Чиқиш 29:1—46

29  Уларни муқәддәсләп һәм улар Мениң роһанийлирим болуп хизмәт қилиши үчүн, улар билән мундақ иш қилғин: нуқсансиз яш буқини, икки қойни,  шундақла петир нанни, май қошулған петир ойма тоғачларни вә май сүркәлгән петир чәлпәкләрни алғин. Уларни әң яхши буғдай унидин тәйярлиғин.  Уларни севәткә селип, севәттә елип кәлгин, шундақла буқини һәм икки қойни кәлтүргин.  Һарун билән униң оғуллирини жиғин чедириниң киришигә әкелип, су билән жуюнушини буйруғин.  Андин кийимни елип, Һарунға узун көйнәкни, ефодниң йәңсиз тонини, өзи ефодни вә көкрәкликни кийдүрүп, ефодниң бәлбеғи билән белини бағла.  Униң бешиға сәллини кийдүрүп, сәллигә беғишлинишниң муқәддәс бәлгүсини қада.  Майлаш мейини елип, уни Һарунниң бешиға қуюп майла.  Андин кейин униң оғуллирини кәлтүрүп, уларға узун көйнәкләрни кийдүргин.  Уларға — Һарун вә униң оғуллирға — бәлбағларни бағлап, баш кийимлирини кийдүргин. Роһанийлиқ уларға мәнсүптур. Бу тохтам әбәдий-әбәткичә. Сән Һарунға һәм униң оғуллириға һакимийәтни беришиң лазимдур. 10  Сән буқини жиғин чедири алдиға елип кәлгин һәм Һарун оғуллири билән қоллирини буқиниң бешиға қойсун. 11  Буқини Йәһваниң алдида, жиғин чедириниң киришидә боғузлиғин. 12  Буқиниң қенидин бармиғиң билән қурбангаһниң мүңгүзлиригә сүркә, қалған қанни болса қурбангаһниң түвигә төккин. 13  Ич йеғиниң барлиғини елип, шундақла беғирдики яғни вә икки бөрәк билән уларниң үстидики чава яғни қурбангаһта көйдүргин. 14  Буқиниң гөшини, терисини вә поқини болса, қарарғаһниң ташқирида отта көйдүрүвәткин. Бу гуна үчүн қурванлиқтур. 15  Андин кейин бир қошқарни алғин вә Һарун оғуллири билән униң бешиға қоллирини қойсун. 16  Кейин бу қошқарни боғузлап, униң қенидин елип, қурбангаһни һәммә тәрәптин униң билән сәпкин. 17  қошқарни парчилап, униң үчәй-беғирлирини вә пақалчәклирини жуюп, униң парчә-парчилирини каллисиғичә қошуп қойғин. 18  Пүтүн қошқарни қурбангаһта көйдүргин. Бу Йәһваға болған көйдүрмә, йеқимлиқ хушпурақлиқтур. Бу отта көйдүрүлидиған Йәһваға һәдийәдур. 19  Андин башқа бир қошқарни елип кәлгин вә Һарун оғуллири билән униң бешиға қоллирини қойсун. 20  Қошқарни боғузлап, униң қенидин елип, Һарун билән униң оғуллириниң оң қулиғиниң юмшиғиға, оң қоллиниң бармиғиға вә оң путиниң бармиғиға сүркигин, қан билән қурбангаһниң чөрисигә сәпкин. 21  Һарун вә униң оғуллири һәм уларниң кийимлири муқәддәс болуши үчүн, қурбангаһтики қанни вә майлаш мейини елип, Һарун вә униң оғуллириниң кийимигә чачқин. 22  Қошқарниң йеғини, қуйруқни, ич йеғини, беғирдики яғни, икки бөрәкни вә улардики чава яғни һәм оң путини алғин, чүнки бу беғишлиниш қошқари, 23  шундақла дүгләк нанни, май билән тәйярланған ойма тоғачни, Йәһваниң алдидики петир нанлар севитидин чәлпәкни алғин. 24  Буниң һәммисини Һарун билән униң оғуллириниң қоллириға салғин, улар буларни пулаңлатсун, Йәһваниң алдида бу пулаңлитиш қурванлиғи болсун. 25  Буларни уларниң қолидин елип, қурбангаһта көйдурмә билән Йәһваниң алдида йеқимлиқ хушпурақтәк көйдүргин. Бу Йәһваға отта көйдүрүлидиған һәдийәдур. 