Чиқиш 27:1—21

27  Акация яғичидин узунлуғи бәш җәйнәк һәм кәңлиги бәш җәйнәк қурбангаһни ясиғин. Қурбангаһ төрт булуңлуқ болуши лазим, униң егизлиги үч җәйнәк болсун.  Униң төрт булуңида мүңгүзләрни қилғин. Мүңгүзләр униңдин чиқип туруши керәк. Андин қурбангаһни мис билән қаплиғин.  Майлиқ күлни елишқа қачиларни ясиғин: күлданларни, лахшигирләрни, ариларни, шундақла от үчүн қачиларни. Барлиқ униң әсваплирини мистин ясиғин.  Қурбангаһ үчүн мистин ясалған торини қилғин вә униң төрт булуңида төрт мис һалқини ясиғин.  Торини қурбангаһниң ичидики пәвәзниң астиға салғин вә тора қурбангаһниң оттурида болсун.  Қурбангаһ үчүн чәңзиләрни акация яғичидин ясап, мис билән қаплиғин.  Чәңзиләрни һалқилардин өткүзгин. Қурбангаһни йөткигәндә, чәңзиләр униң икки тәрипидә болуши керәк.  Қурбангаһни тахтайлардин ясиғин, у кавак болуши керәк. Саңа тағда көрситилгәндәк, қурбангаһ ясилиши лазимдур.  Муқәддәс чедирниң һойлисини яса. Җәнуп, Нәгәвкә қаритилған тәрәп үчүн һойла зәдиваллири, һәр тәрипидин узунлиғи 100 җәйнәклик, есил ешилгән зиғир жипидин қилиниши керәк. 10  У тәрәпкә 20 мис түврүкләр һаҗәт вә уларға тапанлири бар 20 мис тегиләр лазим. Миқлар һәм түврүк үчүн бәкитмиләр күмүчтин. 11  Шундақла шималий тәрәпниң бойиға тутулуп, зәдиваллар узунлиғи 100 җәйнәклик болуши шәрт. Бу тәрәп үчүн 20 мис түврүкләр керәк һәм уларға тапанлар билән 20 мис тегиләр һәм шундақла миқлар вә түврүкләр үчүн бәкитмиләр күмүчтин. 12  Һойлиниң кәңлиги бойичә ғәрбий тәрәптин зәдивалларниң узунлиғи 50 җәйнәк болуши керәк, улар үчүн 10 түврүк вә тапанлар билән 10 тегә лазимдур. 13  Күн чиқиш, шәрқий тәрәпкә қаритилған һойлиниң кәңлиги 50 җәйнәк болуши лазим. 14  Бир тәрәптин узунлуғи 15 җәйнәк зәдиваллар керәк һәм уларға үч түврүк, уларға тапанлар билән үч тегә болуши керәк. 15  Башқа тәрәптинму зәдивалларниң узунлиғи 15 җәйнәк болуши керәк, уларға үч түврүк һәм буларға тапанлар билән үч тегә керәк. 16  Һойлиниң киришигә узунлуғи 20 җәйнәклик көк жиптин, сөсүн жуңдин, ярқин-қизил жиптин вә әң яхши зиғир жиптин тоқулған пәрдини қилғин. Бу тоқумичиниң иши. Улар үчүн төрт түврүк керәк, уларға тапанлар билән төрт тегә болсун. 17  Һойлиниң өп-чөрисидики барлиқ түврүкләрниң бәкитмилири, миқлири күмүч болсун вә уларға тапанлири бар мис тегиләр болсун. 18  Һойлиниң узунлуғи 100 җәйнәк, кәңлиги 50 җәйнәк, егизлиги бәш җәйнәктур; зәдиваллар әң есил ешилгән зиғир жипидин, тапанлар билән тегиләр мистин. 19  Хизмәт үчүн ишлитилидиған муқәддәс чедирниң мәнсүп затлири, чедир үчүн барлиқ қозуқлар вә һойла үчүн қозуқлар мистин болсун. 20  Шамданниң һәрқачан йенип туруши үчүн, Исраил оғуллириға саңа шамдан үчүн әкелидиған мейиниң таза, сиқип чиқирилған зәйтун мейи болушини буйруғин. 21  Һарун һәм униң оғуллири шамдан Йәһваниң алдида жиғин чедирида кәчтин әтигәнлигичә йенишиға назарәт қилиду. У пәрдиниң сиртқи тәрипидә, гува сандуғи йенида яниду. Бу тохтам мәңгүгә, уни Исраил оғуллири әвлаттин әвлатқичә сақлиши лазим.

Изаһәтләр