңлиған вә мениңда көргәнлириңларни қоллиниңлар — һәм хатирҗәмликниң Худаси силәр билән болиду. 10  Егимизгә миннәтдарлиқта әҗайип хошал болуватимән, чүнки силәр ахири яңливаштин мән һәққидә ойлашқа башлидиңлар. Силәр авалму мениң бар-йоққум билән қизиққан едиңлар, бирақ буни көрситиш мүмкинчилигиңлар болмиған. 11  Мениң мундақ дегиним муһтаҗлиғимдин әмәс, чүнки һәрқандақ әһвалларда мән өзәмдә бар нәрсәмгә қанаәтлинишни үгәнгән едим. 12  Һә, мән йетишмәсликтә болушниң қандақ екәнлигини һәм молчилиқта болушниң қандақ екәнлигини билимән. Һәммә нәрсидә вә һәммә шараитта тоқ болуш қандақ һәм ач болуш қандақ, баяшәтчиликтә болуш қандақ һәм муһтаҗлиқта болуш қандақ екәнлигини чүшәндим. 13  Мени Мустәһкәмлигүчигә түпәйли һәммә нәрсигә қадирмән. 14  Шундақтиму, силәр мениң дәртлиримни бөлүшүп, яхши қилдиңлар. 15  Чүнки силәр, филипилиқлар, шуниму билисиләрки, хуш хәвәр тарқитишниң бешида мән Македонийәдин чиққинимда, силәрдин башқа һечбир җамаәт ианә қилиш вә қобул қилиш ишлирида мән билән һәмкарлашмиған еди, 16  чүнки Салоника шәһиригә силәр мениң еһтияҗлирим үчүн биринчи һәм иккинчи қетим ярдәм әвәттиңлар. 17  Яқ, мән һәдийәләрни издәватқиним йоқ, амма силәрниң һесаватиңларни толтуридиған мевиләрни издәватимән. 18  Һалбуки, мениңда һәммә нәрсә толуқ өлчәмдә һәм молчилиқта бар. Мениңда һәммә нәрсә бар, асасән һазир, Епафродиттин әвәткәнлириңларни алғандин кейин — Худаға яқидиған лайиқ қурванлиқ, хушпурақлиқ исриқ. 19  Мениң Худайимим болса, силәрниң барлиқ муһтаҗлириңларни Өз шөһритиниң байлиғи бойичә Мәсиһ Әйса арқилиқ пүтүнләй қанаәтләндүриду. 20  Рәббимиз һәм Атимизға әбәдил-әбәт шан-шәрәп болғай! Амин. 21  Мәсиһ Әйса билән бирликтә болған барлиқ муқәддәсләргә мениңдин салам йәткүзүңлар. Өз салимини силәргә мениң билән болуватқан бурадәрләр йоллайду. 22  Өз салимини силәргә барлиқ муқәддәсләр, болупму қәйсәр ордисидикиләр йоллаватиду. 23  Һакимдаримиз Әйса Мәсиһниң мол меһри силәр билдүриватқан роһ билән биллә болғай!

Изаһәтләр