Чиқиш 15:1—27
15 Шу вақитта Муса билән Исраил оғуллири Йәһваға нахша ейтишни башлиди:
«Йәһваға нахша ейтимән, чүнки У Өзини мәдһийилиди.
Ат билән чавандазни У деңизға ташлиди.
2 Йәһ — мениң күчүм һәм қудритим, У — мениң Ниҗатим.
У мениң Худайим — Уни мәдһийиләймән,
Атамниң Рәбби — Уни улуқлаймән.
3 Йәһва — җасур Әскәрдур. Униң исми — Йәһва.
4 У ташлиди деңизға пирәвнниң җәң һарвулири билән қошунлирини, Униң есил әскәрлири Қизил деңизда ғәриқ болди.
5 Җошқун сулар уларни япти, чоңқурлуқларға таштәк чөкүп кәтти.
6 Сениң оң қолуң, аһ Йәһва, күч-қудритидә шәрәптур, Сениң оң қолуң, аһ Йәһва, дүшмәнни уҗуқтурушқа қабилдур!
7 Өзәңниң пүткүл улуқлиғиңда Сән
Қарши чиққанларни тар-мар қилисән.
Отлуқ ғәзивиңни әвәтисән — Вә у уларни самандәк көйдүриду.
8 Димиғиңниң нәпәсидин сулар тикләнди, Еқимларниң йолида тосмидәк турди. Җошқун сулар деңиз жүригидә қетип қалди.
9 Дүшмән: «Қоғлап, уларға йетимән!
Олҗини бөлүп, көңлүм рази болиду!
Қиличимни сүғуруп, өз қолум билән қоғлаймән!»— деди.
10 Сән уларға пүвдиведиң — деңиз уларни япти. Қоғушундәк улуқ суларда улар чөкүп кәтти.
11 Аһ Йәһва, илаһларниң арисида Саңа охшаш ким бар?
Ким Сениңдәк муқәддәсликтә улуқтур?
Сән, мөҗүзиләрниң Яратқучисидин, қорқуш керәк,
Вә Саңа мәдһийиләрни ейтиш керәк.
12 Сән оң қолуңни узартқанда, йәр уларни жутти.
13 Меһир-муһәббәт билән Сән Өзәң
Сетивалған хәлқиңни елип маңдиң, Күч-қудритиң билән чоқум уларни муқәддәс маканиңға елип келисән.
14 Хәлиқләр аңлап титришиду, Филистийәниң турғунлирини туғут толғақлири тутиду.
15 Шу вақитта Едумниң әмирлири әндишә қилишиду,
Моабниң қудрәтлик һакимлири әнсирәйду. Қананниң барлиқ турғунлири чүшкүнлүккә берилиду.
16 Аһ Йәһва, хәлқиң өтүп кәтмигичә,
Сән яратқан хәлқиң өтүп кәтмигичә,
Қорқунуч һәм дәһшәт уларни басиду. Қолуңниң шөһрәтлигидин улар таштәк қетип қалиду,
17 Сән уларни әкелип, Өз теғиңда, Өз егиликлириңдә орунлаштурисән. Аһ Йәһва, маканиңдәк Өзәңгә тәйярлиған зиминда,
Аһ Йәһва, қоллириң қурған муқәддәс җайиңда!
18 Йәһва әбәттин-әбәткичә, мәңгү падишалиқ қилиду.
19 Пирәвнниң атлири җәң һарвулири билән,
Чавандазлири билән деңизға киргәндә, Йәһва деңиз сулирини қайтуруп, уларға өрди.
Исраил оғуллири болса, деңиз оттуридин қуруқлуқтәк өтүп кәтти».
20 Шунда Һарунниң һәдиси, пәйғәмбәр Мариам қолиға дапни алди вә униң кәйнидин барлиқ аяллар даплар билән чиқишип, уссул ойнашти.
21 Мариам әр кишиләргә җававән:
«Йәһваға нахша ейтиңлар, чүнки У Өзини мәдһийилиди,
Атни һәм чавандазни У деңизға ташлиди»,— дәп күйлиди.
22 Андин Муса Исраилни Қизил деңиздин әкәтти вә улар Шур чөлигә чиқти. Улар чөлдә үч күн жүрди, лекин су тапалмиди.
23 Бираз вақиттин кейин Мараһқа кәлди, бирақ Мараһтики суниң аччиқ болғинидин, уни ичәлмиди. Шуңлашқа Муса шу җайни Мараһ дәп атиди.
24 Хәлиқ Мусаға гудуңшуп: «Немә ичимиз?»— деди.
25 Шу чағда у Йәһваға ярдәм үчүн мураҗиәт қилди. Йәһва униңға бир дәрәқни көрсәтти. У уни суға ташливеди, су ичимлик болди.
Шу җайда Йәһва уларға тохтам берип, һөкүмниң үлгисини көрсәтти һәм У уларни синиди.
26 У шундақ ейттики: «Әгәр сән Рәббиң Йәһваниң авазини диққәтчан тиңшисаң, Униң көзидә дурус болғинини қилсаң, Униң әмирлиригә қулақ салсаң вә Униң барлиқ тохтамлириға әмәл қилсаң, Мән сени мисирлиқларни җазалиған һечбир ағриқ билән җазалимаймән, чүнки мән Йәһва — сениң Тевипиңдурмән».
27 Андин улар 12 су булиғи билән 70 хорма дәриғи бар Елим, дегән җайға кәлди. Шу йәрдә улар суниң йенида қараргаһ болуп җайлашти.