Чиқиш 39:1—43

39  Улар көк жиптин, сөсүн жуңдин, ярқин-қизил жуң жиптин муқәддәс җайда хизмәт қилиш үчүн, чевәр қилинған кийимни ясиди. Йәһва Мусаға буйруғандәк, улар муқәддәс кийимни Һарун үчүн қилди.  Алтундин, көк жиптин, сөсүн жуңдин, ярқин-қизил жуң жиптин вә есил ешилгән зиғир жипидин ефод қилинди.  Андин улар алтун тахтийчиларни непиз япрақларға бөлүп, уларни көк жипниң, сөсүн жуңниң, ярқин-қизил жуң жипниң һәм есил зиғирниң арисиға өрүш үчүн, уларни жипларға кәсти. Бу кәштичиниң ишидур.  Улар ефод үчүн мүрә қисимлирини ясап, уларни униңға қадиди. У икки ахири билән қошулған еди.  Баш роһанийниң бәлбеғи, Йәһва Мусаға әмир қилғандәк, шундақла шу маддилардин ясалған еди: алтундин, көк жиптин, сөсүн жуңдин, ярқин-қизил жуң жипидин вә есил ешилгән зиғир жипидин.  Улар мөһүрдә йезиқни ойғандәк, Исраил оғуллириниң исимлири йезилған оникс ташларни алтун көзлүкләргә орнатти.  Йәһва Мусаға буйруғандәк, у уларни Исраил оғуллири үчүн хатирә ташлардәк, ефодниң мүрә қисимлириға бәкитти.  Кейин у көкрәкликни ясиди. Бу кәштичиниң иши. У уни ефодни ясиғандәк қилди: алтундин, көк жиптин, сөсүн жуңдин, ярқин-қизил жуң жиптин вә әң яхши ешилгән зиғир жиптин.  Икки қатлинип, у төрт булуңлуқ еди. Улар көкрәкликни шундақ қилдики, у икки қатлинип, узунлуғи бир ғерич вә кәңлиги бир ғерич болди. 10  Улар униңда төрт қатар ташларни орнатти. Биринчи қатарда: гөһәр, топаз вә зумрәт. 11  Иккинчи қатарда: пирузә, көк яқут, йешил қашташ. 12  Үчинчи қатарда: лешем, һеқиқ таш вә аметист. 13  Төртинчи қатарда: хризолит, оникс вә жадеит. Ташлар алтун көзлүкләргә орнитилған еди. 14  Ташлар Исраил оғуллириниң намлириға мувапиқ еди. Улар 12 тал еди, уларниң намлири саниға мувапиқ болуп, һәрбирсидә 12 қәбилиниң бир нами, мөһүрдә йезиқни ойғандәк, оюлуп йезилған еди. 15  Улар көкрәкликтә, ағамчиларни өргәндәк тоқуп, сап алтундин өрүлгән зәнҗирләрни ясиди. 16  Андин улар икки алтун көзлүкни вә икки алтун һалқини ясап, көкрәкликниң икки бүҗигигә икки һалқини тақиди, 17  көкрәкликниң бүҗәклиридики икки һалқа арқилиқ икки алтун ағамчини өткүзди. 18  Улар икки ағамчиниң училирини икки көзлүктин өткүзүп, уларни ефодниң алдидики мүрә қисимлириға қадиди. 19  Улар икки алтун һалқини ясап, уларни көкрәкликниң икки бүҗигиниң төвән четидики ефодқа қаритилған ички тәрәпкә бәкитти. 20  Андин улар икки алтун һалқини ясап, уларни ефодниң икки мүрә қисимлириниң төвинигә бәкитти, йәни ефодниң бәлбеғи үстидин, қошулуш җайи қешиға тәрипидин. 21  Ахирида улар, Йәһва Мусаға буйриғинидәк, көкрәклик ефодниң бәлбеғи үстидә болуши һәм қозғалмиши үчүн, көкрәкликни униң һалқилири арқилиқ ефодниң һалқилириға көк боққуч билән бағлиди. 