Чиқиш 23:1—33
23 Ялған гәпләрни тарқатмиғин. Рәзилләр билән биргә болуп, явуз ишни ойлайдиған гувачи болма.
2 Явузлуққа көпчиликниң кәйнидин жүрмә. Көпчиликниң кәйнидин меңип вә адиллиқни бурмилап, таллаш-тартишларда гувалиқ бәрмә.
3 Кәмбәғәлниң ишини қараштурғанда, үз-хәтирлик болма.
4 Әгәр дүшминиңгә мәнсүп жүткән буққини яки ешәкни учритип қалсаң, уни җәзмән униңға қайтуруп бәргин.
5 Әгәр сени өч көргәнниң ешиги жүкиниң астида йетип қалғинини көрсәң, кетип қалма. Шәртлик түрдә дүшминиң билән униң жүкини чүшәргин.
6 Гадайниң иши бойичә чиқириливатқан һөкүмни бурмилима.
7 Ялғанчилиқтин нери бол. Әйипсизни вә һәққанийни өлтүргүчи болма, чүнки Мән рәзилни һәққаний дәп тонумаймән.
8 Пара алма, чүнки пара көрүдиғанларни қарғу қилиду вә һәққанийларниң сөзлирини бурмилайду.
9 Мусапирни қистима, чүнки силәр мусапир болушниң немә екәнлигини билисиләрғу, чүнки өзәңлар Мисир йеридә мусапир болдиңлар.
10 Алтә жил йәргә уруқ тәр вә униңдин һосул жиғ,
11 йәттинчи жили болса, уни ишлитилмигән вә һайдимиған түрдә ташлап қой. Униңда өсүп чиқанни хәлқиңниң гадайлири йесун, улардин қалғанни дала һайванлири йесун. Үзүмзарлиғиң һәм зәйтунлуқ беғиң билән шундақла иш қилғин.
12 Сениң буққаң һәм ешигиң дәм елиши үчүн вә қулуңниң оғли һәм мусапир һадуқ чиқириши үчүн, алтә күн ишлә, йәттинчи күни болса һечбир иш қилма.
13 Қараңлар, Мән силәргә ейтқан һәммә нәрсини орунлаңлар вә башқа илаһларниң исимлирини атиғучи болмаңлар. Уларниң исимлири еғизиңлардин чиқмисун!
14 Маңа беғишланған мәрикиләрни жилиға үч кетим мәйрәмләңлар.
15 Петир нанлар мәйримини өткүзүңлар. Мән саңа буйруғандәк, йәттә күн петир нанларни йегин. Буни бәлгүләнгән вақитта, авив ейида, қилғин, чүнки мошу вақитта сән Мисирдин чиққан едиң. Һечким Мениң алдимда қуруқ қол пәйда болмисун.
16 Шундақла етизиңда сән тәргән нәрсиләрдин әмгигиң арқилиқ өстүрүлгән дәсләпки мевиләр һосули мәйримини өткүзгин. Шундақла һосул жиғиш мәйримини жилниң ахирида өткүзгин.
17 Жилиға үч қетим барлиқ силәрниң әрлириңлар һәқиқий Рәб Йәһваниң һозуриға кәлсун.
18 Маңа берилидиған қурванлиқниң қенини ечитилған нәрсә билән әкәлмә. Вә мәйримим вақтида әкелинидиған яғ сәһәргичә қалмиши лазим.
19 Зиминиңниң дәсләпки мевилириниң әң яхшилирини Пәрвәрдигариң Йәһваниң өйигә елип кәл.
Оғлақни анисиниң сүтидә пишәрмигин.
20 Мән сениң алдиңда, сени йолда сақлиши һәм Мән тәйярлап қойған җайға әкелиши үчүн, пәриштини әвәтиватимән.
21 Өзәңгә еһтиятчан болғин, чүнки у йениңдидур вә униң авазиға қулақ сал. Униңға қарши чиқма, чүнки пәриштә қилмишиңларни кәчүрмәйду, сәвәви униңда Мениң исмим бар.
22 Әгәр сән һәммә нәрсидә униң сөзигә қирсәң вә Мән ейтидиған барлиқ нәрсини қилсаң, у чағда Мән сениң дүшмәнлириңгә дүшмән болумән вә саңа қисим көрситиватқанларға қисим көрситимән.
23 Мениң пәриштәм алдиңда меңип, сени аморийларға, хетийларға, пәризийләргә, қананийларға, һивийларға һәм йәвусийларға елип келиду вә Мән уларни қириветимән.
24 Уларниң худалириға сәҗдә қилип хизмәт қилма, уларниң сүрәтлиригә охшитип һечнәрсә ясимиғин, әксичә уларни вәйран қилип, хасийәтлик түврүклирини сундуривәткин.
25 Өз Рәббиң Йәһваға хизмәт қилғин вә У нениң билән сүйиңни бәрикәтләйду һәм Мән сениңдин кесәлләрни жирақлаштуримән.
26 Сениң зиминиңдики аялларда бала ташлаш һәм туғмаслиқ болмайду. Мән шундақ қилимәнки, күнлириңниң сани толуқ болиду.
27 Мән Мениңдин әйминидиған қорқунучни алдиңдин әвәтимән вә йолуңдики барлиқ хәлиқләрни паракәндиликкә салимән вә сән пәқәт дүшмәнлириңниң гәжгилиринила көрисән.
28 Мән алдиңдин чүшкүнлүкни әвәтимән вә у сениңдин һивийларни, қананийларни һәм хетийларни қоғлайду.
29 Йәр чөлдәрәп һәм сениң зияниңға жиртқуч һайванларниң көпийип кәтмәслиги үчүн, Мән уларни бир жилниң ичидә қоғлавәтмәймән.
30 Сән көпсанлиқ болуп, мошу йәргә егидарчилиқ қилғичә, Мән уларни сәндин пәйдин-пәй қоғлаймән.
31 Мән сениң чегарәңни Қизил деңиздин тартип, филистийәликләрниң деңизиғичә, чөлдин тартип Фират дәриясиғичә апиримән, чүнки бу зиминниң турғунлирини Мән силәрниң қолуңларға тапшурдум һәм сән уларни өзәңдин қоғлайсән.
32 Сән улар биләнму вә уларниң илаһлири биләнму келишим түзмә.
33 Улар түпәйли сән Маңа қарши гуна атқурмишиң үчүн, улар сениң йериңдә яшимаслиғи лазим. Әгәр сән уларниң худалириға хизмәт қилидиған болсаң, бу сениң үчүн қапқан болиду».