Чиқиш 14:1—31
14 Йәһва Мусаға сөз қилип:
2 «Сән Исраил оғуллириға ейт, улар қайтип, Мигдол билән деңизниң оттурисидики Пигахиротниң алдида, Баал-Зепонниң әтрапида, қараргаһ болуп турсун. Униң алдида қараргаһни деңизниң йенида тикип орунлашсун.
3 Шу чағда пирәвн Исраил оғуллири һәққидә җәзмән: “Улар бу йәрдә адишип қалди. Уларни чөл қоршиди”, дәйду.
4 Мән болсам пирәвнниң жүригиниң тәрса болушиға йол қоюмән вә у уларниң кәйнидин қоғлайду. Шу вақитта Мән пирәвниң һәм барлиқ униң әскири үстидин ғалибийәт қазинип, өзәмни улуқлаймән вә мисирлиқлар Мениң Йәһва екәнлигимни билиду»,— деди. Улар шундақ қилди.
5 Бираз вақиттин кейин Мисир падишасиға хәлиқниң қечип кәткәнлиги тоғрисида йәткүзди. Пирәвн билән хизмәткарлириниң көңли дәрру хәлиқкә нисбәтән өзгирип, улар: «Биз немә иш қилдуқ, һә? Немишкә қулимиз болған Исраилни қоюп бәрдуқ?»— дейишти.
6 Пирәвн һәрбий һарвулирини тәйярлап, өзи билән адәмлирини алди.
7 У 600 әң яхши һарвулирини алди вә шундақла Мисирниң башқа һарвулириниму, вә һәрқайсиға әскәрләрни олтарғузди.
8 Йәһва Мисир падишаси пирәвнниң жүригини қаттиқ болушқа йол қойди вә у Исраил оғуллириниң изидин қоғлиди. Шу вақитта Исраил оғуллири Мисирдин батурларчә чиқиваттати.
9 Улар Пигахиротниң қешида, Баал-Зепонниң әтрапида, деңизниң йенида қараргаһ болуп турғанда, мисирлиқлар — пирәвнниң һәммә ат һарвулири, униң чавандазлири һәм әскири — уларни қоғлап йәтти.
10 Пирәвн йеқинлашқанда, Исраил оғуллири көзлирини көтирип қариса, мана, мисирлиқлар уларниң арқисидин келиватиду! Исраил оғуллири интайин қорқуп кетип, Йәһвани ярдәмгә чақиришқа башлиди.
11 Улар Мусаға: «Мисирда дәпин қилишқа орун йоқмиди, сән бизни чөлдә өлүшкә елип кәлдиңму немә? Сән биз билән немә қиливатисән? Немишкә бизни Мисирдин елип чиқтин?
12 Биз саңа Мисирда демигән едуқму: “Бизни қоюп бәр, биз мисирлиқларға хизмәт қилимиз?” Чөлдә өлүп кетиштин көрә, мисирлиқларға хизмәт қилиш убданираққу»,— дейишти.
13 Шунда Муса хәлиқкә: «Қорқмаңлар. Туруп, Йәһваниң силәрни бүгүн қутқузушиға қараңлар! Чүнки бүгүн көрүватқан мисирлиқларни башқа һечқачан көрмәйсиләр.
14 Йәһва Өзи силәр үчүн җәң қилиду, силәр болсаңлар хатирҗәм туруңлар»,— деди.
15 Андин Йәһва Мусаға: «Немишкә сән Мениңдин ярдәм сорайсән? Исраил оғуллириға қараргаһни жиғсун дегин.
16 Сән болсаң қолуңдики һасини деңизниң үстигә узартип, Исраил оғуллири деңиз оттурисидин йәрдә маңғандәк өтүп кетиши үчүн, униң сулирини бөлүвәткин.
17 Мән мисирлиқларниң жүрәклирини қайтмас болуп қелишқа йол беримән вә улар қәйниңлардин маңиду. Шу чағда Мән пирәвниң һәм униң һәрбий һарвулири билән чавандазлири бар әскири үстидин ғалибә қазинип, Өзәмни мәдһийиләймән.
18 Мән Өзәмни мәдһийиләп, пирәвн вә униң һәрбий һарвулири билән чавандазлири бар әскири үстидин ғалибә қазанғанда, мисирлиқлар Мениң Йәһва екәнлигимни билиду»,— деди.
19 Шу вақитта һәқиқий Худаниң Исраил қараргаһи алдида жүргән пәриштиси орнидин йөткилип, уларниң кәйнидә турди. Уларниң алдида турған булут түвриги йөткилип, кәйнидә турди.
20 У шундақларчә мисирлиқларниң һәм Исраилниң қошунлири оттурисида турди. Бир тәрәптин у қараңғу болуп, йәнә бир тәрәптә түндә йоратти. Барлиқ шу түндә бир топ йәнә бир топқа йеқинлашмиди.
21 Муса қолини деңизниң үстигә созди вә Йәһва пүтүн кечидә деңизниң түвини қурутуп, суларни бөлүп, қаттиқ шәрқий боранни чиқарди.
22 Ахирида Исраил оғуллири деңиз ичидә қурғақлиқта маңди, сулар болса уларниң оң вә сол тәрипидә тамдәк турушти.
23 Мисирлиқлар уларни қоғлиди, пирәвнниң барлиқ атлири, униң һәрбий һарвулири вә чавандазлар уларниң арқисидин деңизға кирди.
24 Таң атқанда Йәһва отлуқ һәм булутлуқ түврүктин мисирлиқлар қараргаһиға қариведи, шуниң билән мисирлиқлар қошунини қалаймиқанчилиққа салди.
25 У уларниң һарвулириниң чақлирини еғирлаштурувәтти, шунлашқа уларниң меңиши мүшкүл еди. Шунда мисирлиқлар: «Исраиллиқлардин қачайли, чүнки Йәһва улар үчүн мисирлиқлар билән җәң қиливатиду!»— дәп вақирашти.
26 Ахирида Йәһва Мусаға: «Суларниң орниға қайтиши вә мисирлиқларни, уларниң һәрбий һарвулирини вә чавандазлирини йепивелиши үчүн, қолуңни деңизниң үстигә узартқин»,— деди.
27 Муса дәрру қолини деңизниң үстигә узартти вә таң атқичә деңиз өз орниға қайтти. Мисирлиқлар судин қечивататти, лекин Йәһва уларни деңизға ташлиди.
28 Сулар қайтиветип, ахирида исраиллиқларниң кәйнидин деңизға киргән пирәвнниң барлиқ әскириниң чавандазлири билән һәрбий һарвулирини басти.
29 Исраил оғуллири болса қурғақлиқта, деңиз түвидә өтти вә сулар уларниң оң вә сол тәрипидә тамдәк турушти.
30 Шу күни Йәһва Исраилни мисирлиқлар қолидин қутқузди вә Исраил өлүк мисирлиқларни деңизниң қирғиғида көрди.
31 Шундақларчә Исраил Йәһваниң мисирлиқларға қарши һәрикәт қилған бүйүк күч-қудритини көрди. Шуниң билән хәлиқ Йәһвадин қорқудиған болуп, Йәһваға вә Униң хизмәтчиси Мусаға ишәнди.