Чиқиш 22:1—31
22 Әгәр бир киши топақ яки қойни оғрилап, уни сойса яки сатса, у зиянни йепиш үчүн, өз падисидин бир топақ орниға бәш топақни вә бир қой орниға төрт қойни бәрсун.
2 Әгәр оғрини җинайәт орнида тутувалса вә уни шундақ қаттиқ уруп өлтүрүп қойса, у чағда өлтүргүчидә оғриниң қенини төкүштә әйип болмайду.
3 Лекин әгәр шу вақитта қуяш турған болса, у чағда оғриниң қени төкүлишида әйип болиду.
Оғри чоқум зиянни толтуриши һаҗәт. Әгәр униң һечнәрсиси болмиса, уни сетип оғрилиғини үчүн һәқ берилсун.
4 Әгәр оғриланған нәрсә — мәйли топақ яки ешәк, яки қой униңда тирик тепилса, оғри зиянни икки һәссә артуқ төләп бәрсун.
5 Әгәр бир киши өз мелини бирсиниң етизида отлатқузса яки үзүмзарлиғини йегүзүвәтсә вә ят етизниң зәхмилинишигә йол қойса, өз етизидин яки өз үзүмзарлиғидин әң яхши мевиләрни беривәтсун.
6 Әгәр от яндурулғанда тикәнләргә тутушуп, зираәт бағлирини, бәргиләрдики данни яки етиз өзини йоқ қилса, отни яндурған киши зиянни төлиши шәрт.
7 Әгәр бир киши башқа биригә аманәткә затлирини яки пулини сақлашқа бәрсә һәм уларни шу кишиниң өйидин оғрилап кәтсә, оғри тепилғанда зиянни икки һәссә артуқ төлиши лазим.
8 Әгәр оғри тепилмиса, өй егисини һәқ Худаниң алдиға, униң йенидики адәмниң мүлкигә қол салмиғанлиғини ениқлаш үчүн, әкелиш керәк.
9 Буққа, ешәк, қой, кийим-кечәк — жүтүрилгән бир нәрсә билән бағлиқ һәрқандақ җинайәт иши униң һәққидә бир тәрәп: “Бу мениңки!”— дәп ейталиса, бу икки тәрәпниң иши, һәқ Худа алдиға қоюлиши лазим. Худа кимни әйипкар дәп җакалиған киши өз йенидикигә зиянни икки һәссә артуқ төлиши лазим.
10 Әгәр бир киши йәнә бирсигә аманәткә ешәкни, буқини, қойни яки башқа бир өй җаниварини сақлашқа бәрсә вә у җанивар өлүп кәтсә яки зәхмиләнсә, яки уни оғрилап кәткәндә, һечким буни көрмигән болса,
11 у чағда хошнисиниң мелини аманәткә алған киши өзиниң қоли башқа бирсиниң мүлкигә тәгмигәнлигини Йәһваниң исми билән қәсәм қилсун. Җаниварларниң егиси қәсәмни қобул қилиши лазим вә хошниси униңға зиянни төләп бәрмәйду.
12 Амма әгәр униңдин җаниварлар оғрилинип кәтсә, у егисигә зиянни толтуриду.
13 Әгәр җанивар жиртқуч һайван тәрәптин йәп кетилгән болса, у испатқа униң қалдуғини көрсәтсун. Жиртқуч һайван өлтәргән мал үчүн у зиян тартмиши керәк.
14 Әгәр кимду-бирси өз йенидикидин өй мелини вақитлиқ алған болса вә шу мал зәхмилинип яки егисиниң йоқ вақтида өлүп қәтсә, иҗаригә алғучи җәзмән зиянни төлиши керәк.
15 Лекин әгәр егисиниң көзичә җанивар билән апәт йүз бәрсә, уңда иҗаригә алғучи зиянни төлимәйду. Әгәр һайван кираға елинған болса, зиян шу кира билән йепилиду.
16 Әгәр бир әр киши вәдиләшмигән иппәтлик қизни аздуруп, униң билән бир ятса, у чағда у киши чоқум униң тойлуғини берип, хотунлуққа алсун.
17 Әгәр у қизниң атиси уни бәргили унимиса, у киши иппәтлик қизниң той һәққини төлиши лазим.
18 Җодигәр хотунни тирик қойма.
19 Һайван билән ятқан һәрқандақ киши чоқум өлтүрүлсун.
20 Йәһва Рәбтин башқа һәрқандақ илаһларга қурванлиқларни әкәлгән киши уҗуқтурулсун.
21 Мусапир билән яман мунасивәт қилма вә уни хорлима, чүнки силәр өзәңларму Мисир йеридә мусапир болғандиңлар.
22 Тул хотун билән житимларни рәнҗитмәңлар.
23 Әгәр сән уларни рәнҗитсәң, улар Маңа ярдәм сорап мураҗиәт қилғанда, Мән уларниң пәриядини аңлаймән
24 һәм шу чағда ғәзивим тутушуп, Мән силәрни қилич билән өлтүримән вә силәрниң аяллириңлар тул қалиду вә балилириңлар житим болиду.
25 Әгәр сән Мениң хәлқимдин бирсигә, сениң қешиңда яшаватқан бечаригә, қәрзигә пул бәрсәң, униң билән пайдикәштәк муамилә қилма. Униңға пайиз қошма.
26 Әгәр сән хошнаңниң кийимини гөрүгә алсаң, күн олтарғичә уни қайтуруп бәргин.
27 Чүнки бу униң ялғуз йепинчиси, тенини япидиған кийим. У немидә ятиду? Шу чағда у Маңа ярдәм сорап ялвурғанда, Мән уни аңлаймән, чүнки Мән алийҗанаплиқмән.
28 Худани қарғима вә хәлқиңниң башчисини қарғима.
29 Жиққан һосулиңдин вә искәнҗәңдин мол чиққан нәрсидин һәдийә бәргәндә, турақсиз болмиғин. Оғуллириңдин Мана тунҗаңни бәргин.
30 Топақ һәм қойиң билән мундақ иш қилғин: улар туғулғанда аниси билән йәттә күн болсун, сәккизинчи күни уларни Маңа берисән.
31 Силәр Мениң алдимда муқәддәс болушиңлар лазим. Далада жиртқуч һайван таллавәткән малниң гөшини йемәңлар. Уни иштларға ташлап бериңлар.