22  Андин у ефодқа йәңсиз тонни қилди, һәммисини көк жиптин. Бу тоқуш әсвавида ишләйдиған тоқумичиниң иши. 23  Тонниң баш үчүн савутниң оймисидәк оймиси бар еди. Тон житилмаслиғи үчүн, униң оймисиниң чөрисигә пәвәз тутулди. 24  Тонниң етигиниң пешигә улар биргә өрүлгән көк жиптин, сөсүн жуңдин һәм ярқин-қизил жуң жиптин анарларни ясиди. 25  Андин улар сап алтундин қоңғурақларни ясап, уларни тон етигиниң пешигә анарларниң арисиға есип қойди: 26  қоңғурақ андин анар, қоңғурақ андин анар — Йәһва Мусаға буйруғинидәк — хизмәт үчүн, тон етигиниң пүтүн пеши бойичә. 27  Улар Һарун билән униң оғуллири үчүн есил зиғирдин (бу тоқуш әсвавида ишләйдиған тоқумичиниң иши) узун көйнәкләрни қилип бәрди, 28  шундақла есил зиғирдин сәллини вә есил зиғирдин көркәмлик баш кийимлирини, әң яхши ешилгән зиғир жиптин тамбалларни 29  вә бәлбағни әң есил ешилгән зиғир жиптин, көк жиптин, сөсүн жуңдин вә ярқин-қизил жуң жиптин (бу тоқумичиниң иши), Йәһва Мусаға буйруғинидәк қилип бәрди. 30  Ахирида улар таза алтундин пақирақ тоғрибулуңлуқ япилақни, беғишлинишниң муқәддәс бәлгүсини, ясап, униңда мөһүрдә йезиқ ойғандәк оюп: «Йәһваға муқәддәслик мәнсүп»,— дегән сөзләрни язди. 31  Улар Йәһва Мусаға буйруғинидәк, униң сәллиниң алдиға қадаш үчүн, көк жиптин боққуч бағлиди. 32  Шундақ қилип муқәддәс чедирниң, йәни жиғин чедириниң, һәммә иши йәкүнләнди. Исраил оғуллири Йәһва Мусаға буйруғандәк һәммини дәл шундақ қилди. Улар нәқ шундақ қилди. 33  Униңдин кейин муқәддәс чедирни йопуғи билән униң барлиқ затлирини Мусаға елип кәлди: илмәкләрни, рамиларни, чәңзиләрни, түврүкләрни, тапанлири бар тегиләрни, 34  қизил рәңлик қошқар терисидин йепинчини, тюлень терисидин йепинчини, бөлүдиған пәрдини, 35  гува сандуғини, униң хадилирини һәм қапқисини, 36  үстәлни, униң һәммә затлирини вә тәғдим нанлирини, 37  сап алтундин шамданни, униң чирақлирини, чирақлар топлимини, униң барлиқ затлирини вә йорутуш үчүн йеғини, 38  алтун қурбангаһни, майлаш мейини, хушпурақлиқ исриқни вә чедир киришиниң пәрдисини, 39  Мис қурбангаһни, униң мис торини, униң хадилирини, униң барлиқ затлирини, дасни, униң астиға қойғучни, 40  һойлиниң зәдиваллирини, униң түврүклирини, тапанлири бар тегиләрни, һойла киришиниң пәрдисини, ағамчиларни, қозуқларни, вә муқәддәс чедирдики, йәни жиғин чедиридики, хизмәт үчүн барлиқ затларни, 41  Муқәддәс җайда хизмәт қилиш үчүн чевәрлик билән тикилгән кийимләрни, баш роһаний Һарун үчүн муқәддәс кийимни вә униң оғуллири роһанийлар болуп хизмәт қилиши үчүн кийимләрни. 42  Мошу һәммә ишни Исраил оғуллири, Йәһва Мусаға буйруғинидәк, дәл шундақ қилди. 43  Муса барлиқ ишни қарап чиқип, уларниң Йәһва әмир қилғинидәк атқурғанлиғини көрди. Улар дәл шундақ қилған еди. Һәм Мусаму уларни бәрикәтлиди.

Изаһәтләр