Чиқиш 12:1—51
12 Йәһва Мисир елидә Муса билән Һарунға:
2 «Бу ай барлиқ айларниң башлиниши болиду. У жил айлириниң дәсләпкиси болиду.
3 Исраилниң һәммә җамаитигә мундақ мураҗиәт қилғин: “Мошу айниң 10чи күни һәрқайсиңлар бир қозидин аилигә, өйгә елиңлар.
4 Әгәр өйдикилириңларниң сани бир қозини йәветиш үчүн аз болса, йеқин хошнаң билән биргә елиңлар. Қозини йәйдиған кишиләрниң иштийигә қарап, санини чиқириңлар.
5 Қоза нуқсансиз болуши лазим. Бу бир яштики әркәк болуши керәк. Силәр җаниварни яш қойлар билән қошқарлар арисидин алсаңлар болиду.
6 Уни өйүңларда мошу айниң 14чи күнигичә сақлаңлар вә шу вақитта Исраил җамаитиниң барлиқ жиғини уни икки ахшамниң арида боғузлайду.
7 Улар униң қенидин елип, уни йәйдиған өйләрдики ишикниң икки ян яғичиға вә бешиға чачратсун.
8 Гөшни шу кечисила йәветиш һаҗәт. Уни отта кавап қилип, петир нанлар һәм аччиқ гиялар билән йейиш керәк.
9 Уни хам яки суда пишәргән туридә йемәй, отта қоруп, беши, путлири вә ич-қарни билән йәңлар.
10 Һәм униңдин һечнәрсини әтигәнликкә қоймаңлар, бирақ униңдин әтигәнгә ешип қалған нәрсини отта көйдүрүветиңлар.
11 Силәр қозиниң гөшини бәллириңларни бағлап, аяқлириңларға сәндәл кийип вә қоллириңларда һаса тутуп йейишиңлар лазим. Уни алдирап йәңлар. Бу Йәһваниң Қутқузулуш мәйримидур*.
12 Нәқ шу кечиси Мисир жутини кезип, адәмләрниң һәм һайванларниң арисидики тунҗиларниң һәммисини уҗуқтуримән. Шундақла Мисирниң барлиқ илаһлириниң үстидин һөкүм чиқиримән. Мән Йәһва.
13 Силәр яшиған өйләрдики сүркәлгән қан бәлгү болиду: Мән қанни көрүп, қешиңлардин өтүп кетимән вә Мән Мисир йерини җазалиған вақитта һалакәт әкелидиған апәт силәргә тәгмәйду.
14 Бу күн силәр үчүн хатирилик күн болиду. Уни Йәһваға беғишланған мәрикидәк әвлаттин әвлатқа мәйрәмләңлар. Уни мәйрәмләңлар. Бу әсирләр бойи тохтамдур.
15 Йәттә күн петир нанларни йәңлар. Биринчи күни өйлириңлардин хемиртуручни чиқириветиңлар, чүнки һәрқандақ кимки мошу йәттә күн давамида болдурулған нәрсини йәйдиған болса, шу җан Исраилдин йоқитилиду.
16 Биринчи күни силәрдә муқәддәс учришиш өтүду вә йәттинчи күндиму муқәддәс учришиш болиду. Бу күнләрдә һечбир ишни қилишқа болмайду. Пәқәт һәрқандақ җан қосиғини тойдуруш үчүнла һәрикәт қилса болиду.
17 Петир нанлар мәйримини нишанлаңлар, чүнки дәл мошу күндә Мән силәрниң қошунлириңларни Мисир йеридин чиқиримән. Бу күнни әвлаттин әвлатқа нишанлаңлар.
18 Биринчи айниң 14чи күни, ахшамдин тартип петир нанларни мошу айниң 21чи күниниң ахшимиғичә йәңлар.
19 Өйлириңларда йәттә күн давамида хемиртуруч болмаслиғи лазим, чүнки һәрқандақ киши, мусапир яқи исраиллиқ болушидин қәтъий нәзәр, болдурулған нәрсини йесә, у җан Исраил җамаитидин йоқитилиду.
20 Болдурулған һечнәрсини йемәңлар. Барлиқ маканлириңларда петир нанларни йәңлар”»,— деди.
21 Муса дәрру Исраилниң һәммә ақсақаллирини чақирип, уларға: «Өзәңларға, аилилириңлар бойичә, ушшақ малдин җаниварни таллап, уни Қутқузулуш мәйримигә беғишланған қурванлиқ сүпитидә сойуңлар.
22 Андин бир тутам зупа гүлни елип, уни дастики қанға чилап, ишикниң беши билән икки ян яғичиға сүркәңлар. Шундақла силәрдин һечким әтигәнликкичә өз өйидин чиқмисун.
23 Йәһва мисирлиқларни һалак қилиш үчүн өткән вақтида ишикниң беши билән ян яғачлиридики қанни көрүп, Йәһва бу ишикниң йенидин өтүп кетиду вә өлүм әкелидиған апәтниң өйлириңларға кирип, силәрни уҗуқтурушиға йол қоймайду.
24 Бунинға силәр өзәңлар вә оғуллириңлар әбәткичә тохтамдәк әмәл қилиңлар.
25 Бу хизмәтни Йәһва силәргә беридиған зиминға кәлгәндә, У дегәндәк өтәңлар.
26 Әгәр оғуллириңлар силәрдин сорап: “Бу хизмәт силәр үчүн немини билдүриду?”— десә,
27 җававән: “Бу Мисирда Худа мисирлиқларни уҗуқтуруп, бизниң аилилиримизни қутулдуруп, Исраил оғуллириниң өйлиридин өтүп кәткән Йәһваға беғишланған Қутқузулуш мәйриминиң қурванлиғидур”»,— дәңлар.
