Чиқиш 40:1—38
40 Андин кейин Йәһва Мусаға:
2 «Дәсләпки айниң биринчи күнидә муқәддәс чедирни, йәни жиғин чедирини, орнатқин.
3 Униңға гува сандуғини әкиргин вә униңға йолни пәрдә билән япқин.
4 Үстәлниму әкирип, униңға һаҗәтлик барлиқ нәрсиләрни қойғин. Шамданни әкирип, уни яндурғин.
5 Исриқни көйдүрүдиған алтун қурбангаһни гува сандуғиниң алдида қоюп, муқәддәс чедирниң киришигә пәрдини асқин.
6 Муқәддәс чедирниң, йәни жиғин чедириниң, алдида көйдүрмиләр үчүн қурбангаһни қойғин,
7 жиғин чедириниң һәм қурбангаһниң арилиғида дасни қоюп, униңға су қуйғин.
8 Һойлиниң әтрапини қоршап, һойлиға кириш пәрдисини асқин.
9 Майлаш мейини елип, муқәддәс чедирни һәм униңдики барлиқ нәрсини майлиғач, уни һәм униң барлиқ затлирини муқәддәслигин вә у муқәддәс болиду.
10 Көйдүрмиләр қурбангаһини майлиғин вә униң барлиқ затлирини, вә қурбангаһ бүйүк муқәддәслик болуши үчүн, уни муқәддәслә.
11 Дасни һәм униң астидики қойғучни майлиғин вә уни муқәддәслигин.
12 Кейин Һарунни оғуллири билән жиғин чедириниң киришигә елип кәлгин вә уларға су билән жуюнушини буйруғин.
13 Һарунға муқәддәс кийимини кийдүрүп, униң бешиға май қуюп муқәддәслә, у Маңа баш роһаний болуп хизмәт қилиду.
14 Андин униң оғуллирини кәлтүрүп, уларға узун тонларни кийдүргин.
15 Уларни атисидәк майлиғин, улар Маңа роһанийлар болуп хизмәт қилиду, уларниң майланғини улар үчүн әсирләр бойи, әвлаттин әвлатқичә роһанийлиқниң дайимий тәстиқлиниши болиду»,— деди.
16 Муса һәммә нәрсини Йәһва буйруғинидәк қилди. Нәқ шундақ у қилди.
17 Иккинчи жилниң биринчи ейида, айниң дәсләпки күнидә муқәддәс чедир орнитилди.
18 Муса муқәддәс чедирни орнитиватқанда, у төвәнгә тапанлиқ тегиләрни қойди, рамиларни тиклиди, чәңзиләрни киргүзди вә түврүкләрни орнатти.
19 Кейин у муқәддәс чедирни йопуқ билән япти вә униң үстигә, Йәһва Мусаға буйруғинидәк, йепинчини япти.
20 Андин кейин у Шаһадәтнамини елип, гува сандуғиға салди, сандуққа хадиларни өткүзүп, уни қапқа билән япти.
21 У сандуқни муқәддәс чедирға елип кирип, бөлүдиған пәрдини асти вә униң билән, Йәһва Мусаға буйруғинидәк, гува сандуғиға йолни торап қойди.
22 Андин жиғин чедирида, муқәддәс чедирниң шималий тәрипидә пәрдиниң алдида у үстәлни қойди
23 һәм униң үстигә Йәһваниң алдиға, У Мусаға буйруғинидәк, қатлап нанларни тизди.
24 Кейин жиғин чедирида, муқәддәс чедирниң җәнубий тәрипидә үстәлгә қарши у шамданни қойди.
25 Йәһваниң алдида, У Мусаға буйруғинидәк, шамданни яндурди.
26 Андин жиғин чедирида пәрдә алдида у алтун қурбангаһни қойди,
27 Йәһва Мусаға буйруғандәк, униңда хушпурақлиқ исриқни көйдүрүш үчүндур.
28 Ахирида у муқәддәс чедирниң киришидә пәрдини асти.
29 Муқәддәс чедирниң, йәни жиғин чедириниң, киришидә, Йәһва Мусаға буйруғандәк, көйдүрмиләрни вә нан һәдийәлирини әкелиш үчүн, у қурбангаһни қойди.
30 Андин жиғин чедириниң һәм қурбангаһниң арилиғида у дасни қоюп, жуюнуш үчүн униңға су толтарди.
31 Муса, Һарун вә униң оғуллири униңдин пут-қолини жуятти.
32 Улар жиғин чедириға кириштин яки қурбангаһқа йеқинлишиштин авал, Йәһва Мусаға буйруғандәк, жуюнатти.
33 Ахирида муқәддәс чедирниң вә қурбангаһниң әтрапиға у һойлини орнатти вә һойлиниң кириш пәрдисини асти.
Мошундақ қилип Муса ишни йәкүнлиди.
34 Шу чағда булут жиғин чедирини йепип, Йәһваниң шан-шөһрити муқәддәс чедирни толтурди.
35 Муса жиғин чедириға кирәлмиди, чүнки чедирниң үстидә булут болуп, Йәһваниң шөһрити муқәддәс чедирни толтурған еди.
36 Муқәддәс чедирниң үстидин булут көтүрүлгәндә, Исраил оғуллири қараргаһни жиғатти. Улар сәпәр қилған барлиқ вақтида шуниңдәк қилатти.
37 Әгәр булут көтүрилмисә, улар у көтүрилмигичә қараргаһни жиғматти.
38 Йәһваниң булути муқәддәс чедирниң үстидә күндүзи болатти вә от түврүги кечиси йорутуп туратти. Исраил өйиниң сәпәрдә болған барлиқ вақтида мошундақ болди.