Чиқиш 16:1—36
16 Бирмунчә вақиттин кейин улар Елимдин йолға чиқти. Мисирдин чиққишиниң иккинчи ейиниң 15-күнидә Исраил оғуллириниң барлиқ җамаити Елим билән Синайниң арисидики Син чөлигә йетип кәлди.
2 Чөл-баяванда Исраилниң һәммә җамаити Муса билән Һарунға налә қилишқа турди.
3 Исраил оғуллири уларға: «Мисир йеридә қазанлардики гөшләрниң йенида олтирип, тойғичә нан йегән вақтимизда Йәһваниң қолидин өлүп кәткинимиз яхширақ еди, чүнки силәр бизни мошу чөлгә әкелип, барлиқ жиғинни ачарчилиқ билән өлтүрмәкчи»,— дәп гудуңшиди.
4 Шунда Йәһва Мусаға: «Мән асмандин силәргә нан яғдуримән вә хәлиқ чиқип, һәрқайси өзигә қанчә керәк болса, шунчини күндин-күнгә жиғиду. Шундақ қилип, улар Мениң қанунумға мувапиқ жүргинини синаймән.
5 Алтинчи күни болса, улар әкәлгинини тәйярлисун, шуниң билән уларда һәр күни жиғилғандин икки һәссә көпирәк болиду»,— деди.
6 Муса билән Һарун барлиқ Исраил оғуллириға: «Кәчқурунлиғи нәқ Йәһваниң силәрни Мисир зиминидин чиқарғанлиғини билисиләр.
7 Әтигәнлиги болса силәр Йәһваниң шөһритини көрисиләр, чунки У силәрниң Униңға болған наләңларни аңлиди. Һә, биз кимләр екәнмиз шунчилиқ силәр бизгә гудуңшидиған?»— дейишти.
8 Андин Муса сөзини давамлаштуруп: «Йәһва Худа кәчқурун силәргә гөш, әтигәнлиги мол нан бериду, чунки Йәһва силәрниң Униңға қилған наразилиғиңларни аңлиди. Һә биз болсақ, кимдур? Силәр бизгә әмәс, бәлки Йәһваға налә қиливатисиләр»,— деди.
9 Муса Һарунға: «Исраил оғуллириниң пүткүл җамаитигә мундақ дегин: “Йәһваниң алдида туруңлар, чүнки У силәрниң наләңларни аңлиди”»,— деди.
10 Һарун буни барлиқ Исраил җамаитигә ейтқанда, улар чөл тәрипигә бурулуп, Йәһваниң булутта парлиған шөһритини көрди.
11 Йәһва Мусаға:
12 «Мән Исраил оғуллириниң налисини аңлидим. Ейт уларға: “Икки ахшам арисида гөш йәйсиләр, әтигәнлиги нанға тоюсиләр. Шуниң билән Мән Йәһва силәрниң Тәңриңлар екәнлигимни билисиләр”»,— деди.
13 Кәчқуруңлиғи бөдүниләр учуп келип, қараргаһни басти, әтигәнлиги болса униң әтрапиға шәлдәм чүшти.
14 Бираз вақиттин кейин шәлдәм қуруғанда, чөлниң йүзидә ушшақ кепәккә охшайдиған, қирудәк бир нәрсә қалди.
15 Буни көрүп, Исраил оғуллири: «Мону немә?»— дәп бир-бирсидин сорашти, чүнки буниң немә екәнлигини билмәтти. Унда Муса уларға: «Бу Йәһваниң силәргә таамға бәргән ненидур.
16 Мана Йәһва силәргә буйруғини: “Һәрбири өзиниң йейишигә қарап жиғивалсун. Силәр бир адәмгә бир гомор — тәхминән икки литрлиқ бир қачидин, һәрқайсиңларниң чедиридики кишиләр саниға қарап, алисиләр”»,— деди.
