Чиқиш 1:1—22
1 Мана Исраил оғуллириниң исимлири, улар Мисирға Яқуп билән кәлгән еди, һәрқайси өз өй ичидикилири билән:
2 Рувим, Шимон, Лавий һәм Йәһуда,
3 Иссакар, Зәбулун һәм Бениамин,
4 Дан һәм Нафтали, Гад һәм Ашер.
5 Яқуптин чиққан барлиқ җан сани 70 еди, Йүсүп болса Мисирда еди.
6 Вақит өтүп, Йүсүп вапат болди. Шундақла униң барлиқ ака-укилири һәм шу әвлат өлүп кәтти.
7 Исраил оғуллириниң әвлади пәйда болуп, улар интайин көпәйди. Уларниң сани чапсан өсүп, улар шунчилиқ күчләндики, һәтта шу зимин улар билән толди.
8 Бирмунчә вақит өткәндин кейин Мисирда йеңи падиша һөкүмранлиқ қилишқа башлиди, у Йүсүпни тонуматти.
9 У өз хәлқигә мундақ деди: «Мана, Исраилниң оғуллири биздин көпирәк болуп кәтти һәм улар биздин күчлүк.
10 Келиңлар, уларниң техиму көпийип кәтмәслиги үчүн, даналиқ билән иш қилайли. Болмиса, әгәр уруш болуп қалса, улар бизни өч көрүдиғанларға қошулуп, бизгә қарши урушиду һәм йеримиздин кетип қалиду».
11 Шу чағда мисирлиқлар уларни еғир иш билән езиш үчүн, уларниң үстидин назарәтчиләрни қойди, Исраилниң оғуллири пирәвн үчүн Пифом һәм Рәмис шәһәрлирини амбарлири билән ясап бәрди.
12 Амма исраиллиқларни қанчә көп езиғансери, улар техиму көпәйди вә техиму тарқалди вә мисирлиқлар уларниң алдида ағриқсиман қорқунучқа бериләтти.
13 Шунлашқа мисирлиқлар Исраилниң оғуллирини қул қилди вә улар билән вәһшиләрчә муамилә қилатти.
14 Улар исраиллиқларниң һаятини лайчилиқ, хиш қуюш вә шундақла етиздики һәрқандақ еғир иштин қаттиқ азапларға дучар қилди.
15 Бираз вақиттин кейин Мисир падишаси Шифра вә Пуа дәп атилидиған ибраний туғут анилириға мундақ пәрман қилди:
16 «Силәр ибраний аялларниң туғушиға ярдәмләшкән чағда вә уларни туғут бәлдиңигә ятқузғанда, әгәр оғул туғулса — өлтүрүңлар, қиз туғулса — тирик қоюңлар!».
17 Лекин туғут анилири һәқиқий Худадин қорқатти вә улар Мисирниң падишаси ейтқинини қилматти. Улар оғулларни тирик қалдуратти.
18 Бирмунчә вақит өткәндин кейин пирәвн туғут анилирини чақиртип: «Немишкә силәр бундақ иш қиливатисиләр, немишкә оғул балиларни тирик қалдуруватисиләр?»— дәп сориди.
19 Улар җававән: «Ибраний аяллар мисирлиқ аялларға охшимайду. Улар күч-қувәткә толған вә туғут аниси уларға келиштин авал туғуп болиду»,— дәп ейтти.
20 Бу ишлири үчүн Худа туғут анилириға яхшилиқ қилатти һәм хәлиқ бара-бара техиму көпийип, күчләнди.
21 Туғут анилири һәқиқий Худадин қорққанлиғи үчүн, У уларға кейин аилилирини һәдийә қилди.
22 Ахирида пирәвн барлиқ өз хәлқигә буйруп: «Исраиллиқларниң туғулған һәрқандақ оғлини Нил дәриясиға ташлаңлар, һәрқандақ қизини болса тирик қалдуруңлар»,— деди.