Чиқиш 7:1—25

7  Лекин Йәһва Мусаға мундақ деди: «Қара, Мән сени пирәвн үчүн Худа қилдим, сениң акаң Һарун болса сениң пәйғәмбәриң болиду.  Сән Мән буйруған һәммә нәрсини ейтисән, акаң Һарун болса буларни пирәвнгә ейтиду вә у Исраил оғуллирини өз йеридин қоюп бериду.  Мән пирәвнниң қәлбини тәрса болушқа йол қоюмән вә Мисир жутида көплигән карамәтләрни һәм мөҗүзиләрни көрситимән.  Пирәвн силәргә қулақ салмайду, шу чағда Мән Мисирға қолумниң күчини көрситип, улуқ сотлар арқилиқ әскәрлиримни, Мениң хәлқимни, Исраил оғуллирини, Мисир зиминидин ачиқимән.  Мән қолумни Мисирға узартқанда, Мениң Йәһва екәнлигимни мисирлиқлар билиду һәм Мән бу йәрдин Исраил оғуллирини чиқиримән».  Муса билән Һарун, Йәһва уларға әмир қилғандәк һәммә нәрсини қилди. Улар дәл шундақ қилди.  Муса билән Һарун пирәвн билән сөзләшкәндә, Муса 80 яшта, Һарун 83 яшта болған еди.  Йәһва Муса билән Һарунға:  «Әгәр пирәвн силәргә: “Бир мөҗүзә көрситиңлар”, десә, сән Һарунға: “Һасаңни елип, уни пирәвнниң алдида ташлиғин”, дәп ейтқин. Шуниң билән һаса йоған бир иланға айлиниду»,— деди. 10  Муса билән Һарун пирәвнгә келип һәммә нәрсини нәқ Йәһва буйриғандәк қилди. Һарун һасисини пирәвн һәм униң хизмәткарлири алдиға ташлиди вә һаса йоған бир илан болди. 11  Амма пирәвн данишмәнлири билән җодигәрлирини чақиртти вә сехирлиқ билән шуғуллинидиған каһинлар сехирлиғи арқилиқ шунила қилип бәрди. 12  Уларниң һәрбири өз һасисини ташлиғинида, бу һасилар йоған иланларға айланди, лекин Һарунниң һасиси уларниң һасилирини жутувәтти. 13  Шундақ болсиму пирәвнниң жүриги қаттиқ болуп, у Йәһва ейтқандәк, уларға қулақ селишни халимиди. 14  Шу чағда Йәһва Мусаға: «Пирәвнниң жүриги қайтмас болуп қатти. У хәлиқни қоюп беришни рәт қилмақта. 15  Әтигәнлиги пирәвнгә барғин. У суниң йениға чиқиду, сән уни қарши елиш үчүн, Нил дәриясиниң қирғиғида турғин. Қолуңға илан болуп айланған һасини алғин 16  вә пирәвнгә ейтқин: “Ибранийларниң Рәбби Йәһва мени алдилириға мундақ дейишкә әвәтти: “Мениң хәлқимни Маңа чөлдә хизмәт қилиши үчүн қоюп бәргин”. Сили болса мошу вақитқичә қулақ салмидила. 17  Йәһва мундақ дәйду: “Мана, қандақларчә Мениң Йәһва екәнлигимни сән билисән. Мән қолумдики һаса билән Нил дәриясиниң сүйини урумән вә у қанға айлиниду. 18  Нилдики белиқлар өлүп кетиду, дәрия сесиду вә мисирлиқларға униңдин су ичиш жиркиничлик болиду”». 19  Андин Йәһва Мусаға: «Һарунға ейтқин: “Һасаңни елип, Мисирниң сулириниң: дәриялириниң, Нил өстәңлириниң, қомүч өскән көлчәклириниң һәм уларниң барлиқ су сақлайдиған амбарлириниң үстидин, уларниң қанға айлиниши үчүн, қолуңни узартқин”,— деди. Шуниң билән барлиқ Мисир зиминида қан болиду, шундақла яғач вә таш қачилиридиму»,— деди. 20  Муса билән Һарун дәрру Йәһва буйруғандәк қилди, Һарун һасини көтирип, пирәвнниң вә униң хизмәткарлириниң көзичә Нил дәриясиниң сүйигә урғинида, дәрияниң һәммә сүйи қанға айлинип кәтти. 21  Нилдики белиқлар өлди, дәрия сесишқа башлиди вә мисирлиқлар униңдин су ичәлмиди. Қан пүткүл Мисир йеридә болди. 22  Амма сехирлиқ билән бәнт болидиған каһинлар җодигәрлигиниң ярдими арқилиқ шуниң һәммисини қилди. Шуңлашқа пирәвнниң жүриги қаттиқ болуп қалди вә у Йәһва дегәнни тиңшимиди. 23  Пирәвн бурулуп, өйигә кәтти. У өз жүригини бу нәрсиләр һәққидә ойлинишқа буримиди. 24  Барлиқ мисирлиқлар болса, дәрияниң сүйини ичәлмигән сәвәвидин, ичимлик су тепиш үчүн Нилниң чөрисини колашқа башлиди. 25  Шу арида Йәһваниң Нил дәриясини урғанлиғидин йәттә күн өтти.

Изаһәтләр