Чиқиш 36:1—38
36 Шуниң билән, Весилиил вә шундақла Аголиав вә жүриги дана барлиқ кишиләр ишләйду, чүнки Йәһва уларға даналиқ билән чүшәнчини бәрди. Һәм улар ишни, нәқ Йәһва буйриғандәк, қилиши үчүн, улар муқәддәс хизмәт билән бағлиқ һәммә ишни қилишни билиши керәк»,— деди.
2 Муса Весилиил билән Аголиавни һәм шундақла жүриги дана барлиқ кишиләрни чақирди, уларниң қәлбигә, ишқа киришип, уни орунлашқа дәвәт қилип, Йәһва даналиқ салған еди.
3 Шу чағда улар Исраил оғуллириниң муқәддәс хизмәт билән бағлиқ ишни орунлашқа әкәлгән һәммә ианиларни алди, исраиллиқлар болса Мусаға һәр әтигәнлиги халисанә һәдийәлирини әкелишкә давам қилди.
4 Шуниң билән, муқәддәс ишни қиливатқан барлиқ данишмәнләр өз ишини ташлап, кәйни-кәйнидин келишип,
5 Мусаға: «Хәлиқ Йәһва буйруған ишқа һаҗәтлик өлчәмдин хелила артуқ әкеливатиду»,— дейишти.
6 У вақитта Муса пүткүл қараргаһта елан қилғузуп: «Әрләр вә аяллар, муқәддәс ианиләр үчүн башқа һечнәрсә тәйярлимаңлар»,— деди. Һәм хәлиқ ианиләрни әкелишни тохтатти.
7 Жиғилған нәрсиләр барлиқ ишниң орунлиниши үчүн йетәрлик еди, һәтта йетәрликтин хелила артуғирақ.
8 Ишларни қиливатқанларниң арисидики дана жүрәкликләрниң барлиғи муқәддәс чедирни ясашни башлиди: әң яхши ешилгән зиғир жипидин, көк жиптин, сөсүн жуңдин вә ярқин-қизил жуң жипидин 10 зәдивални. Весилиил уларда хурабинларни ясиди. Бу кәштичиниң ишидур.
9 Һәрбир зәдивалниң узунлуғи 28 җәйнәк, кәңлиги болса төрт җәйнәк. Барлиқ зәдиваллар бир өлчәмдә еди.
10 Андин у бәш зәдивални бир-бирси билән улап, йәнә бәшини бир-бирсигә чатти.
11 Кейин у көк жиптин уланған җайниң бир тәрипидики ахирқи зәдивалниң чәтлиригә кирмәкләрни қилди. Шунила уланған җайниң башқа тәрипидики ахирқи зәдивалниң қириға қилди.
12 У бир зәдивалда әллик кирмәкни ясиди вә уланған җайниң башқа тәрипидики зәдивалниң четидә 50 кирмәкни бәкитти, кирмәк кирмәккә уддул.
13 Андин у 50 алтун илмәкни ясап, улар билән зәдивалларни бир-биригә улаштурди, шундақ қилип, улар биртуташ муқәддәс чедир болди.
14 Муқәддәс чедирниң йопуғи үчүн у өшкә жуңидин зәдивалларни ясиди. У 11 зәдивални қилди.
15 Һәрбир зәдивалниң узунлуғи 30 җәйнәк еди, кәңлиги болса төрт җәйнәк. Барлиқ 11 зәдивал бир өлчәмдә еди.
16 Андин у бәш зәдивални айрим вә алтә зәдивални айрим чатти.
17 У қошулудиған җайдики ахирқи зәдивалниң четидә 50 илмәкни вә униң билән қошулудиған башқа зәдивалниң четидә 50 илмәкни ясиди.
18 Кейин у йопуқ биртуташ болуши үчүн, зәдивалларни улашқа 50 мис илмәкни ясиди.
19 У йопуқниң үстигә қизил рәңлик қошқар терисидин болған йепинчини ясиди һәм униң үстидин тюлень терисидин йепинчини қилди.
20 Андин кейин у муқәддәс чедир үчүн акация яғичидин тик турған рамиларни ясиди.
21 Һәрбир раминиң узунлуғи 10 җәйнәк, кәңлиги бир йерим җәйнәк еди.
22 Һәрбир раминиң иккидин бир-биригә яндашлиқ училири болди. Шундақ қилип, у муқәддәс чедирниң барлиқ рамилирини ясиди.
23 У муқәддәс чедирниң җәнупқа, Нәгәвкә қаритилған тәрипигә 20 рамини ясиди.
24 20 рама үчүн у 40 тапанлири бар күмүч тегини ясиди: икки учи бар раминиң астиға тапанлири бар икки тегини вә кейинки һәрбир икки учи бар раминиң астиға иккидин тапанлири бар тегини.
25 Шуниңдәкла муқәддәс чедирниң башқа тәрипидә, шималда, 20 рамини ясиди
26 һәм тапанлири бар 40 күмүч тегини: бир раминиң астиға тапанлар билән икки тегини вә башқа һәрбир раминиң астиға тапанлири билән икки тегидин.
27 Муқәддәс чедирниң кәйни тәрипидә, ғәриптә, у алтә рамини ясиди.
28 Икки рамини у муқәддәс чедирниң кәйни тәрипидики булуңлуқ тирәкләрдәк ясиди.
29 Улар төвәндә башлинип бир-бири билән жуқурида биринчи һалқида қошулидиған икки охшаш қисимлардин ибарәт еди. У уларниң иккилисини булуңлуқ тирәкләрдәк ясиди.
30 Барлиғи болуп сәккиз рама вә тапанлар билән 16 күмүч тегиләр ясалди: һәрбир раминиң түвигә тапанлири билән иккидин тегиләр.
31 Буниңдин башқа акация яғичидин Весилиил чәңзиләрни ясиди: муқәддәс чедирниң бир тәрипидики рамилар үчүн бәш чәңзини,
32 муқәддәс чедирниң башқа тәрипидики рамилар үчүн бәш чәңзә вә кәйнидики, ғәрип тәрәптики, рамилар үчүн бәш чәңзә.
33 Оттуридики чәңзини у шундақ қилдики, у бир учидин йәнә бир учиғичә рамиларниң оттурисидин өтәтти.
34 У рамиларни алтун билән қаплиди вә уларға чәңзиләрни өткүзүш үчүн алтун һалқиларни ясап, чәңзиләрни алтун билән қаплиди.
35 У көк жиптин, сөсүн жуңдин, ярқин-қизил жуң жиптин вә әң есил ешилгән зиғир жиптин пәрдини қилди. У униңда хурабинларни ясиди. Бу кәштичиниң ишидур.
36 Андин кейин у униң үчүн акациядин төрт түврүкни орнатти, уларни алтун билән қаплиди, (миқларму улар үчүн алтундин еди) вә улар үчүн тапанлири бар төрт күмүч тегини қуюп ясиди.
37 Чедирниң ишиги үчүн у көк жиптин, сөсүн жуңдин, ярқин-қизил жуң жиптин вә есил ешилгән зиғир жиптин пәрдини (бу тоқумичиниң иши)
38 вә миқлири билән бәш түврүкни ясиди. Түврүкләрниң үстилирини вә улар үчүн бириктүргүчиләрни у алтун билән қаплиди, тапанлири бар бәш тегини мистин ясиди.