Чиқиш 4:1—31

4  Лекин Муса мундақ җавап бәрди: «Әгәр улар маңа ишәнмәй, сөзүмгә қулақ салмисичу? Әгәр улар: “Саңа Йәһва көрүнмиди”, десичу?».  Шунда Йәһва униңдин: «Қолуңдики немә у?»— дәп сориди. У җававән: «Һаса таяқ»,— деди.  Худа: «Уни йәргә ташлиғин»,— деди. Муса һасини йәргә ташливеди, у бир иланға айланди вә Муса униңдин қачти.  Йәһва униңға: «Қолуңни узартип, униң қуйруғини тутқин»,— деди. Муса қолини созуп, уни тутиведи, у униң қолида йәнә һаса болуп қалди.  «Бу шуниң үчүндур,— дәп давамлаштурди Худа,— улар Йәһва, ата-бовилириниң Рәбби, Ибраһимниң Худаси, Исһақниң Худаси вә Яқупниң Худаси саңа көрүнгинигә ишиниду».  Андин Йәһва униңға йәнә: «Мәрһәмәт, қолуңни қойнуңға салғин»,— деди. У қолини қойниға селип, андин чиқириведи, қариса, қоли мохо билән зәхмилинип, ақ қардәк болуп кәткән.  Шунда У: «Яңливаштин қолуңни қойнуңға сал»,— деди. Муса дегинини қиливеди, қоли тенидәк болди.  «Әгәр улар саңа ишәнмисә вә дәсләпки карамәтни көрмисә, чоқум ахирқи карамәткә ишиниду.  Әгәр улар һәтта мошу икки карамәткә ишәнмәй сөзүңгә қулақ салмиса, сән Нилдин суни елип, йәргә қуювәткин. Нилдин елинған су йәрдә қанға айлиниду»,— деди Худа. 10  Шунда Муса Йәһваға: «Кәчүргин мени, Йәһва Худа, бирақ мән һечқачан сөзгә бай адәм болмиған едим: түнүгүнму, униңдин авалму йә Сән һазир чакариң билән сөзлишиватқандиму. Мән начар сөзләймән һәм тилим еғир»,— деди. 11  Лекин Йәһва униңға: «Ким адәмгә еғиз бәрди? Ким кекәч, паңқай, көзи очуқ яқи қарғу қилиду? Мән Йәһва әмәсму? 12  Демәк, маң, Мән Өзәм сениң еғизиңда болуп, сени немә ейтишқа үгитимән»,— деди. 13  Лекин у йәнә: «Йәһва, кәчүргин мени, өтүнүмән, мениң орнумға халиған башқа бирсини әвәткинә»,— деди. 14  Шу чағда Йәһваниң Мусаға ғәзиви тутушуп: «Сениң акаң, лавий Һарунчу? Мән билимәнки, у гәп килишни билиду, у сениң алдиңға маңди. Сени көрүп, у көңлидә хошал болиду. 15  Сән униңға дәйсән вә сөзләрни униң еғизиға салисән, Мән сениң еғизиңда һәм униң еғизида болуп, немә қилишни силәргә үгитимән. 16  Һарун сениң орнуңда хәлиқ билән сөзлишиду вә у сениң еғизиң болиду, сән болсаң униңға Худа болисән. 17  Мону һасиниң ярдими билән карамәтләрни ясаш үчүн, қолуңға уни алғин»,— деди. 18  Муса қейинатиси Йопурниң қешиға қайтип, униңға: «Өтүнүмән, маңа Мисирға берип, қериндашлиримниң аманлиғи һәққидә хәвәр тепишқа рухсәт қилиңа»,— деди. Йопур Мусаға җававән: «Теч-аман барғин»,— деди. 19  Шундин кейин Йәһва Мидиянда Мусаға: «Мисирға йенип барғин, чүнки сениң җениңни олиған барлиғи өлүп кәтти»,— деди. 20  Шу вақитта Муса аялини һәм оғуллирини елип, бир ешәккә миндүрүп, Мисир зиминиға йол тутти. Шундақла у қолиға һәқиқий Худаниң һасисини алди. 21  Йәһва Мусаға мундақ сөзләрни ейтти: «Мисирға қайтқанда, қара, Мән қолуңға селип бәргән барлиқ мөҗүзиләрни пирәвнниң алдида қилғин. Мән болсам, униң қәлбини тәрса қилимән вә у хәлқимни қоюп бәрмәйду. 22  Сән пирәвнгә: “Йәһва Худа мундақ дәйду: “Исраил — Мениң оғлум, Мениң тунҗам. 23  Шуңа Мән саңа: Мениң оғлумни Маңа хизмәт қилиши үчүн қоюп бәргин. Әгәр уни қоюп бәрмисәң, Мән сениң оғлуңни, сениң тунҗаңни өлтүримән дегин”». 24  Йолда, қоналғида, Йәһва уни учритип өлтүргили халиди. 25  Лекин Зипора өткүр таш пичақни елип, оғлиниң җинис әзайиниң учини кесип, пәриштиниң айиғиға ташлап: «Чүнки сән қан арқилиқ жигитим болисән»,— дәп ейтти. 26  Шу чағда пәриштә уни қоювәтти. Зипора болса хәтниниң сәвәвидин: «Мениң жигитим»,— деди. 27  Андин Йәһва Һарунға: «Чөлгә берип, Мусани қарши алғин»,— деди. У берип, Мусани һәқиқий Худа теғиниң қешида учритип, уни сөйди. 28  Муса Һарунға уни әвәткән Йәһваниң сөзлирини вә униңға буйриған барлиқ карамәтлири тоғрилиқ ейтип бәрди. 29  Шуниңдин кейин Муса билән Һарун берип, Исраил оғуллириниң һәммә ақсақаллирини жиғди. 30  Шу чағда Һарун Йәһваниң Мусаға ейтқан һәммә сөзлирини баян қилип, хәлиқниң көз алдида мөҗүзиләрни көрсәтти. 31  Шуниң билән адәмләр ишәнди. Улар Йәһваниң Исраил оғуллириға диққәт ағдурғинини вә уларниң дәрдини көргинини аңлап, тизлинип йәргичә тазим қилди.

Изаһәтләр