Чиқиш 28:1—43
28 Акаң Һарун һәм униң билән оғуллири Маңа роһанийлар болуп хизмәт қилиши үчүн, сән өзәңгә Исраил оғуллиридин уларни кәлтүргин: Һарунни вә униң оғуллири Надабни, Абиһудни, Елизарни вә Итамарни.
2 Акаң Һарунға муқәддәс кийимни шөһрәт һәм гөзәллик үчүн ясатқин.
3 Сән өзәң барлиқ жүриги даналиқ кишиләр билән сөзлишисән, уларниң қәлблирини Мән данишмәнлик роһи билән толтурдим, улар Һарун Маңа роһаний болуп хизмәт қилишқа, уни муқәддәсләш үчүн кийим ясап бериду.
4 Мана, улар тикидиған кийим: көкрәклик, ефод, йеңи йоқ тон, чақмақ өрнәклик узун көйнәк, сәллә вә бәлбағ. Улар акаң Һарун һәм униң оғуллири Мениң роһанийлирим болуши үчүн, муқәддәс кийимләрни тәйярлиши лазим.
5 Улар алтунни, көк жипни, сөсүн жуңни, ярқин-қизил жипни һәм есил зиғирни алсун.
6 Улар ефодни алтундин, көк жиптин, сөсүн жуңдин, ярқин-қизил жуң жипидин вә әң яхши ешилгән зиғир жипидин ясисун. Бу кәштичиниң иши.
7 Униң икки четигә икки мүрә зат қошулиши керәк вә ефод туташқан болуши лазим.
8 Һәм униңдики бәлбағ мошундақла ясилиши вә шула маддилардин болуши лазим: алтундин, көк жиптин, сөсүн жуңдин, ярқин-қизил жуң жиптин вә әң есил ешилгән зиғир жиптин.
9 Оникс тешидин иккисини елип, уларда Исраил оғуллириниң намлирини ойдурғин:
10 чоңлиғиға қарап алтә намни бир ташта вә алтә намни йәнә бир ташта.
11 Икки ташта Исраил оғуллириниң намлирини шундақ ойдурғинки, мөһүрдә ойғучилар йезиқни ойдурғинидәк. Сән уларни алтун көзлүккә киргүзгин.
12 Бу икки ташни ефодниң мүрә затлириға Исраил оғуллири үчүн хатирилик ташлардәк қадиғин вә Һарун уларниң намлирини, Йәһва алдида әсләтмидәк, икки мүрә затларда көтүрүп жүриду.
13 Алтун көзлүкләрни ясиғин,
14 таза алтундин икки зәнҗирни. Уларниң ағамчилирини тоқуш сәнъитини пайдилинип, боққучлардәк ясиғин вә бу ағамчиларға охшайдиған зәнҗирләрни көзлүкләргә бәкиткин.
15 Һөкүмниң көкрәклигини қилғин. Бу кәштичиниң иши. Буни ефодни ясиғандәк қилғин: алтундин, көк жиптин, сөсүн жуңдин, ярқин-қизил жуң жиптин вә әң есил ешилгән зиғир жиптин.
16 У икки қатлинип, узунлиғи һәм кәңлиги бир ғерич болуши лазим.
17 Униңда төрт қатар қилип, ташларни орнатқин. Биринчи қатар: гөһәр, топаз вә зумрәт.
18 Иккинчи қатар: пирузә, көк яқут, йешил қашташ.
19 Үчинчи қатар: лешем, һеқиқ таш вә аметист.
20 Төртинчи қатар: хризолит, оникс вә жадеит. Улар алтун угиларға орнитилсүн.
21 Ташлар Исраил оғуллириниң намлириға мувапиқ болуши лазим, 12 таш уларниң намлириниң сани бойичә, уларниң һәрбирсидә, мөһүрдә йезиқни ойғандәк, 12 қәбилиниң нами оюлиши керәк.
22 Көкрәкликтә ағамчиларни тоқуғандәк сап алтундин тоқулған зәнҗирләрни ясиғин.
23 Көкрәкликтә икки алтун һалқини ясап, уларни униң икки булуниға бәкиткин
24 вә көкрәкликниң булуңлиридики икки һалқидин икки алтун ағамчини өткүзгин.