17 Исраил оғуллири шундақ қилди. Улар берип, шу нанни жиғди һәм бирлири көп жиғди, бирлири аз жиғди.
18 Жиққанни қача билән өлчигәндә, көп жиққанларниң ешип кәтмиди, аз жиққанларниң кам болмиди. Һәрким өз йегидәк жиғди.
19 Шу чағда Муса уларға: «Униңдин һечнемини әтигәнликкә қалдурмаңлар»,— деди.
20 Лекин улар Мусани тиңшимиди. Бәзилири уни әтисигичә қалдуруп қойди һәм униңда қурутлар пәйда болуп, у сесишқа башлиди. Шуниң билән Мусаниң уларға аччиғи кәлди.
21 Улар уни һәр әтигәнлиги жиғатти. Һәрким йейишиға қарап жиғатти. Күн қизишқа башлиғанда, у ерип кетәтти.
22 Алтинчи күни болса, улар икки һәссә артуғирақ нан жиғивалатти — һәрбир кишигә икки қачидин. Җамаәтниң һәммә башчилири келип, бу тоғрилиқ Мусаға мәлум қилди.
23 У уларға җававән: «Мана Йәһва немә деди: “Әтә Йәһваға беғишланған шәнбиликниң, муқәддәс шәнбә күниниң, мәйрәмлиниши өтүду. Пиширидиғанни — пишириңлар, қайнитидиғанни — қайнитиңлар, ешип қалғанни қалдуруп, әтигәнлигичә сақлаңлар”»,— деди
24 Улар уни, Муса буйруғандәк, әтисигичә сақлап қойсиму, у сесимиди вә қурутлимиди.
25 Шу чағда Муса: «Бүни бүгүн йәңлар, чүнки бүгүн Йәһваға беғишланған шәнбилик күни. Силәр бүгүн уни далада тапалмайсиләр.
26 Силәр уни алтә күн жиғисиләр, йәттинчи күни болса — шәнбиликтур. Бу күндә һечнемә болмайду»,— деди.
27 Шундақ болсиму, хәлиқтин бәзилири йәттинчи күниму уни жиғишқа барди, амма һечнемә тапалмиди.
28 Шу чағда Йәһва Мусаға: «Силәр қачанғичә Мениң әмирлиримгә һәм қанунлиримға әмәл қилишни рәт қилисиләр?
29 Йәһваниң силәргә шәнбилик күнини бәргинини әстә тутуңлар. Шуңлашқа У силәргә алтинчи күни нанни икки күн үчүн бәрмәктә. Йәттинчи күни һәрқайси өз орнида қалсун. Һечким у йәрдин чиқмисун»,— деди.
30 Шуниң билән хәлиқ йәттинчи күни шәнбиликни тутудиған болди.
31 Исраил өйи шу нанни манна дәп атиди. У ашкөкиниң уруғидәк ақ болуп, униң тәми һәсәл қошулған нанларға охшатти.
32 Муса: «Йәһва мундақ дәп буйриди: “Манна билән бир қачини толтуруңлар вә уни әвлаттин әвлатқичә сақлаңлар. Бу Мән силәрни Мисирдин ачиқип чөлдә баққинимда, бәргән нанни әвлатлириңлар көрүши үчүндур”»,— деди.
33 Муса Һарунға: «Қачини елип, униңға толтуруп манна салғиң вә униң әвлаттин әвлатқичә сақлиниши үчүн, уни Йәһваниң алдиға қойғин»,— деди.
34 Һарун уни Йәһва Мусаға сақла дегәндәк, Шаһадәтнаминиң* алдиға қоюп қойди.
35 Исраил оғуллири олтурашлиқ йеригә кәлмигичә, 40 жил давамида манна билән озуқланди. Улар Қанан зимининиң чегарисиға йәткичә, маннини йеди.
36 Гомор — ефаниң 10чи қисми еди.
Изаһәтләр
^ Бу муһим һөҗҗәтләр сақлинидиған сандуқчә.