Чиқиш 6:1—30

6  Йәһва Мусаға: «Әнди сән Мән пирәвн билән немә қилидиғинимни көрисән: Мән уни силәрни қоюп беришигә вә силәрни өз йеридин қоғлишиға мәҗбурлаймән»,— деди.  Худа Муса билән сөзләшни давам қилип, униңға: «Мән Йәһва.  Мән Ибраһимға, Исһаққа вә Яқупқа Һәммигә Қадир Худадәк көрүндүм, лекин Йәһва дегән исмим билән уларға ашкарә болмидим.  Мән улар билән келишим түзүп, өзлири мусапирдәк олтарған жутни, йәни Қанан йерини беримән, дедим.  Мән Исраил оғуллириниң зарлашлирини аңлаватимән, мисирлиқлар уларни қул қиливәтти һәм Мән Өз келишимимни унтумидим.  Шуңлашқа Исраил оғуллириға мундақ дегин: “Мән Йәһва, Мән силәрни Мисирдин елип чиқимән һәм силәрни мисирлиқлар қисимидин азат қилимән. Мән силәрни қуллуқтин әркин қилип, созған қолум билән һәм бүйүк сотлар арқилиқ қутқузимән.  Мән силәрни елип, Өз хәлқим қилимән вә силәрниң Рәббиңлар болумән. Шу чағда силәр Мениң силәрниң Худайиңлар Йәһва екәнлигимни вә Мениң силәрни Мисирдин чиқирип, униң зулумидин азат қилғинимни билисиләр.  Мән қол көтүрүп Ибраһим, Исһақ һәм Яқупқа қәсәм қилип, беримән дегән йәргә силәрни елип келип, силәрни униң егиси қилимән. Мән Йәһвадурмән”»,— деди.  Муса буниң һәммисини Исраил оғуллириға ейтип бәрди, лекин улар уни роһиниң чүшкәнлигидин һәм қаттиқ қуллуқ сәвәвидин тиңшимиди. 10  Шу чағда Йәһва Мусаға: 11  «Берип, Мисирниң падишаси пирәвнгә Исраил оғуллирини өз йеридин қоюп беришини ейтқин»,— деди. 12  Бирақ Муса Йәһваға: «Мени Исраил оғуллири тиңшимайватиду. Пирәвн мени тиңшамду? Чүнки мениң тилим еғир»,— деди. 13  Лекин Йәһва хәлқини Мисир йеридин ачиқиш үчүн, Муса һәм Һарун билән сөзләшни давамлаштуруп, улар арқилиқ Исраил оғуллириға вә Мисир падишаси пирәвнгә пәрманларни йәткүзди. 14  Мана, уларниң әвлатлириниң башчилири. Исраилниң тунҗа оғли Рувимниң оғуллири: Һануқ вә Паллу, Есром вә Харми. Бу Рувимниң аилилири. 15  Шимонниң оғуллири: Йемуил, Ямин, Оһад, Яхин, Зоһар һәм қананий аялиниң оғли Саул еди. Бу Шимонниң аилилири. 16  Мана, Лавийниң оғуллириниң аилилири бойичә исимлири: Гирсон, Каав вә Мерари. Лавий 137 жил өмүр сүрди. 17  Гирсонниң оғуллири: Ливни билән Шимей аилилири бойичә. 18  Каавниң оғуллири: Амрам, Йисхар, Һиброн билән Узиил. Каав 133 жил өмүр сүрди. 19  Мерариниң оғуллири: Махли билән Муши. Булар лавийларниң келип чиқиши бойичә аилилиридур. 20  Амрам өз атисиниң қериндиши Йохаведани хотунлуққа алди. У униңға Һарун билән Мусани туғуп бәрди. Амрам 137 жил өмүр сүрди. 21  Йисхарниң оғуллири: Кораһ, Нәфәг вә Зихрий еди. 22  Узиилниң оғуллири: Мисаил, Әлсафан вә Ситри еди. 23  Һарун хотунлуққа Насонниң қериндишини, Аминадабниң қизи Әлишебани алди. У униңға Надаб билән Абиһудни, Елиазар билән Итамарни туғуп бәрди. 24  Кораһниң оғуллири: Ашер, Әлқана вә Абиасаф. Булар кораһийларниң аилилиридур. 25  Һарунниң оғли Елиазар хотунлуққа Путийәлниң қизлириниң бирсини алди. У униңға Пинеһасни туғуп бәрди. Булар лавийлиқ әвлатларниң аилилири бойичә башчилиридур. 26  Булар Һарун билән Мусаниң әвлатлири, уларға Йәһва: «Исраил оғуллирини Мисирдин уларниң әскәрлири бойичә чиқириңлар»,— дегән еди. 27  Муса һәм Һарун — улар Исраил хәлқини Мисирдин ачиқиш үчүн — Мисирниң падишаси пирәвн билән сөзләшкәнләр. 28  Йәһва Мисир зиминида Муса билән сөзләшкән күндә, 29  Йәһва Мусаға: «Мән Йәһва. Мән саңа ейтидиғинимниң һәммисини Мисирниң падишаси пирәвнгә йәткүзгин»,— дегән еди. 30  Шу чағда Муса Йәһваға: «Мениң тилимниң еғирлиғидин пирәвн маңа қулақ саламду?»— дегән еди.

Изаһәтләр