25 Икки ағамчиниң училирини икки көзлүктин өткүзүп, уларни ефодниң мүрә затлириға алдидин қадиғин.
26 Икки алтун һалқини ясап, уларни ефодқа қаритилған төвән қириниң ички тәрипидин көкрәкликниң икки булуңиға бәкиткин.
27 Икки алтун һалқини ясап, уларни ефодниң икки мүрә затлириниң төвинигә бәкиткин, теши тәрипидин, қошулуш җайиниң қешиға.
28 Көкрәклик ефодниң бәлбеғи үстидә болуши вә у ефодта йөткәлмиши үчүн, көкрәкликни униң һалқилири арқилиқ ефодниң һалқилириға көк боққуч билән бағлисун.
29 Һарун муқәддәс җайға киргәндә, жүригиниң йенида һөкүм көкрәклигидә әсләтмидәк Исраил оғуллириниң намлирини һәрдайам көтүрүп жүриду.
30 Һөкүм көкрәклигигә урим һәм туммимни салғин вә улар Һарун Йәһваға киргәндә, униң жүригиниң йенида болсун. Исраил оғуллириға һөкүм чиқириш үчүн, Һарун уларни дайим Йәһва алдида жүригиниң йенида елип жүрсун.
31 Ефодқа йеңисиз тонни тиккин, һәммиси көк жиптин болсун.
32 Униң үстиниң оттурида баш үчүн ойма болуши керәк, ойминиң қирлирида тоқуш әсвавида ишләйдиған тоқумичи қилидиған пәвәз болуши керәк. Тон житилмаслиғи үчүн ойма савутниңкидәк болуши лазим.
33 Тонниң етигидә, пүтүнләй етиги бойичә көк жиптин, сөсүн жуңдин, ярқин-қизил жиптин анарларни ясиғин һәм уларниң арисида алтун қоңғурақларни:
34 алтун қоңғурақ вә анар, алтун қоңғурақ вә анар — тонниң барлиқ етиги бойичә.
35 Уни Һарун өз хизмитини атқурғанда кийидиған болсун. Униң өлүп кәтмәслиги үчүн, у муқәддәс җайға Йәһваға киргән һәм чиққан вақтида қоңғурақларниң авази аңлиниши керәк.
36 Таза алтундин пақирақ тоғрибулуңлуқ япилақни ясап, униңда мөһүрдә йезиқни оюп язғандәк: “муқәддәслик Йәһваға мәнсүп”, дегән сөзләрни оюп язғин.
37 Уни көк рәңлик боққуч билән сәллигә қадиғин. У сәллиниң алди тәрипидә болуши лазим.
38 У япилақ Һарунниң маңлийида болиду вә Һарун Исраил оғуллири бөлгән муқәддәсликләргә қарши гуналар үчүн җавап бериду, йәни уларниң барлиқ муқәддәс һәдийәлиригә қарши гуналар үчүн. Улар үчүн Йәһваниң маққуллишини елиш үчүн, япилақ дайим униң маңлийида болуши шәрт.
39 Есил зиғирдин чақмақ өрнәклик узун көйнәкни тиккин, сәллини һәм бәлбағни есил зиғирдин ясиғин. У тоқумичиниң иши.
40 Шундақла Һарунниң оғуллириму шөһрәтлик һәм гөзәллик болуши үчун узун көйнәкләрни, бәлбағларни һәм баш сәллилирини ясатқин.
41 Уларни акаң Һарун билән оғуллириға кийдүрүп, уларни майлиғин, һакимийәт берип муқәддәслигин, улар Маңа роһанийлар сүпитидә хизмәт қилиду.
42 Уларниң ялиңач тенини йепиш үчүн, уларға зиғирдин тизиғичә тамбалларни тиктүргин.
43 Һарун вә униң оғуллири өзлиригә гуна кәлтүрүп өлүп кәтмәслиги үчүн, жиғинниң чедириға киргәндә, яки муқәддәс җайда хизмәт қиливетип қурбангаһқа йеқинлашқанда, уларни кийсун. Бу тохтам униңға вә униң әвлатлири үчүн мәңгүлүктур.