Чиқиш 25:1—40

25  Йәһва Муса билән сөзлишишни давамлаштуруп:  «Маңа қурванлиқлирини әкелишини Исраил оғуллириға ейтқин. Жүриги шуниңға дәвәт қиливатқан һәрқандақ кишидин ианиләрни қобул қилиңлар.  Мана немини силәр улардин ианә сүпитидә алисиләр: алтун, күмүч вә мис,  көк жип вә ярқин-қизил жуң жип, әң яхши зиғир вә сөсүн һәм өшкә жуңи,  қизил рәңлик қой териси, тюлень териси вә акация яғичи,  чирақ йеғи, майлаш үчүн вә көйдүридиған хушпурақлиқ исриқ үчүн мәлһәм май,  оникс ташлири вә ефод һәм көкрәклик үчүн орнитилидиған ташлар болсун.  Һәм улар Мениң үчүн муқәддәс җайни ясисун, чүнки Мән уларниң арисида макан тутимән.  Силәр муқәддәс чедирни вә униң барлиқ җабдуқлирини Мән саңа көрсәткән үлгә бойичә қилишиңлар лазим. 10  Акация яғичидин бир сандуқни ясисун, униң узунлуғи икки йерим җәйнәк, кәңлиги бир йерим җәйнәк вә егизлиги бир йерим җәйнәк болсун. 11  Уни сап алтун билән қаплиғин. Униң ичи-тешини қаплап, чөрисини алтун пәвәзгә ориғин. 12  Униң үчүн төрт алтун һалқа қуйдуруп, төрт путиға қадиғин, икки һалқа бир тәрипидин, йәнә икки һалқа башқа тәрипидин болсун. 13  Акация яғичидин икки хадини ясап, уларни алтун билән қаплиғин. 14  Сандуқни хадиларда көтириш үчүн, сандуқниң икки тәрипидики һалқиларға уларни өткүзгин. 15  Хадилар сандуқниң һалқилирида дайим қелиши лазим. Улар у йәрдин чиқирилмисун. 16  Сандуққа Мән саңа беридиған шаһадәтнамини салғин. 17  Сап алтундин узунлуғи икки йерим җәйнәк һәм кәңлиги бир йерим җәйнәк болған сандуқ ағзини яса. 18  Икки алтун Һурабинни яса. Улар соқулған алтундин ясилиши лазим. Уларни сандуқ ағзиниң икки четигә қойғин: 19  бир хурабинни бир четигә, йәнә бир хурабинни башқа четигә. Ағизниң яки қапқиниң икки четигә хурабинларни турғузиңлар. 20  Хурабинларниң қанатлири сандуқниң ағизини йепип, жуқуриға йейилиши керәк, үзлири болса бир-биригә йүзлиниши лазим. Хурабинларниң үзлири сандуқниң ағзиға қариши керәк. 21  Ағзини сандуққа яп, сандуққа болса Мән саңа беридиған шаһадәтнамини сал. 22  Мән саңа шу җайда, гува сандуғи ағзиниң үстидики икки хурабинниң арисида көрүнүп, саңа Исраил оғуллири үчүн барлиқ әмирләрни берип сөзлишимән. 23  Акация яғичидин узунлуғи икки җәйнәк, кәңлиги бир җәйнәк вә егизлиги бир йерим җәйнәк үстәл яса. 24  Уни таза алтун билән қаплиғин вә униң чөрисидин алтундин гирвәк ясиғин. 25  Үстәлниң чөрисигә бир алиқан кәңлигидә пәвәз қилип, униң чөрисидин алтун гирвәк ясиғин. 26  Үстәл үчүн төрт һалқа ясап, уларни төрт путниң төрт булуңиға қадиғин. 27  Һалқиларға хадиларни киргүзүп, үстәлни йөткәш үчүн, улар пәвәзниң йенида болуши лазим. 28  Акация яғичидин хадиларни яса вә уларни алтун билән қапла. Уларда үстәлни йөткәш керәк. 29  Ичимлик һәдийәләрни қуюдиған тәхсиләрни, пиялиләрни, қумғанларни вә қачиларни ясиғин. Уларни таза алтундин ясиғин. 30  Шундақла Мениң алдимға дайим тәғдим нанлирини қойғин. 31  Сап алтундин шамдан ясиғин. У соқулуп ясалсун. Униң ғолидин шахлири, қачилири, ғунчилири һәм гүллири чиқиши керәк. 32  Униң ғолидин алтә шах чиқиши лазим: үч шах шамданниң бир тәрипидин, йәнә үч шах башқа тәрипидин. 33  Шамданниң шахлириниң һәрбиридә бир тәрәптин бадам гүлигә охшаш үчтин қача, шуңдақла бир-бирси билән алмишип туридиған ғунчилар һәм гүлләр; шамданниң башқа тәрипиниң һәрбир шехида бадам гүлигә охшайдиған үчтин қача, шундақла алмишип туридиған ғунчилар һәм гулләр. Шамданниң ғолидин чиқидиған барлиқ алтә шехи шундақ болуши лазим. 34  Шамданниң ғолида болса бадам гүлигә охшаш төрт қача һәм алмишип турған ғунчилар вә гүлләр бар. 35  Ғолда шахларниң биринчи җүпи астида ғунчә чиқип туриду, шахларниң иккинчи җүпи астида вә шахларниң үчинчи җүпи астида чиқиду — шамданниң ғолидин чиқиватқан барлиқ алтә шахлар астида. Шамдандин чиққан алтә шахта шундақ болсун. 36  Ғунчилар вә шахлар униң ғолидин чиқиши керәк. Һәммә шамдан биртуташ, соқулған, таза алтундин болуши лазимдур. 37  Шамдан үчүн йәттә чирақни ясиғин. Шу чирақлар яндурулған болуши керәк вә улар шамдан алдидики җайни йорутуши керәк. 38  Пилик қисқучлири билән күлданлири сап алтундин болсун. 39  Шамдан билән һәммә униң әсваплири бир талант* таза алтундин қилинсун. 40  Қара, уларни саңа тағда көрситилгән үлгә бойичә ясиғин.

Изаһәтләр

Тәхминән 34 килограмм.