Чиқиш 33:1—23

33  Йәһва Мусаға: «Бу йәрдин сән өзәң һәм сән Мисирдин ачиққан хәлиқ жүрүп, Мән қәсәм билән Ибраһим, Исһақ вә Яқупқа вәдә қилип: “Сениң әвладиңға уни беримән”, дегән йәргә бериңлар.  Мән сениң алдиңда пәриштәмни әвәтип, қананийларни, аморийларни, хетийларни, пәризийләрни, һивийларни һәм йәвусийларни қоғлаймән.  Силәр сүт билән һәсәл ақидиған йәргә барисиләр. Лекин силәрни йолда қиривәтмәш үчүн, чүнки силәр тәрса хәлиқ болғачқа, Мән силәр билән бармаймән»,— деди.  Бу һәйвәтлик сөзләрни аңлап, инсанлар қайғурушқа башлиди вә һечким өзигә зенәтлик буюмлирини тақимиди.  Йәһва Мусаға: «Исраил оғуллириға мундақ дегин: “Силәр бойни қаттиқ хәлиқтур. Мән бир дәқиқә араңларда кезип, силәрни қириветәттим. Өзәңлардин зеннәтлик буюмларни йешиңлар, чүнки силәр билән немә қилишимни билгүм келиду”»,— деди.  Буниң билән Исраил оғуллири Хориб теғиниң йенида өзидин зенәтлик буюмларни еливетип, башқа һечқачан уларни тақимиди.  Муса болса өз чедирини елип, уни қараргаһниң сиртида тикти, қараргаһтин хелила жирақ йәргә вә уни жиғин чедири дәп атиди. Йәһвадин бир нәрсә сориғили кәлгән киши қараргаһниң сиртида турған жиғинниң чедириға баратти.  Муса чедирға маңғанда пүткүл хәлиқ орнидин туратти. Уларниң һәрбири өз чедириниң ишигидә туруп, Мусаниң кәйнидин у өзиниң чедириға киргичә қаришип туратти.  Муса чедирға киргәндә булут түврүги чүшүп, чедирниң ишигидә туратти вә У Муса билән сөзлишәтти. 10  Барлиқ хәлиқ чедирниң ишигидә турған булут түврүгини көрәтти вә пүтүн хәлиқ орнидин туруп, өз чедириниң ишигидә тазим қилатти. 11  Йәһва Худа болса Муса билән үзму-үз, адәм балиси өз йеқини билән сөзләшкәндәк, сөзлишәтти. Муса қараргаһқа қайтқанда, униң хизмәткари һәм ярдәмчиси Йәшуа, Нунниң оғли, чедирдин чиқматти. 12  Муса Йәһваға: «Сән маңа: “Бу хәлиқни елип маң”, дәйсән, лекин кимни мениң билән әвәтидиғиниңни ейтмидиң. Лекин Өзәң ейтиңғу: “Мән сени исмиң билән тонуймән һәм сән Мениң көзүмдә илтипат таптиң”, дәп. 13  Шуңлашқа өтүнүмәнки, әгәр мән Сениң көзүңдә илтипат тапқан болсам, мәрһәмәт, мениң Сени билишим үчүн һәм келәрдиму көзүңдә илтипат тепишим үчүн, маңа йоллириңни ечип бәргәйсән. Мошу хәлиқниң Сениң екәнлигини әстә сақлиғайсән»,— деди. 14  Пәрвәрдигар җавап берип: «Мән баримән һәм саңа арам беримән»,— деди. 15  Муса җававән: «Әгәр Сән бармисаң, бизни бу йәрдин әкәтмигин. 16  Қандақ қилип, мениң Сениң көзүңдә илтипат тапқинимни вә мошу хәлиқму тапқинини билимиз? Сән Өзәң биз билән биллә маңғиниңдин әмәсму? Нәқ мошу нәрсә билән мән вә Сениң хәлқиң йәрдики башқа барлиқ хәлиқләрдин пәриқлиниду»,— деди. 17  Йәһва Мусаға: «Сән ейтқан нәрсиниму Мән қилип беримән, чүнки сән Мениң көзүмдә илтипат таптиң вә Мән сени исмиң билән тонуймән»,— дәп ейтти. 18  Шунда Муса илтимас қилип: «Өтүнүмән, маңа Өз шан-шөһритиңни көрсәткәйсән»,— деди. 19  Рәб җававән: «Мән саңа Өзәмниң пүткүл меһриванлиғимни көрситип, сениң алдиңда Йәһваниң исмини җакалаймән. Мән кимгә илтипатлиқ болушни халисам, шуниңға илтипатлиқ болумән вә кимгә рәһимдиллиқ болғум кәлсә, шуниңға рәһимдиллиқ болумән»,— деди. 20  Андин У қошумчә: «Сән Мениң үзүмни көрәлмәйсән, чүнки һечбир адәм Мени көрүп, тирик қалмайду»,— деди. 21  Йәһва йәнә: «Мошу йәрдә бир орнум бар. Қорам ташта турғин. 22  Мениң шан-шөһритим йениңдин өткәндә, Мән сени қорам ташниң йочуғиға қоюп, өтүп кәткичә қолум билән йепип туримән. 23  Униңдин кейин Мән қолумни еливетимән һәм сән Мени арқамдин көрисән. Амма Мениң үзүмни сән көрәлмәйсән»,— деди.

Изаһәтләр