Чиқиш 35:1—35

35  Муса Исраил оғуллириниң һәммә җамаитини чақирип, уларға: «Мана, Йәһва орунлашқа әмир қилған сөзләр:  алтә күн ишләшкә болиду, йәттинчи күн болса, силәр үчүн муқәддәстур — бу Йәһваға беғишланған толуқ дәм елиш шәнбилиги. Бу күни ишлигән һәрқандақ киши өлүмгә тартилиду.  Шәнбә күни маканлириңларниң һечбирсидә от йеқилмисун»,— деди.  Муса Исраил оғуллириниң җамаитигә: «Мана, Йәһва әмир қилған сөз:  “Йәһваға қурванлиқларни әкелиңлар. Қәлби тартқан һәрқайси Йәһваға алтун, күмүч һәм мисни,  көк жипни, сөсүн жуңни, ярқин-қизил жипни, есил зиғирни һәм өшкә жуңини,  қизил боялған қошқар терисини, көк боялған тюлень терисини һәм акация яғичини,  йорутуш йеғини, майлаш мейи үчүн вә хушпурақлиқ исриқ үчүн бальзам йеғини,  оникс ташларни вә ефод һәм көкрәклик үчүн киргүзилидиған ташларни ианә қилсун. 10  Араңлардики данишмән жүрәкликләрниң һәммиси Йәһва әмир қилғанни ясашқа кәлсун: 11  Муқәддәс чедирни, униң йопуғини һәм йепинчисини, илмәклири билән рамилирини, чәңзилирини, түврүклирини вә тегиләрни тапанлири билән, 12  сандуқни вә униң хадилирини, қапқини вә бөлүдиған пәрдини, 13  үстәлни, вә униң хадилирини, униң барлиқ затлинини, тәғдим нанлирини, 14  йорутидиған шамданни, униң затлирини, чирақларни, йорутуш үчүн майларни, 15  хушпурақлиқ исриқни көйдүридиған қурбангаһни, униң хадилирини, майлаш мейини вә хушпурақлиқ исриқни, муқәддәс чедирниң ишигидики пәрдини, 16  көйдүрмиләр үчүн қурбангаһни, униң мис торини, униң хадилирини вә һәммә затлирини, дасни, униң астиға қойғучни 17  һойлиниң зәдиваллирини, униң түврүклирини вә тапанлири билән тегилирини, һойлиниң киришидики пәрдини, 18  Муқәддәс чедирниң қозуқлирини, һойлиниң қозуқлирини вә уларниң ағамчилирини, 19  Муқәддәс җайда хизмәт үчүн лазим чевәр тикилгән муқәддәс кийимни баш роһаний Һарун үчүн, униң оғуллири роһанийлар болуп хизмәт қилиши үчүн, тәйярлап бериңлар”»,— деди. 20  Шу вақитта Исраил оғуллириниң һәммә җамаити Мусаниң қешидин чиқти. 21  Қәлбини дәвәт қилған вә роһи үндигән һәммиси келип, жиғин чедирини вә униңда хизмәт қилишқа лазимлиқ болған һәммә нәрсини вә муқәддәс кийимләрни тәйярлаш үчүн, Йәһваға ианә қилди. 22  Кәлгәнләрниң арисида һәм әрләр һәм аяллар — жүриги тартқан барлиғи болди. Улар алтундин һәрхил буюмларни елип кәлди: брошкиларни, һалқиларни, үзүкләрни вә аяллар тақайдиған зәргәр буюмларни. Уларниң һәрбирси Йәһваға алтунни пулаңлитиш һәдийәсидәк әкәлди. 23  Барлиғи, кимдә көк жип, сөсүн жуң, ярқин-қизил жуң жип, есил зиғир, өшкә жуңи, қизил рәңлик қошқар териси, тюлень териси барлар, уларниң һәммисини елип кәлди. 24  Күмүч билән мисни һәдийә қилған барлиғи уларни Йәһваға ианидәк әкәлди вә акация яғичини әкәлгәнләр уни хизмәттә ишлитиш үчүн әкәлди. 25  Данишмән жүрәклик аялларниң һәммиси өз қоллири билән жип егирип әкәлди: көк жипни һәм сөсүн жүңни, ярқин-қизил жуң жипини һәм әң сүпәтлик зиғирни. 26  Жүриги үндигән барлиқ дана аяллар өшкә жуңини егиришти. 27  Башчилар болса ефод вә көкрәклик үчүн оникс ташлирини, вә орнитилидиған ташларни, 28  йорутуш үчүн майни, майлаш мейини һәм хушпурақлиқ исриқ үчүн бальзам йеғини әкәлди. 29  Йәһва Муса арқилиқ әмир қилған ишниң барлиғини орунлаш үчүн қәлби үндигән барлиқ әрләр һәм аяллар буниң һәммисини әкәлди. Исраил оғуллири Йәһваға халисанә ианә әкәлди. 30  Андин кейин Муса Исраил оғуллириға: «Қараңлара, Йәһва Йәһуда қәбилисидин Һурниң нәвриси, Урияниң оғли Весилиилни исми бойичә атиди. 31  Униңда даналиқ, чүшәнчә, билимләр һәм һәрқандақ ишта маһирлиқ болуши үчүн, Худа уни Өз роһи билән толтурди. 32  Йәни уни нийәтләрни әмәлгә ашуруши, алтун, күмүч һәм мис билән ишларни қилиши, 33  шундақла ташларни көзлүкләргә орнитиши вә яғачтин хилму-хил чевәр буюмларни ясашқа униң үстидин ишлиши үчүндур. 34  Шундақла У Весилиилниң жүригигә һәм Дан қәбилисидин Ахисамахниң оғли Аголиавниң жүригигә үгитиш қабилийитини салди. 35  Худа улар маһир устиниң һәрқандақ ишини қилиши үчүн: кәштичиниң, көк жиптин, сөсүн жуңдин, ярқин-қизил жуң жиптин вә есил зиғирдин өрнәкләрни тоқуйдиған тоқумичиниң, тоқуш әсвавида ишләйдиған тоқумичиниң, ишини қилишқа диллирини даналиққа толтурди. Улар һәрқандақ ишни қилалатти вә нийәтләрни әмәлгә ашуратти.

Изаһәтләр