Чиқиш 17:1—16
17 Исраил оғуллириниң җамаити, Йәһва буйруғинидәк, қәдәмму-қәдәм йөткилип, Син чөлидин чиқип, Рифидимда қараргаһ болуп орунлашти. Лекин шу йәрдә су болмиди вә адәмләргә ичкили һечнәрсә йоқ еди.
2 Шу чағда хәлиқ Муса билән урушуп: «Бизгә ичишкә су бәргин. Биз уссап кәттуқ»,— дейишти. Бирақ Муса уларға: «Немә үчүн силәр мениң билән урушисиләр? Немә үчүн Йәһвани синаватисиләр?»— деди.
3 Амма хәлиқ услуқсиз қийнилип, Мусаға котулдиди. Улар: «Немишкә сән бизни Мисирдин ачиқтиң? Бизни, балилиримизни вә мелимизни уссизлиқ билән өлтүргили үчүнму?»— дейишти.
4 Ахирида Муса Йәһваға мураҗиәт қилип: «Бу хәлиқ билән немә қилай? Бираздин кейин улар мени чалма-кесәк қиливетиду!»— дәп ейтти.
5 Шуан Йәһва Мусаға: «Сән Исраилниң ақсақаллиридин бирнәччисини өзәң билән елип, шундақла Нил дәриясиниң сүйини урған һасини елип, хәлиқниң алдидин өткин. Шу һасини колунда тутуп, маңғин.
6 Мән Хорибтики қорам ташниң үстидә сениң алдиңда туримән. Сән қорам ташқа урисән һәм униңдин су ақиду. Хәлиқ униңдин ичиду»,— деди. Муса Исраил ақсақаллириниң алдида дәл шундақ қилди.
7 У шу җайни Масса һәм Мәриба дәп атиди, чүнки шу җайда исраиллиқлар урушуп: «Аримизда зади Йәһва барму яки йоқму?»— дәп Йәһвани синиған еди.
8 Амаләкләр келип, Рифидимда Исраил билән җәң қилди.
9 У вақит Муса Йәшуға: «Адәмләрни таллап елип, амаләкләр билән җәң қилғиң. Мән әтә дөңниң үстидә туримән һәм қолумда һәқиқий Худаниң һасиси болиду»,— деди.
10 Йәшу, Муса униңға ейтқинидәк, амаләкләр билән җәң қилди, Муса, Һарун вә Һур болса дөңниң устигә чиқти.
11 Муса қолини көтәргәндә, исраиллиқлар йеңәтти, қолини чүшәргәндә, амаләкләр йеңәтти.
12 Мусаниң қоллири еғирлишип кәткәндә, ташни елип, униң йениға қойди вә у униңға олтарди. Һарун билән Һур болса, униң қоллирини тутуп турди — Һарун бир тәрәптин, Һур башқа тәрәптин, шундақ қилип униң қоллири күн патқичә көтирилгән һалда болди.
13 Шундақ қилип, Йәшу амаләкләрни вә улар билән болғанларни қилич биси билән уҗуқтуруп, йәңди.
14 Йәһва Мусаға: «Буларни әсләтмидәк китапка язғин вә Йәшуға мундақ дегин: “Мән амаләкләр тоғрилиқ хатирини асман астидин пүтүнләй йоқ қилимән”»,— деди.
15 Муса қурбангаһни ясап, уни «Йәһва — бәлгү Һасам»,— дәп атиди.
16 «Уларниң қоли Йәһниң тәхтигә қарши болғанлиқтин, Йәһва амаләкләр билән әвлаттин әвлатқа җәң қилиду»,— деди.