Чиқиш 21:1—36

21  Сән уларға җакалайдиған һөкүм қарарлар монулар:  Әгәр сән ибраний қулни пулға сетивалсаң, у сениңда алтә жил қул болиду, амма йәттинчи жили у азатлиққа һәқсиз чиқиду.  Әгәр у ялғуз кәлгән болса, азатлиққа ялғуз чиқиду. Әгәр у өйләнгән болуп кәлсә, аяли униң билән биллә азатлиққа чиқиду.  Әгәр егиси униңға хотун елип бәрсә вә у униңға оғул-қизларни туғуп бәрсә, аяли вә униң балилири егисигә мәнсүп, қул болса азатлиққа ялғуз чиқиду.  Лекин әгәр қул өзи: “Мән егәмни, аялим билән пәрзәнтлиримни яхши көримән вә азатлиққа чиққим кәлмәйду” десә,  у чағда егиси уни һәқиқий Худаниң алдиға елип берип, ишик яқи ян яғичиниң йенида турғузуп, қулиғини бегиз билән тәшсун. Шундақ қилип, у егисиниң пүткүл һаят қули болуп қалиду.  Әгәр бир киши қуллуққа қизини сетивәтсә, у әр киши қулдәк азатлиққа чиқалмайду.  Әгәр у қиз егисигә яқмиса вә у уни өзиниң дедиги қилмай, бәлки уни сетивелишкә рухсәт бәрсә, у уни башқа ят хәлиқниң бирсигә сетиветишкә һоқуқи йоқ, чүнки у униң билән етиқатсиз иш қилған болиду.  Әгәр егиси у қизни оғли үчүн бәлгүлигән болса, униңға өз қизлириниң һоқуқлириға мувапиқ иш қилсун. 10  Әгәр оғли башқа хотун алса, у қул аялни некада униңға тәәллуқ озуқ-түлүктин, кийим-кечәктин вә җинсий алақидин мәһрум қилмисун. 11  Әгәр у уни мошу үч нәрсә билән тәминлимисә, у аял азатлиққа һәқсиз чиқиши лазим. 12  Кимду бирси кишини уруп өлтүрсә, у өзи чоқум өлтүрүлсун. 13  Лекин әгәр у киши униң җенини қәстлигән болмиса, бәлки һәқ Худа буниңға йол қойған болса, Мән силәргә униң қачидиған җайини бәлгүләп беримән. 14  Әгәр бир киши өз йенидики кишигә шунчилиқ нәпрәтлинип, уни қәстлик билән өлтүрсә, һәтта Мениң қурбангаһимдин болсиму уни тутуп, өлүмгә чоқум бериш керәк. 15  Атисини яки анисини урған киши, чоқум өзи өлтүрүлсун. 16  Бир адәмни оғрилап һәм уни сатқан киши, яки қолида оғриланған киши тепилса, у җәзмән өлтүрүлиши лазим. 17  Өз ата-анисини қарғиған киши чоқум өлтүрүлиши керәк. 18  Әгәр икки киши урушуп қелип, бири йәнә бирсини таш яки кәтмән билән уруп, өлтүрмәй, бәлки у йетип қалса, 19  Һәм у киши орнидин туруп, һасиға тайинип чиқидиған болуп қалса, у чағда урған киши җазадин қутулиду. У пәқәт җараһәт алған киши ятқан вақитқа вә ахириғичә сақийип кәтмигичә һәм ишләшкә қабил болмиғичә пул төләп, зийинини япсун. 20  Әгәр киши өз қулини, мәйли у әр киши, мәйли аял киши болсун, таяқ билән уруп, у өлүп қалса, чоқум униң үчүн интиқам елинсун. 21  Лекин әгәр әр қул яки аял қул бир яки икки күндин кейин тирик қалса, униң үчүн интиқам алмаслиқ лазим, чүнки у егисиниң пулидур. 22  Әгәр әр кишиләр урушуп қелип, еғирбой аялни уруп қалса вә у вақтидин илгири туғувәтсә, лекин өлүм әһвали болмиса, у чағда гунакар зиянни чоқум пул билән төлиши керәк. У бу аялниң йолдиши тәләп қилған пулни бериши керәк вә буни у сотчилар арқилиқ қилиши лазим. 23  Амма әгәр өлүм әһвали йүз бәрсә, сән җан орниға җан берисән. 24  Көз орниға көз, чиш орниға чиш, қол орниға қол, пут орниға пут. 25  Көйдүрүш орниға көйдүрүш, зәхим орниға зәхим, көк орниға көк берисән. 26  Әгәр адәм өз қулини көзигә уруп, қарғу қилса, көзниң орниға уни азатлиққа чиқарсун. 27  Шундақла әгәр қулиниң чишини уруп сундурса, чишниң орниға уни азат қилсун. 28  Әгәр буққа әр киши яки аял кишини үсүп өлтүрсә, буққини чоқум таш етип өлтүрүш керәк вә униң гөши истимал қилинмисун. Буққиниң егиси җазаға тартилмайду. 29  Лекин у буққиниң илгири үскәнлигини көргән болуп, егиси агаһландурулған болса, амма у униңға бепәрва қарап, буққа кишини өлтүрсә, у чағда буққини таш етип өлтүрүп, егисиниму өлтүрүш лазим. 30  Әгәр униңдин төләм тәләп қилинса, егиси өз җени орниға тәләп қилинған пулни бәрсун. 31  Әгәр буққа қизини яки оғлини үсүвәткән әһвалдиму, мошу һөкүм қарари бойичә иш тутуш керәк. 32  Әгәр буққа әр қулни яки аял қулни үсүп өлтүрсә, буққа егиси уларниң ғоҗайиниға 30 күмүч тәңгә төләп бәрсун, буққини таш етип өлтүрсун. 33  Әгәр бир киши орини ечип, яки ора колап ағзини япмиса вә униңға буққа яки ешәк чүшүп кәтсә, 34  ориниң егиси зиянни толтуруши һаҗәт. У һайванниң егисигә униң һәққини төлиши керәк, өлүк һайван ора егисигә қалиду. 35  Әгәр бирсиниң буққиси башқа бирсиниң буққисини үсүп өлтүрсә, у чағда тирик қалған буққиниң егиси уни сетип, пулини баравәр бөлүшүп елиши лазим, өлгән буққини болса улар бөлүшивелиши керәк. 36  Лекин, әгәр буққиниң илгиридин үскәклиги мәлум болған болса, бирақ униң егиси униңға қаримиған болса, у чоқум зиянни төлиши керәк: буққа орниға буққа бериши лазим, өлүк буққа болса униңға қалиду.

Изаһәтләр