26  Һарун үчүн аҗритилған беғишлиниш қошқариниң төшини елип, Йәһва алдида уни пулаңлитиш һәдийәсидәк пулаңлатқин. Бу сениң несивиң болиду. 27  Пулаңлитиш қурванлиғидәк әкәлгән төшини вә роһанийлиқ несивигә берилидиған путни — Һарун билән оғуллириға аҗритилған беғишлиниш қошқариниң парчилирини муқәддәслигин. 28  Бу нәрсиләр Һарун билән оғуллириға әбәдий тохтам бойичә мәнсүп болиду, уни Исраил оғуллири орунлиши лазим, чунки бу мукәддәс несиптур. Бу Исраил оғуллири тәғдим қилған муқәддәс несип. Булар уларниң Йәһва үчүн өзлириниң течлиқ қурванлиқлиридин болған муқәддәс һәссисидур. 29  Һарунниң муқәддәс кийимлири униңдин кейин оғуллириға хизмәт қилиду, чүнки уларға һакимийәт берилиши үчүн улар мошу кийимдә майлиниду. 30  Оғуллириниң арисида униң орнини мирас қилидиған роһаний, жиғинниң чедириға кирип муқәддәс җайда хизмәт қилиши үчүн, йәттә күн уни кийиду. 31  Беғишлиниш қошқарини елип, муқәддәс җайда униң гөшини пишәргин. 32  Һарун вә униң оғуллири мошу қошқарниң гөшини вә жиғин чедириниң киришидә турған севәттики нанни йесун. 33  Уларни муқәддәсләшкә берилгән һакимийәтниң төлими үчүн қилинған васитә нәрсини улар йесун. Ят киши бу нәрсиләрдин йейәлмәйду, сәвәви у муқәддәсликтур. 34  Әгәр беғишлиниш қурванлиғиниң гөшидин һәм нандин бир нәрсиләр сәһәргичә қалса, бу қалдуқларни отта көйдүривәт. Буни йегили болмайду, чүнки бу муқәддәстур. 35  Һарун һәм оғуллири үстидин Мән саңа пәрман қилған барлиқ нәрсиләрни өткүзгин. Уларға һакимийәт бериш үчүн, саңа йәттә күн тәләп қилиниду. 36  Һәр күни буқини гуна үчүн төләм һәдийәсидәк әкәлгин. Шундақла қурбангаһниң төлимини қилип гунадин тазилиғин һәм уни муқәддәсләш үчүн майлиғин. 37  Қурбангаһниң төлимини өткүзүш үчүн, саңа йәттә күн тәләп қилиниду. Униң улуқ муқәддәслик болуши үчүн, уни муқәддәслә. Қурбангаһқа тәккән һәрким муқәддәс болуши лазим. 38  Мана, сән қурбангаһта әкелидиған нәрсиләр: икки бир яшлиқ қошқарни һәр күни, һемишәм. 39  Бир яш қошқарни әтигәндә, йәнә бирини икки ахшам арилиғида. 40  Биринчи яш қошқар билән бир литрғичә сиқип чиқарған зәйтун мейи қошулған икки литр әң яхши унни вә бир литрғичә шараптин тәркип тапқан ичимлик һәдийәни әкелисән. 41  Иккинчи яш қошқарни болса икки ахшам арилиғида әкелисән. Әтигәнлик нан һәдийәсидәк вә әтигәнлик ичимлик һәдийәсидәк һәдийәләрни, Йәһваға отта көйдүрүлгән қурванлиқлардәк, йеқимлиқ хушпурақлиқ сүпитидә әкелисән. 42  Бу дайимий көйдүрмидур, уни силәр Йәһваниң алдида әвлаттин әвлатқичә жиғин чедириниң кириши алдида қилисиләр. Шу йәрдә силәр билән сөзлишиш үчүн Мән көрүнимән. 43  Мән шу җайда Исраил оғуллириға аян болумән, шу җай Мениң шан-шөһритим билән муқәддәслиниду. 44  Мән жиғин чедирини, қурбангаһни, Һарунни униң оғуллири билән Маңа роһанийлар болуп хизмәт қилиши үчүн муқәддәсләймән. 45  Мән Исраил оғуллириниң арисида маканлишип, уларниң Худайи болумән. 46  Һәм улар шуни билидуки, Мән уларниң Рәбби Йәһва, уларни Мисир йеридин арисида макан тутуш үчүн елип чиктим. Мән уларниң Пәрвәрдигари Йәһвадур.

Изаһәтләр