Чиқиш 20:1—26
20 Андин Худа мундақ сөзләрни ейтти:
2 «Мән Йәһва, сени қуллуқ өйидин, Мисир йеридин чиқарған Худайиңдур.
3 Сәниңдә Мәндин башқа илаһлар болмаслиғи лазим.
4 Өзәң үчүн жуқуридики асманда, төвәндики йәрдә, йәрдин төвән суларда болудиған нәрсиләрниң һечбир тәсвирини қилма.
5 Уларға тазим қилма һәм хизмәт қилма, чүнки Мән сениң Рәббиң Йәһва — мутләқ вапалиқни тәләп қилидиған Худадурмән. Мени өч көрүдиған атиларниң гунайи үчүн, Мән оғуллирини үчинчи һәм төртинчи нәслигичә җазалаймән.
6 Амма Мени сөйгәнләргә һәм әмирлиримни орунлиғучиларға уларниң миңинчи нәслигичә Мән меһир-муһәббәт көрситимән.
7 Рәббиң Йәһваниң исмини лайиқсиз түрдә қолланмиғин, чүнки Йәһва Униң исмини лайиқсиз қолланған кишини җазасиз қоймайду.
8 Шәнбә күниниң муқәддәс екәнлигини әстә тутуп,
9 алтә күн ишләп, һәммә ишлириңни шу күнләрдә қилғин.
10 Йәттинчи күн болса — у Рәббиң Йәһваға беғишланған шәнбиликтур. Һечбир ишни сән өзәң, оғлуң, қизиң, әр қулуң, аял қулуң, өй җанивариң, шәһириңдики мусапир қилмисун.
11 Сәвәви алтә күн ичидә Йәһва асман билән йәрни, деңиз билән униң ичидики һәммә нәрсини яратти, йәттинчи күни болса, дәм алди. Шуңа Йәһва шәнбә күнини бәрикәтләп, уни муқәддәс қилди.
12 Атаң билән анаңи һөрмәтлигин, чүнки шундақ қилсаң, Рәббиң Йәһва саңа бериватқан йәрдә өмрүң узақ болиду.
13 Қатиллиқ қилма.
14 Некада вапасизлиқ қилма.
15 Оғрилиқ қилма.
16 Йениңдики кишигә қарши ялған гувалиқ бәрмә.
17 Йениңдики кишиниң өйини халимиғин. Йениңдики кишиниң аялини, әр қулини, аял қулини, буқисини, ешигини яки йениңдики кишигә тәәллуқ һечнәрсисини халима».
18 Барлиқ хәлиқ гүлдүрмомини аңлап, чақмақ чаққанлирини көрди, карнәйниң авазини аңлап, түтүн өрлигән тағни көрди. Хәлиқ буниң һәммисини көрүп-аңлап, титришип, жирақта туруп қалди.
19 Кишиләр Мусаға: «Сән биз билән сөзләшкин, биз болсақ сени тиңшаймиз. Лекин Худа бизниң өлүп кәтмәслигимиз үчүн, биз билән сөзләшмисунчу»,— деди.
20 Шунда Муса хәлиқкә: «Қорқмаңлар, чүнки һәқиқий Худа силәрни синаш үчүн һәм шундақла силәрниң Униң алдида дайим қорқунучуңлар болуп, силәрниң гуна қилмаслиғиңлар үчүн кәлди»,— дәп җавап бәрди.
21 Шуниң билән хәлиқ нерида туруп қалди, Муса болса һәқиқий Худа бар қараңғу булутниң қешиға барди.
22 Йәһва Мусаға гәп қилди: «Мана, сениң Исраил оғуллириға дәйдиған сөзүң: Мениң силәргә асмандин сөз қилғинимни силәр өзәңлар көрдүңлар.
23 Өзәңларға Мениң орнумда Худа болушқа алтундин һәм күмүчтин илаһларни ясимаңлар.
24 Маңа топидин қурбангаһ ясап, шуниңда көйдүрмиләрни һәм течлиқ қурванлиқлирини, ушшақ вә қара мални тәвсийә қилиңлар. Мениң исмимни әскә елиш үчүн, Мән таллиған һәрқандақ җайда Мән саңа келимән һәм сени бәрикәтләймән.
25 Әгәр Мән үчүн таштин қурбангаһ ясимақчи болсаң, йонулған таштин уни ясимиғин. Униңға әсвавиңни тәккүзсәң, уни напак қилисән.
26 Қурбангаһқа пәләмпәйләрни ясима, чүнки уларға чиққанда, җинсий әзалириң ечилип қалмисун.