Чиқиш 34:1—35

34  Андин Йәһва Мусаға: «Өзәңгә авалқиларға охшайдиған икки ташни йонуғин вә Мән авалқи сән чеқивәткән япилақ ташларда болған сөзләрни йезип беримән.  Әтигәнликкә тәйяр болуп, Синай теғиға чиққин вә Мениң йенимда тағниң чоққисида турғин.  Лекин һечким сениң билән чиқмисун вә һечким бу тағда көрүнмисун. Һәтта ушшақ вә қара мал бу тағниң алдида отлимисун»,— деди.  Муса авалқиларға охшаш икки япилақ ташни йонуп, әтигән қопуп Синай теғиға, Йәһва униңға буйриғандәк, чиқти. Қолида униң икки япилақ таш болди.  Йәһва булутта чүшүп, униң йенида турғач Йәһваниң исмини җакалиди.  Андин Йәһва униң алдидин өтүп: «Йәһва, Йәһва — рәһимлик һәм һиммәтлик Худа, ғәзәплинишкә алдиримайдиған һәм сөйгү меһриванлиққа вә һәқиқәткә толған,  сөйгү меһриванлиғини миңларға сақлайдиған, қанунсизлиқни, қилмишни вә гунани кәчүрүдиған, лекин һәргиз җазадин қутулдурмайдиған. Атиларниң гунайи үчүн У балилири билән нәврилирини үчинчи һәм төртинчи әвлатқичә җазалайду»,— дәп җакалиди.  Муса дәрһал тизлинип, йәргичә тазим қилди.  Кейин у: «Йәһва, әгәр мән көзүңдә илтипат тапқан болсам, өтүнүмән, Йәһва, биз билән биргә барғайсән, чүнки бу тәрса хәлиқ. Бизниң қилмишимиз билән гунайимизни кәчүргәйсән һәм бизни Өз егидарчилиғиңға алғайсән»,— деди. 10  Рәб җававән: «Мән силәр билән келишим түзимән: барлиқ хәлқиң алдида Мән һечқачан һечбир йәрдә вә һечбир хәлиқниң арисида қилинмиған карамәт ишларни көрситимән, сән арисида болуватқан пүтүн хәлиқ Йәһваниң ишлирини көриду, сәвәви Мән сениң арқилиқ қилидиған ишлар қорқунучқа салиду. 11  Сән хәлиқ, Мән саңа бүгүн әмир қиливатқанлиримни орунлиғин. Мән сениңдин аморийларни, қананийларни, хетийларни, пәризийләрни, һивийларни һәм йәвусийларни қоғлаймән. 12  Амма қара, сениң үчүн бу қапқан болуп қалмаслиққа сән кетиватқан йәрниң турғунлири билән келишим түзмә. 13  Уларниң қурбангаһлирини бузувәт, муқәддәс түврүклирини чеқивәт вә бут-илаһлирини сундурувәт. 14  Сән башқа илаһқа сәҗдә қилма, чүнки Йәһва, Униң исми — мутләқ вапалиқни Тәләп Қилғучидур, У шундақ Худадур. 15  Шу жутниң хәлқи билән һечбир келишим түзмә, чүнки улар өз худалири билән паһишилиқ мунасивәткә кирип, уларға қурванлиқларни әкелиду вә улар сени чақирса, уларниң қурванлиғини йәйсән. 16  Шу һаләттә сән уларниң қизлирини оғуллириңға елип беришкә мәҗбур болисән вә уларниң қизлири өз илаһлири билән паһишилик муамилигә кириду һәм бу мунасивәткә сениң оғуллириңниму тартиду. 17  Өзәңгә қуйма бутларни ясимиғин. 18  Петир нанлар мәйримини өткүзгин. Мән саңа буйриғандәк, йәттә күн петир нанларни йегин. Буни авив ейиниң бәлгүләнгән вақтида қилғин, чүнки дәл мошу авив ейида сән Мисирдин чиқтиң. 19  Барлиқ тунҗилар Маңа мәнсүп, бар мелиңниң топақлардин һәм қойлардин тунҗа әркәклири Мениңки. 20  Ешәкләрниң тунҗисиниң орниға қойни берип, сетивалғин. Әгәр сетивалмисаң, униң бойнини сундурувәткин. Оғуллириңниң арисидин һәрбир тунҗини сетивелишиң керәк. Шундақла һечким Мениң алдимға қуруқ қол кәлмисун. 21  Алтә күн ишлигин, йәттинчи күни болса шәнбини сақлиғин. Униңға һәтта йәр һайдаш һәм ома вақтидиму әмәл қилғин. 22  Буғдай омисиниң дәсләпки мевилири билән һәптиләр мәрикисини вә жилниң ахирида һосул жиғиш байримини мәйрәмлигин. 23  Жилиға үч қетим силәрниң барлиқ әр кишилириңлар һәқиқий Пәрвәрдигарниң, Исраилниң Худаси Йәһваниң алдиға кәлсун. 24  Мән сениңдин хәлиқләрни қоғлап, егиликлириңни кәңәйтимән вә Рәббиң Йәһваниң йүзини көрүшкә жилиға үч қетим барғиниңда, һечким йериңға көз қирини салмайду. 25  Маңа елип келидиған қурванлиғиңниң қенини ечиған бир нәрсә билән елип кәлмигин. Шундақла Қутқузулуш мәйримини мәйрәмлигәндә әкелинидиған қурванлиқ әтисигичә қалмисун. 26  Зиминиңниң дәсләпки һосулиниң әң яхшилирини Рәббиң Йәһваниң өйигә елип кәл. Оғлақни анисиниң сүтидә пишәрмигин. 27  Йәһва Мусаға: «Мону сөзләрни өзәң үчүн йезивалғин, чүнки нәқ мошу сөзләргә мувапиқ Мән сениң билән һәм Исраил билән келишим түзүватимән»,— деди. 28  Муса Йәһва билән 40 кечә-күндүз болди, у йә нан йемиди, йә су ичмиди. Худа япилақ ташларда келишим сөзлирини, йәни Он қанунни язди. 29  Муса Синай теғидин чүшкәндә, униң қолида Шаһадәтнаминиң икки япилақ теши болди. Муса шуни билмәттики, Худа билән сөзләшкәндин кейин униң үзидин нур яғатти. 30  Һарун билән Исраил оғуллириниң һәммиси Мусани көргәндә, улар униң үзидин йеғиватқан нурни көрди вә униңға йеқинлишиштин қорқти. 31  Муса уларни чақирди. Шу чағда Һарун билән җамаәтниң һәммә башчилири униңға йеқин кәлди вә Муса уларға сөз қилди. 32  Андин кейин униңға Исраил оғуллириниң һәммиси кәлди вә Муса Йәһвадин Синай теғида алған барлиқ пәрманлирини ейтти. 33  Муса уларға сөзләп болғанда, у үзигә ниқап тартивалди. 34  Лекин Муса Йәһваға сөзлишиш үчүн киргәндә, у ниқапни еливетәтти вә чиққичә ниқапни тартматти. У чиқип, Исраил оғуллириға пәрман болған барлиқ сөзләрни йәткүзәтти. 35  Исраил оғуллири Мусаниң үзини көрәтти, шуни көрәттики, униң үзидин нур яғатти вә Муса яңливаштин үзигә ниқап тартип жүрәтти вә уни Худаниң йениға сөһбәткә киргичә йәшмәтти.

Изаһәтләр