Чиқиш 2:1—25

2  Шу вақитта Лавий өйидин бир киши Лавийниң нәслидин болған бир қизни хотунлуққа алди.  Бу аял һамилдар болуп, оғул туғди. Аниси оғлиниң әҗайип чирайлиқ екәнлигини көрүп, уни үч ай йошуруп бақти.  Башқа уни йошуруш мүмкин болмиғанда, у қомучтин севәтни елип, уни мом вә қаримай билән сугап, балини ичигә селип, Нил қирғиғидики қомушлуқниң оттуриға қоюп қойди.  Униң һәдиси нери туруп, бала билән немә болидиғанлиғини байқап жүрди.  Бираз вақиттин кейин Нилда чөмүлүш үчүн пирәвнниң қизи кәлди вә униң хизмәткарлири қирғақта меңип жүрди. Мәликә қомушлуқтики севәтни көрүп қелип, өз хизмәткариға елип келишни буйриди.  Севәтни ечип, у жиғлап ятқан оғул балини көрди. У жиғлавататти һәм мәликиниң униңға ичи ағриди: «Бу ибранийларниң балисиғу»,— деди.  Шу чағда оғул балиниң һәдиси мәликәгә: «Халисиңиз, мән берип сиз үчүн мошу балини емитип бақидиған бир ибраний анини чақирип келәйму?»— дәп сориди.  Мәликә җававән: «Мақул, барғин»,— деди. Қизчақ берип, өз анисини чақирип кәлди.  Мәликә у аялға: «Мону балини елип, мән үчүн емитип баққин, иш һәққиңни мән төләймән»,— деди. У аял балини елип, уни беқип чоң қилди. 10  Бала өскәндә, уни пирәвнниң қизиға елип кәлди вә у бала мәликиниң оғли болди. Аниси уни Муса дәп атиди, чүнки у: «Мән уни судин чиқиривалдим»,— деди. 11  Бир күни, Муса чоң болуп, күчлүқ әр йәткәндә, у өз бурадәрлириниң қешиға берип, уларниң еғир ишлирини көрди. Қариса, бир мисирлиқ исраиллиқни, униң бурадәрлириниң бирсини, уруватқанлиғини көрди. 12  Муса әтрапиға қариведи, һечкимниң йоқлуғини көрүп, мисирлиқни өлтүрүп, уни қумға көмүп қойди. 13  Әтиси у чиққанда, икки ибранийниң бир-бирси билән урушуватқанлиғини көрди. Шу чағда хата қиливатқан кишигә: «Өз бурадәриңни немишкә урисән?»— дәп сориди. 14  Бирақ у җававән: «Ким сени үстимиздин бәг яки сотчи қилип қойди? Мисирлиқни өлтүргиниңдәк мениму өлтүрүшни халамсән?»— деди. Муса қорқуп: «Қилған ишимни билип қапту!»— дәп ойлиди. 15  Пирәвн бу ишни аңлап, Мусани өлтүрмәкчи болди, лекин Муса Мидиян йеридә олтурақлишиш үчүн, пирәвндин қечип кәтти. Шу җайға келип, у қудуқниң йенида олтарди. 16  Мидиянниң роһанийиниң йәттә қизи бар еди. Улар, адәттикидәк, келип су тартип, атисиниң қойлирини суғармақ үчүн оқурларни суға тоштурди. 17  Адәттикидәк, падичилар келип, уларни қоғлиди. Шу чағда Муса туруп, қизларға ярдәмлишип, уларниң падилирини суғарди. 18  Қизлар өйигә атиси Рагуилниң қешиға қайтип кәлгәндә, у улардин: «Немишкә бүгүн шундақ чапсан йенип кәлдиңлар?»— дәп сориди. 19  Улар җававән: «Бир мисирлиқ бизни падичилардин һимайә қилди вә һәтта биз үчүн су тартип, падини суғирип бәрди»,— деди. 20  Шунда у қизлириға: «У киши қени? Немишкә уни ташлап кәлдиңлар? Уни чақириңлар, тамақ йесун»,— дәп ейтти. 21  Муса бу киши билән турушқа рази болди һәм у униңға хотунлуққа қизи Зипорани бәрди. 22  Бирмунчә вақит өтүп, у оғул туғди вә Муса уни Гирсон дәп атиди, чүнки у: «Мән ят жутта мусапир болдум»,— деди. 23  Узун вақит өтти вә Мисирниң падишаси өлүп кәтти. Лекин Исраил оғуллири бурунқидәкла қуллуқ азавидин аһ уруп, пәрияд қилишти вә уларниң ярдәм һәққидиқи авази һәқиқий Худаниң қулиғиға йәтти. 24  Худа уларниң налә-пәриядини аңлиди вә Худа Ибраһим, Исһақ вә Яқуп билән тузгән келишимини әскә алди. 25  Худа Исраил оғуллириға қариди вә Пәрвәрдигар уларниң азаплириға диққәт ағдурди.

Изаһәтләр