Шу чағда хәлиқ тизиға жиқилип, йәргичә тазим қилди.
28 Исраил оғуллири берип, Йәһва Муса билән Һарунға буйруғинидәк һәммә нәрсини қилди. Улар нәқ шундақ қилди.
29 Йерим кечидә Йәһва Мисир йеридики барлиқ тунҗиларни, тәхтә олтарған пирәвнниң тунҗисидин зинданда ятқан мәһбусниң тунҗисиғичә вә һайванларниң барлиқ тунҗилирини уҗуқтурди.
30 Пирәвн кечидә турди, у өзи, барлиқ униң хизмәткарлири вә һәммә мисирлиқлар, вә уларниң арисида зор жиға көтирилди, чүнки өлгән киши болмиған һечбир өй йоқ еди.
31 Шу кечисила пирәвн Муса билән Һарунни чақиртип, уларға: «Туруп, мениң хәлқимдиң кетиңлар, чүнки силәр өзәңлар ейтқандәк, өзәңларму һәм Исраил оғуллири берип, Йәһваға хизмәт қилиңлар.
32 Дегиниңлардәк, ушшақ вә қара мални елип кетиңлар. Шундақла мениму бәрикәтләңлар»,— деди.
33 Шуниң билән мисирлиқлар хәлиқниң өз йеридин чапсан кетиши үчүн, уларни алдиритишқа башлиди, чүнки улар: «Биз һәммимиз өлүп кетимиз!»— дейишәтти.
34 Шу чағда хәлиқ болдурулмиған хемирлирини тәңниләрдә елип, уларни йепинчиларға йөгәп, мүрилиригә артип маңди.
35 Исраил оғуллири, Муса ейтқинидәк қилди: улар мисирлиқлардин күмүч һәм алтун затларни вә йепинчиларни соравалди.
36 Йәһва болса хәлиқкә мисирлиқларниң көзидә илтипат һәдийә қилди вә улар исраиллиқлар сориған һәммә нәрсини бәрди. Шундақ қилип, улар мисирлиқлардин олҗа алди.
37 Исраил оғуллири — 600 000 ғичә пиядә маңған әр кишиләр, балиларни һесаплимиғанда, Рәмистин Сукоткичә йол тутти.
38 Улар билән һәрхил хәлиқләрдин болған көпчилик маңди, шундақла ушшақ вә қара мал, көпсанлиқ пада.
39 Улар Мисирдин елип чиққан хемирдин нанларни — петир нанларни пиширишкә башлиди. Хемир болдурулмиған еди, чүнки уларни Мисирдин қоғлавәтти вә уларниң алдириши керәк еди вә өзлиригә һечқандақ озуқ-түлүк тәйярлалмиди.
40 Исраил оғуллири Мисирда яшап, ят жутта 430 жил олтарған еди.
41 430 жил түгишигә, нәқ мошу күндә, Йәһваниң барлиқ әскәрлири Мисир йеридин чиқти.
42 Мошу кечидә Йәһваға беғишланған мәйрәмни мәрикиләш лазим, чүнки У уларни Мисирдин чиқарған еди. Бу Исраил оғуллириниң әвлаттин әвлатқичә Йәһваға беғишланған мәйримини нишанлайдиған кәчтур.
43 Йәһва Муса билән Һарунға: «Мана, Қутқузулуш мәйрими һәққидә тохтам. Бу мәйрәмгә атап союлидиған қурванлиқтин һечбир ят киши йемисун.
44 Әгәр сениңда пулға сетивелинған қул болса, уни хәтнә қилғин. Пәқәт буниңдин кейин у қурванлиқтин йәләләйду.
45 Мусапир билән ялланған ишчи уни йейәлмәйду.
46 Уни өйниң ичидә йейиш керәк. Гөшни өйдин ачиқма. Шундақла униң һечбир сүйигини сундурмаңлар.
47 Қутқузулуш мәйримини барлиқ Исраил җамаити мәйрәмлиши лазим.
48 Әгәр сениң билән мусапир яшиса вә у Йәһваға беғишланған Қутқузулуш мәйримини мәйрәмләшни халиса, у чағда униң өйидики барлиқ әр кишилири хәтнә қилинсун. Пәқәт буниңдин кейин у келип мәйрәмлисә болиду, шуниң билән у исраиллиқтәк болалайду. Лекин хәтнә қилинмиған һечким уни йейәлмәйду.
49 Бир қанун исраиллиқ һәм уларниң арисида яшаватқан мусапир үчүн болуши лазим»,— деди.
50 Исраилниң барлиқ оғуллири, Йәһва Муса билән Һарунға буйруғинидәк, қилди. Нәқ шундақ улар қилди.
51 Дәл шу күндә Йәһва Худа Исраил оғуллирини уларниң қошунлири билән Мисир йеридин елип чиқти.
Изаһәтләр
^ Ибраний тилида “песах”, мәнаси “өтүп кетиш”. Бу мәйрәм 14-нисан күни (мартниң иккинчи йерими — апрельниң биринчи йерими) Муса қануни бойичә һәр жили өткүзүләтти вә Йәһва Худаниң мисирлиқларни җазалап, Исраил хәлқиниң тунҗа оғуллириниң һәм мал-варанлириниң тунҗилириниң өлүм пәриштәсидин аман қалғанлиғини әслитәтти.