Чиқиш 24:1—18

24  Шуниң билән Мусаға мундақ ейтилди: «Сән Йәһваға көтирилгин, сән һәм шундақла Һарун, Надаб, Абиһут вә Исраилниң 70 ақсақали вә жирақтин Йәһваға тазим қилиңлар.  Ялғуз Мусала Йәһваға йеқинлашсун, қалғанлири болса йеқин кәлмисун вә хәлиқму улар билән көтирилмисун».  Шу чағда Муса келип, хәлиқкә Йәһваниң барлиқ сөзлирини вә һөкүм қарарлирини ейтип бәрди, шуниң билән һәммә хәлиқ бир еғиздин: «Йәһваниң ейтқанлириниң барлиғини орунлаймиз»,— деди.  Муса Йәһваниң барлиқ сөзлирини йезивалди. Әтиси сәһәрдә қопуп, у тағниң түвидә қурбангаһ ясиди вә Исраилниң 12 қәбилисиниң саниға мувапиқ 12 түврүкни турғузди.  Андин кейин у Исраил оғуллиридин яш әрләрни әвәтти, булар көйдүрмиләрни вә буқиларни течлиқ қурванлиқ ретидә Йәһваға әкәлди.  Андин Муса қанниң йеримини елип, уни қачиларға қуйди, қалған қанни қурбангаһқа сәпти.  Ахирида у келишим китавини елип, хәлиқкә оқуп бәрди. Улар: «Биз Йәһваниң һәммә ейтқинини қилимиз вә тиңшаймиз»,— деди.  Шунда Муса қанни елип, уни хәлиқкә сәпти вә: «Бу Йәһва силәр билән мошу сөзләр асасида түзгән келишимниң қенидур»,— дәп ейтти.  Андин кейин Муса, Һарун, Надаб, Абиһут вә Исраилниң йәтмиш ақсақали таққа чиқип, 10  Исраил Худайини көрди. Униң путлириниң тегидә асманниң сүзүклигигә охшаш көк яқуттин ясалған тахтилар бар еди. 11  Һәм У бу Исраил оғуллиридин талланған кишиләргә қолини узартмиди вә улар көрүнүштә Һәқ Худани көрди һәм йәп-ичти. 12  Андин Йәһва Мусаға: «Мениң қешимға чиқип, тағ үстидә қалғин, чүнки Мән саңа уларни үгитиш үчүн, Өзәм қанун һәм әмирни язған икки таш тахтилирини беримән»,— деди. 13  Муса вә униң хизмәткари Йәшуа турдидә вә Муса чин Худаниң теғиға чиқти. 14  Ақсақалларға болса у: «Биз қайтмиғичә, мошу җайда күтүңлар. Силәр билән Һарун вә Һур қалиду. Кимниң қандақту-бир иши болса, шуларға мураҗиәт қилсун»,— деди. 15  Муса таққа чиқти, тағни булут йепип туратти. 16  Йәһваниң шөһрити Синай теғиниң үстидә еди вә булут тағни алтә күн йепип турди. Йәттинчи күни болса У булуттин Мусаға гәп қилди. 17  Исраил оғуллириға Йәһваниң шөһрити тағниң чоққисини оравалған оттәк көрүнди. 18  Андин Муса булутниң ичигә кирип, таққа көтүрүлди. Муса тағда 40 кечә-күндүз өткүзди.

Изаһәтләр