Чиқиш 10:1—29
10 Шу чағда Йәһва Мусаға: «Пирәвнгә барғин, чүнки Мән униң алдида мошу аламәтләрни көрситиш үчүн, униң вә хизмәткарлириниң қәлблирини қайтмас болушқа йол бәрдим.
2 Шундақла сән өз оғлуңға вә оғлуңниң оғлиға Мениң Мисир билән қандақ қаттиқ иш қилғинимни вә уларниң арисида көрсәткән карамәтлиримни ейтип беришиң үчүнму. Шундақларчә, Мениң Йәһва екәнлигимни билисиләр»,— деди.
3 Муса билән Һарун пирәвнгә берип, униңға: «Ибранийларниң Рәбби Йәһва мундақ дәйду: “Қанчилик сән Маңа йәнә бой сунмайсән? Мениң хәлқим Маңа хизмәт қилиши үчүн, уни қоюп бәргин.
4 Әгәр уни яңливаштин қоюп бәрмисәң, әтә сениң егиликлириңгә чекәткиләрни әвәтимән.
5 Улар йәр йүзиниң барлиқ җайини йепивалидуки, һәтта йәр көрүнмәйду. Чекәткиләр қалған нәрсиләрниң һәммисини йәветиду, мөлдүрдин қалған нәрсиләрни вә етизлардики барлиқ дәрәқләрни йәветиду.
6 Улар сениң өйлириңни, барлиқ хизмәткарлириңниң өйлирини вә барлиқ Мисирниң өйлирини тоштуриду. Улар шунчилиқ көп болудики, ундақни сениң атилириниң, атилириниңниң атилири бу йәрдә пәйда болғандин тартип бүгүнки күнгичә көрмигән еди”»,— деди. Мошу сөзләр билән Муса бурулуп, пирәвндин чиқип кәтти.
7 Шуниңдин кейин хизмәткарлири пирәвнгә: «Қачанғичә бу киши бизгә сиртмақ болиду? Бу адәмләрни Өз Рәбби Йәһваға хизмәт қилиши үчүн, қоюп бәргәйла. Мисирниң һалакқа учраватқанлиғини техила көрмидилиму?»— дейишти.
8 Шу вақитта Муса билән Һарунни пирәвнгә қайтурди һәм у уларға: «Берип, Рәббиңлар Йәһваға хизмәт қилиңлар. Қайсиңлар барисиләр?»— деди.
9 Муса җавап берип: «Биз яшлиримиз билән қерилиримиз, оғуллиримиз билән қизлиримиз, қойлиримиз билән калилиримизни алғач баримиз, чүнки Йәһва Худаға беғишланған мәйрәмни өткүзимиз»,— деди.
10 Пирәвн болса уларға: «Әгәр мән қандақту-бир вақитта силәрни балилириңлар билән қоюп бәрсәм, унда Йәһва һәқиқәттән силәр биләндур! Көрүватамсиләр, ойуңларда яманлиқ бар.
11 Силәрчә болмайду! Пәқәт силәр, әр кишиләр, берип Йәһваға ибадәт қилиңлар, чүнки нәқ мошуни издәватисиләрғу»,— деди. Шуниң билән уларни пирәвндин қоғлап чиқарди.
12 Андин Йәһва Мусаға: «Қолуңни Мисир йериниң үстидин узартқин вә шуниң билән униңға чекәткиләр учуп келип, мошу зиминдики мөлдүрдин кейин қалған барлиқ өсүмлүкләрни йәп ташлайду»,— деди.
13 Муса дәрру һасини Мисир жутиниң үстигә узартти вә Йәһва шу йәргә шәрқий шамални чиқарди. У күн бойи һәм түн бойи чиқти. Сәһәр билән шәрқий шамал чекәткини елип кәлди.
14 Чекәткә пүткүл Мисир йеригә учуп келип, барлиқ Мисир егиликлирини басти. Униң бесиши интайин азаплиқ болди. Мундин илгири чекәткиниң бундақ бесиши болмиған еди һәм буниңдин кейин һечқачан болмайду.
15 У йәр йүзиниң көрүнидиған барлиқ җайини басти вә йәр қарайди. Чекәткә шу зиминдики мөлдүрдин ешип қалған һәммә өсүмлүкләрни вә дәрәқләрдики мевиләрни йәп кәтти. Пүтүн Мисир йеридә дәрәқләрдә һәм даладики гияларда һечбир көк қалмиди.
16 Пирәвн алдирашлиқ һалда Муса билән Һарунни чақиртип: «Мән Рәббиңлар Йәһваға һәм силәргә қарши гуна қилдим.
17 Өтүнүмән, йәнә бир кетим гунайимни кәчүргин вә Худайиңлар Йәһвадин мошу һалакәтлик апәтни мениңдин нери қилишини сораңлар»,— деди.
18 Муса пирәвндин чиқип, Йәһвадин өтүнди.
19 Шу чағда Йәһва шамалниң йөнилишини өзгәртти вә наһайити қаттиқ ғәрбий боран чиқти. У чекәткини елип, учуруп апирип, Қизил деңизға ташлиди. Мисирниң барлиқ егиликлиридә бирталму чекәткә қалмиди.
20 Лекин Йәһва пирәвнниң көңлини қатқан һалда қелишқа йол қойди вә у Исраил оғуллирини қоюп бәрмиди.
21 Андин Йәһва Мусаға: «Мисир йеригә қараңғулуқниң, қоюқ қараңғулуқниң, чүшүши үчүн, қолуңни асманға көтәргин»,— деди.
22 Муса дәрру қолини асманға көтәрди вә шуниң билән барлиқ Мисир йеридә үч күн давамида қоюқ қараңғулуқ болди.
23 Адәмләр бир-бирсини көрәлмиди вә үч күн һечким орнидин турмиди. Лекин Исраил оғуллири яшиған җайда йоруқлуқ болди.
24 Мошуниңдин кейин пирәвн Мусани чақиртип: «Берип, Йәһваға хизмәт қилиңлар. Пәқәт қойлириңлар билән калилириңлар қалсун. Балилириңлар болса силәр билән барсун»,— деди.
25 Бирақ Муса: «Сили бизниң қоллиримизға шундақла қурванлиқларни һәм көйдүрмиләрни бәрисила, чүнки биз уларни Рәббимиз Йәһваға әкелишимиз шәрт.
26 Мелимиз биз билән бариду. Бирму туяқ қалмайду, чүнки мелимизниң қисмини Рәббимиз Йәһваға ибадәт үчүн әкелишимизға алимиз. Шу җайға кәлмигичә, немини ибадәт үчүн Йәһваға қурванлиққа әкелишимизни билмәймиз»,— дәп җавап бәрди.
27 Лекин Йәһва пирәвнниң көңлини қайтмас болуп қелишиға йол бәрди вә у уларни қоюп беришкә унимиди.
28 Пирәвн Мусаға: «Мәндин кәткин! Авайла! Йүзүмни йәнә көрүшкә интилмиғин, чүнки йүзүмни көргән күни, өлисән»,— деди.
29 Муса җававән: «Сили өзлири буни ейтти. Мән силиниң йүзини көрүшкә әнди интилмаймән»,— деди.