Чиқиш 38:1—31

38  Весилиил көйдүрмиләр үчүн қурбангаһни акация дәриғиниң яғичидин ясиди. Қурбангаһ төрт булуңлуқ еди: узунлуғи бәш җәйнәк вә кәңлиги бәш җәйнәк, егизлиги болса үч җәйнәк.  Униң төрт бүҗигигә мүңгүзләрни қилди. Мүңгүзләр униңдин чиқип туратти. Андин у қурбангаһни мис билән қаплиди.  Униңдин кейин у қурбангаһниң барлиқ затлирини тәйярлиди: күлданларни, гүҗәкләрни, қачиларни, ариларни, шундақла от үчүн қачиларни.  У қурбангаһ үчүн торни — мис торни — униң пәвәзи астида, қурбангаһниң оттуриға ясиди.  Кейин у төрт һалқини қуюп ясап, уларға хадиларни киргүзүш үчүн, уларни мис ториниң қешидики төрт булуңға орнатти.  Андин кейин акация яғичидин у хадиларни ясап, уларни мис билән қаплиди.  Қурбангаһни хадиларда көтүрүш үчүн, уларни униң тәрәплиридики һалқиларға киргүзди. Қурбангаһни тахтайлардин ясап, уни кавак қилди.  Андин у мис дасни һәм униң астиға қойғучни жиғин чедириниң киришидә хизмәт қиливатқан аяллар қоллинидиған әйнәкләрдин ясиди.  У һойлини ясиди. Җәнупкә, Нәгәвкә қаритилған тәрәп үчүн зәдиваллар әң яхши ешилгән зиғир жиптин ясалди. Уларниң узунлуғи 100 җәйнәк еди. 10  Улар үчүн 20 мис түврүк вә уларға тапанлири билән 20 мис тегә қилинди. Түврүкләр үчүн миқлар һәм бәкитмиләр күмүчтин болған еди. 11  Шундақла шимал тәрәп үчүн 100 җәйнәк узунлуғида зәдиваллар қилинди. Улар үчүн 20 мис түврүк вә уларға тапанлири бар 20 мис тегә ясалди. Миқлар вә бәкитмиләр улар үчүн күмүчтин болди. 12  Ғәрип тәрәп үчүн зәдивалларниң узунлуғи 50 җәйнәк еди. Улар үчүн 10 түврүк вә уларға тапанлири билән 10 тегә қилинди. Түврүкләрниң миқлири вә бәкитмилири күмүчтин еди. 13  Шәриқ тәрипиниң, күн чиқишқа қаритилған зәдивалниң узунлуғи 50 җәйнәк еди. 14  15 җәйнәклик узунлуғи болған зәдиваллар һойлиниң бир қанитини һасил қилатти. Улар үчүн үч түврүк ясалди вә уларға тапанлири бар үч тегә қоюлди. 15  Һойла киришиниң башқа тәрипидики йәни бир қанитини шундақла 15 җәйнәк узунлуқтики зәдиваллар һасил қилатти. Мошундақ иккила тәрәптин еди. Улар үчүн үч түврүк вә уларға тапанлири бар үч тегә қилинди. 16  Һойлиниң барлиқ зәдиваллири әң есил ешилгән зиғир жиптин болди. 17  Түврүкләр үчүн тапанлири бар тегиләр мистин еди. Түврүкләр үчүн миқлар һәм бәкитмиләр күмүчтин болуп, түврүкләр үстилири күмүч билән қапланған еди, һойлиниң барлиқ түврүклириниң қошулмилири күмүчтин еди. 18  Һойлиниң кириш пәрдисини тоқумичи көк жиптин, сөсүн жуңдин, ярқин-қизил жуң жиптин, әң яхши ешилгән зиғир жиптин тоқуди. Униң узунлуғи 20 җәйнәк, егизлиги барлиқ кәңлигидә бәш җәйнәк болди. У һойла үчүн болған зәдивалларниң егизлигидәк еди. 19  Кириш пәрдиси үчүн төрт мис түврүк вә уларға тапанлири бар төрт мис тегә ясалди. Түврүкләр үчүн миқлар күмүч болуп, түврүкләрниң үстилири күмүч билән қаплинип, бәкитмиләр улар үчүн күмүчтин еди. 20  Муқәддәс чедирниң вә һойлиниң қозуқлири мистин еди. 21  Мусаниң буйруғи бойичә тәшкилләнгән муқәддәс чедир, йәни шаһадәт чедири үчүн пайдилинилған нәрсиләрниң тизими мана, бу баш роһаний Һарунниң оғли Итамарниң рәһбәрлиги астидики лавийларниң вәзиписидур. 22  Йәһуда қәбилидин Һурниң нәвриси, Урияниң оғли Весилиил Йәһва Мусаға әмир қилған барлиқ нәрсини қилди. 23  Униң билән Дан қәбилисидин болған Ахисамахниң оғли Аголиав болди. У маһир уста, кәштә басқучи һәм көк жип, сөсүн жуң, ярқин-қизил жуң жип һәм есил зиғир билән чевәр ишлигән тоқумичидур. 24  Муқәддәс җайда пүтүн ишни қилиш үчүн, пулаңлитиш һәдийәси ретидә кәлтүрүлгән алтун қолланди. У 29 талант салмақта еди, муқәддәс җайниң шекәли өлчәмидә 730 шекәл. 25  Җамаәттики тизимлаштин өткәнләрдин елинған күмүч 100 талантни вә муқәддәс җайниң шекәллиридә 1775 шекәлни тәркип қилди. 26  Һәрбир кишидин йерим шекәлдин елинди: тизимлашқа ятидиған һәрқайсидин муқәддәс җайниң шекәллиридә йерим шекәл. Уни жигирмә яштин башлап елиш керәк — ундақлар сани 603 550 адәм болди. 27  100 талант күмүч муқәддәс җай үчүн тапанлири бар тегиләрни вә пәрдә үчүн тапанлири бар тегиләрни қуюп ясашқа кәтти. Тапанлири бар 100 тегигә 100 талант кәтти: тапанлири бар бир тегигә бир талант күмүч. 28  Түврүкләргә миқларни ясашқа һәм шундақла түврүкләрни үстидин қаплашқа вә уларни улашқа 1775 шекәлни у ишләтти. 29  Пулаңлитиш һәдийәсидә мисниң салмиғи 70 талант вә 2400 шекәл болди. 30  Униңдин Весилиил жиғин чедириниң киришигә тапанлири бар тегиләрни, мис қурбангаһни, униңға мис торни, шундақла қурбангаһниң барлиқ затлирини, 31  һойла үчүн тапанлири бар тегиләрни, һойлиниң кириши үчүн тапанлири бар тегиләрни, муқәддәс чедир һәм һойла үчүн барлиқ қозуқларни ясиди.

Изаһәтләр