Чиқиш 19:1—25
19 Мисир йеридин чиққандин кейин үчинчи айда, шу күнила Исраил оғуллири Синай чөлигә йетип кәлди.
2 Улар Рифидимдин қозғилип, Синай чөлигә келип, қараргаһ болуп чөлдә орунлашти. Исраил шу җайда тағниң уттурида орунлашти.
3 Муса таққа һәқиқий Худаниң қешиға чиқти вә Йәһва тағдин унинға мураҗиәт килип: «Мана, немини сән Яқуп өйигә вә Исраил оғуллириға ейтисән:
4 “Силәр өзәңлар Мениң силәрни бүркүтниң қанатлирида Өзәмгә әкелиш учун, мисирлиқлар билән немә қилғинимни көрдиңлар.
5 Демәк, әгәр силәр һәммә нәрсидә Мениң сөзүмгә беқинсаңлар вә Мениң келишимимни орунлисаңлар, барлиқ башқа хәлиқләр арисида Мениң алаһидә мүлкүм болисиләр, чүнки пүтүн йәр Мениңкидур.
6 Силәр Мән үчүн роһанийлар падишалиғи вә муқәддәс хәлиқ болисиләр”. Мана, сән Исраил оғуллириға ейтидиған сөзлириң»,— деди.
7 Муса чүшүп, хәлиқниң ақсақаллирини чақиртип, уларға Йәһва әмир қилған сөзләрни ейтип бәрди.
8 Андин барлиқ хәлиқ бир адәмдәк: «Йәһва Рәб ейтқандәк, һәммә нәрсини қилимиз»,— дәп җавап бәрди. Муса дәрру Йәһваға хәлиқниң сөзлирини йәткүзди.
9 Бунинға Йәһва Мусаға: «Мән сениң билән сөзлигинимни вә уларниң саңа дайим ишиниши үчүн, Мән саңа қара булутта келимән»,— дәп ейтти. Муса хәлиқниң сөзлирини Йәһваға йәткузди.
10 Йәһва Мусаға мундақ деди: «Хәлиқкә берип, бүгүн һәм әтә уларни муқәддәслә, улар йепинчилирини жуйсун.
11 Хәлиқ үчинчи күнгә тәйяр болуши лазим, чүнки үчинчи күни Йәһва һәммисиниң көзи алдида Синай теғиға чүшиду.
12 Һәммә тәрәптин хәлиқ үчүн чәкләрни бәлгүлигин, уларға: “Еһтият болуңлар! Таққа чиққучи болмаңлар һәм униң бағриға тәгмәңлар. Таққа тәккән һәрбири чоқум өлтүрүлиду!
13 Һечкимниң қоли униңға тәгмисун, чунки у киши җәзмән таш етип яки қилич билән өлтүрүлиду. Мәйли у һайван яки мәйли адәм болсун — у тирик қалмайду”, дегин. Қошқар мүңгүзидин ясалған карнәй авази чиққанда, улар таққа йеқинлашса болиду».
14 Шу чағда Муса тағдин чүшүп, хәлиқни муқәддәслиди вә улар йепинчилирини жуйди.
15 Андин у хәлиқкә: «Үч күн тәйярлиқ көрүңлар. Әрләр аяллириңлар билән җинсий алақида болмаңлар»,— деди.
16 Үчинчи күнниң сәһәрлиги гүлдүрмома аңлинип, чақмақлар чеқип, тағ үстидә қоюқ қара булут пәйда болди, наһайити карнәйниң қаттиқ авази чиқти. Қараргаһтики барлиқ инсанлар титришип кәтти.
17 Муса хәлиқни қараргаһтин һәқ Худаниң алдиға елип чиқти вә улар тағниң түвидә турди.
18 Пүтүн Синай теғи болса, ислишип туратти, чүнки униң үстигә отта Йәһва чүшкән еди. Униңдин хумдандин чиққан түтүнгә охшаш ис өрләп туратти вә пүтүн тағ қаттиқ силкинәтти.
19 Карнәйниң үни барғансери күчәйди вә Муса сөзләшкә башлиди, чин Худа болса униңға җавап берәтти.
20 Мошундақ қилип Йәһва Синай теғиға чүшти, униң чоққисиға. Андин Йәһва Мусани тағ чоққисиға чақирди вә Муса шу йәргә көтирилди.
21 Шу җайда Йәһва Мусаға: «Хәлиқниң Йәһваға йеқинлишишқа вә көрүшкә урунушидин сақлап қелиш үчүн, чүшүп уларни агаһландур. Болмиса, уларниң көплири һалак болиду.
22 Йәһваға йеқинлишиваткан роһанийларму, Йәһваниң уларға ғәзиви кәлмәслиги үчүн, шундақла муқәддәсләнсун»,— деди.
23 Муса җававән Йәһваға: «Хәлиқ Синай теғиға чиқалмайду, чүнки Сән Өзәң бизни агаһландүрүп: “Тағниң чегарилирини бәлгүлә вә уни муқәддәслә”, дәп ейтиңғу»,— деди.
24 Лекин Йәһва униңға: «Бар, чүшүп Һарунни елип чиққин. Хәлиқ билән роһанийлар болса, Йәһваниң уларға ғәзиви кәлмиши үчүн, Униңға көтирилишкә урунмисун»,— деди.
25 Муса хәлиқкә чүшүп, буларниң һәммисини ейтип бәрди.