Чиқиш 8:1—32
8 Андин кейин Йәһва Мусаға: «Пирәвнгә берип, униңға: “Йәһва Худа мундақ дәйду: “Мениң хәлқимни Маңа хизмәт қилиши үчүн, қоюп бәргин.
2 Әгәр уни қоюп беришни рәт қилсаң, Мән барлиқ егиликлириңни пақилар билән җазалаймән.
3 Нил пақиларға тошиду. Улар чиқишип, сениң өйүңгә, ятақ бөлмәңгә вә орун-көрпәңгә, хизмәткарлириңниң вә хәлқиңниң өйлиригә, тонурлириң билән хемирлириңға кириду.
4 Пақилар саңа чиқиду, сениң хәлқиңгә вә барлиқ сениң хизмәткарлириңға дәп ейтқин”»,— деди.
5 Бираз вақит өткәндин кейин Йәһва Мусаға мундақ деди: «Һарунға сөз қилип: “Қолуңдики һасини дәриялар, Нил өстәңлири вә қомүч өскән көлчәқләр үстидин созуп, Мисир жутиға пақиларни чиқарғин”, дегин».
6 Һарун қолини Мисир сулириниң үстигә узартти вә пақилар чиқип, Мисир жутини басти.
7 Лекин сехирлиқ билән шуғулланған каһинлар җодигәрлик ярдими билән шунила қилип, Мисир йеригә пақиларни чиқарди.
8 Бирмунчә вақиттин кейин пирәвн Муса билән Һарунни чақиртип: «Пақилардин мени вә хәлқимни қутулдуриши үчүн, Йәһвани сораңлар. Хәлқиңлар Йәһваға қурванлиқ әкелиши үчүн, мән уни қоюп беришкә тәйяр»,— деди.
9 Шу чағда Муса пирәвнгә: «Илтимас, пақилар силидә вә силиниң өйлиридә йоқиши үчүн, қайси вақитта мән сили үчүн, хизмәткарлири вә хәлқи үчүн дуа қилишим керәклигини өзили ейтсила»,— деди.
10 У болса: «Әтә»,— деди. Муса җававән: «Силиниң бизниң Рәббимиз Йәһвадәк Худаниң йоқлиғини билишиңиз үчүн, сили ейтқандәк болсун.
11 Пақилар силидин вә өйлиридин, хизмәткарлири билән хәлқидин жирақлишиду. Улар пәқәт Нилдила қалиду»,— деди.
12 Муса билән Һарун пирәвндин чиқип, андин Муса Йәһваға мураҗиәт қилип, Униңдин пирәвнгә әвәтилгән пақилар тоғрисида өтүнди.
13 Шу чағда Йәһва Мусаниң тилигини орунлиди вә пақилар өйләрдә, қораларда вә етизларда өлүшти.
14 Кишиләр уларни жиғип догилиди вә зимин сесишқа башлиди.
15 Пирәвн болса йеникчиликни көрүп, өз жүригини тәрса қилди вә Йәһва ейтқинидәк, уларға қулақ салмиди.
16 Йәһва Мусаға: «Сән Һарунға мундақ ейтқин: “Һасаңни узитип, йәрниң тописини урғин вә у пүтүн Мисир йеридә кумутиға айлиниду”»,— деди.
17 Улар дәл шундақ қилди. Һарун қолидики һасисини узартип, йәрдики топиға урди, шу чағда адәмләрдә һәм һайванларда кумутилар пәйда болди. Пүтүн Мисирдики топа кумутиға айланди.
18 Сехирлиқ билән шуғуллинидиған каһинлар җодигәрлик ярдими билән шуни қилишқа урунди, йәни кумутиларни пәйда қилишқа, лекин қилалмиди. Кумутилар болса адәмләрдә һәм һайванларда болди.
19 Шу чағда каһинлар пирәвнгә: «Бу Худаниң күчи билән қилинди!»— дейишти. Бирақ пирәвниң көңли қатқан бойичә қалди вә у Йәһва ейтқинидәк, уларға қулақ салмиди.
20 Шунда Йәһва Мусаға мундақ деди: «Әтә сәһәр туруп, пирәвн алдиға берип турғин. У суға чиқиду һәм сән униңға: “Йәһва мундақ дәйду: “Маңа ибадәт қилиши үчүн, Мениң хәлқимни қоюп бәргин.
21 Әгәр хәлқимни қоюп бәрмисәң, у чағда Мән саңа, хизмәткарлириңға, хәлқиңгә һәм өйлириңгә көкүнләрни әвәтимән. Мисирдики өйләр вә улар яшаватқан йәр көкүнләргә толиду.
22 Шу күни Мән хәлқим яшаватқан Гошән йерини айривалимән һәм у җайда көкүнләр болмайду. Сениң Мән Йәһва һазир мошу йәрдә екәнлигимни билишиң үчүн, буни қилимән.
23 Мән Өз хәлқим билән сениң хәлқиң арисида чегара бәкитимән. Бу аламәт әтә берилиду”».
24 Йәһва Худа дәл шундақ қилди. Көкүнләрниң қошунлири пирәвн өйини, униң хизмәткарлириниң өйлирини вә Мисир йерини пүтүнләй тоштурди. Йәр-зимин көкүнләрдин һалак болувататти.
25 Ахирида пирәвн Муса билән Һарунни чақиртип, уларға: «Берип, мошу йәрдә Худайиңларға қурванлиқ әкелиңлар»,— деди.
26 Лекин Муса җававән: «Бу мүмкин әмәс, чүнки биз Худайимизға мисирлиқларниң көзидә жиркиничлик нәрсиләрни қурванлиққа әкелимиз. Әгәр биз мисирлиқлар үчүн жиркиничлик нәрсиләрни қурванлиққа әкәлсәк, улар бизни таш етип өлтүриду!
27 Биз үч күнлүк йол мусаписидики чөлгә берип, Йәһва Рәббимиз буйруғинидәк, Униңға қурванлиқ әкелимиз»,— деди.
28 Пирәвн җававән: «Мән силәрни қоюп беримән вә силәр чөлдә Рәббиңлар Йәһваға қурванлиқ әкелисиләр. Пәқәт ундақ жирақ кәтмәңлар. Йәнә мән үчүн дуа қилиңлар»,— деди.
29 Шунда Муса: «Мән силидин чиқип, Йәһвадин өтүнүмән вә әтә көкүнләр пирәвндин, униң хизмәткарлиридин һәм униң хәлқидин чиқип кетиду. Пәқәт пирәвн яңливаштин хәлиқни Йәһваға қурванлиқ әкелишкә қоюп бәрмәй, диянәтсиз иш қилмисун»,— деди.
30 Шуниңдин кейин Муса пирәвндин чиқип, Йәһваға мураҗиәт қилди.
31 Йәһва Мусаниң илтимасини қобул қилди вә көкүнләр пирәвндин, хизмәткарлиридин вә униң хәлқидин жирақлашти. Һечбир көкүнә қалмиди.
32 Амма пирәвн бу қетимму жүригини қаттиқ қилип, хәлиқни қоюп бәрмиди.