Чиқиш 13:1—22

13  Йәһва Мусаға сөз қилип:  «Исраил оғуллириниң арисида, йәни адәмләрниң арисида вә һайванларниң арисида балиятқуни ачқан әр тунҗини Мениң үчүн муқәддәс қилғин. У Мениңкидур»,— деди.  Муса хәлиқкә мундақ деди: «Қулларниң өйидин, Мисирдин чиққан мошу күн хатирилик болсун, чүнки Йәһва қолиниң күчи билән силәрни бу йәрдин ачиқти. Болдурулған һечнәрсини йемәңлар.  Силәр бүгүн, авив ейида, чиқиватисиләр.  Йәһва Өзи әҗдатлириңға қәсәм ичип беримән дегән, сүт билән һәсәл ақидиған қананийлар, хетийлар, аморийлар, һивийлар вә йәвусийлар йеригә сени әкәлгәндә, шу чағда сән мошу айда бу хизмәтни өткүзисән.  Йәттә күн петир нанларни йегин, йәттинчи күни болса — бу Йәһваға беғишланған мәйрәмдур.  Йәттә күн петир нанларни йейиш лазим. Сениңдә һечқандақ болдурулған нәрсә болмиши керәк.  Шу күни сән оғлуңға: “Бу мән Мисирдин чиққанда, мениң үчүн Йәһва қилғини һәққидә хатирилик болуши үчүн”, дәйсән.  Бу сениң еғизинда Йәһваниң қануни болушқа, қолуңда бир бәлгүдәк вә маңлийиңда әскәртмидәк болиду, чүнки Йәһва қудрәтлик қоли билән сени Мисирдин чиқарди. 10  Бу тохтамға жилдин-жилға бәлгүләнгән вақитта әмәл қилғин. 11  Йәһва саңа һәм әҗдатлириңға қәсәм ичип вәдә қилғандәк, сени қананийлар зиминиға әкелип, саңа уни бериду. 12  Шу чағда сениңда пәйда болған һәрқандақ тунҗаңни вә һайванларниң һәрқандақ тунҗисини Йәһваға беғишла. Әркәк тунҗилар Йәһваға мәнсүп. 13  Ешәкләрниң тунҗисини орниға қой берип сетивалғин, әгәр уни сетивалмисаң, униң бойнини сундурувәткин. Оғуллириңниң арисидики һәрбир тунҗини сән сетивелишиң керәк. 14  Әгәр кейинки күнләрдә оғлуң сәндин: “Бу немини билдүриду?”— дәп сориса, сән униңға: “Йәһва қуллар өйидин, Мисирдин, бизни қудрәтлик қоли билән чиқарди. 15  Пирәвн тәрсалиқ қилип, бизни қоюп бәрмигәндә, шу чағда Йәһва Мисир йеридә барлиқ тунҗиларни өлтүрди, йәни адәмләрниң тунҗилирини вә һайванларниң тунҗилирини. Мана, немә сәвәптин мән Йәһваға қурванлиққа барлиқ тунҗиларни һайванларниң әкәклири арисидин әкелимән вә оғуллирим арисидин барлиқ тунҗиларни төләм берип сетивалимән”, дәп ейтқин. 16  Бу сениң үчүн қолуңдики бәлгүдәк вә маңлийиңдики тасмидәк болиду, чүнки Йәһва қудрәтлик қоли билән бизни Мисирдин чиқарди». 17  Пирәвн хәлиқни қоюп бәргәндә, Худа уларни филистийәликләрниң зиминиға апиридиған қисқа йол билән елип бармиди. Худа: «Урушни көрүп, хәлиқ қилғини тоғрилиқ пушайман қилип, Мисирға қайтип кәтмисун»,— деди. 18  Худа уларни айландуруп, Қизил деңиз тәрипидики чөлгә апиридиған йол билән елип манди. Исраил оғуллири Мисир йеридин һәрбий тәртиптә чиқти. 19  Муса болса Йүсүпниң сүйәклирини өзи билән еливалди, чүнки Йүсүп Исраил оғуллиридин қәсәм, елип мундақ дегән еди: «Худа чоқум силәргә диққитини ағдуриду һәм шу вақитта мениң сүйәклиримни бу йәрдин елип кетиңлар». 20  Улар Сукоттин чиқип, Етамда, чөлниң четидә, қараргаһ болуп орунлашти. 21  Йәһва уларниң кечә-күндүз мениши үчүн, уларниң алдида йол көрситип, күндүзи булут түврүгидә, кечиси болса йоруқлуқ берип, отлуқ түврүктә маңди. 22  Булут түврүги күндүзи вә от түврүги кечиси хәлиқтин айрилмиди.

Изаһәтләр