Чиқиш 9:1—35

9  Андин кейин Йәһва Мусаға: «Пирәвнгә берип, униңға мундақ ейтқин: “Ибранийларниң Худаси Йәһва мундақ дәйду: “Мениң хәлқимни Маңа хизмәт қилиши үчүн, қоюп бәргин.  Әгәр сән уни әндиму қоюп беришни рәт қилип, тутуп қалсаң,  уңда Йәһваниң қоли етизлиқтики мелиң үстидә болиду. Дәһшәтлиқ ваба атлириңни вә ешәклириңни, төгилириңни вә чарва һәм ушшақ мелиңни уҗуқтуриду.  Амма Йәһва Исраилниң мели билән Мисирниң мели арисида пәриқ етиду вә Исраил оғуллириға мәнсүп малниң арисида һечбири өлмәйду”»,— деди.  Шуниң билән Йәһва вақит бәлгүләп: «Йәһва буни әтә бу зиминда қилиду»,— деди.  Әтиси Йәһва ейтқинидәк шундақ қилдики, мисирлиқларниң һәртүрлүк һайванлири өлүшкә башлиди, Исраил оғуллириниң болса һечбир һайвини өлмиди.  Пирәвн кишини әвәтип билсә, Исраилниң һечбир һайвини өлмигән екән. Амма пирәвнниң жүриги қаттиқ түридә қелип, у хәлиқни қоюп бәрмиди.  Мошуниңдин кейин Йәһва Муса билән Һарунға: «Хумданниң күйидин толуқ сиқимни елиңлар, Муса уни пирәвнниң көзичә асманға ташлисун.  Шунда у топиға айлинип, пүтүн Мисир йерини қаплайду. Ақивитидә, адәмләрдә һәм һайванларда жириңлиқ ярилар пәйда болиду»,— деди. 10  У вақитта улар хумдандин күйә елип, пирәвнниң алдида турди. Муса уни асманға ташлиди вә адәмләр билән һайванларда жириңлиқ ярилар пәйда болди. 11  Сехирлиқ билән шуғуллинидиған каһинлар Мусаниң алдиға чиқалмиди, чүнки ярилар каһинлардиму вә барлиқ мисирлиқлардиму болған еди. 12  Лекин Йәһва пирәвнниң көңлиниң қатқанлиғиға йол қойғачқа, Йәһва Мусаға ейтқинидәк, у уларға қулақ салмиди. 13  Андин Йәһва Мусаға сөз қилди: «Сәһәрликтә берип, пирәвнниң алдида бол. Униңға мундақ дегин: “Ибранийларниң Рәбби Йәһва саңа: “Маңа ибадәт қилиши үчүн Мениң хәлқимни қоюп бәр, 14  чүнки бу қетим пүтүн йәр йүзидә Мәндәк һечким болмиғинини билишиң үчүн, Мән һәммә урушлиримни саңа, хизмәткарлириңға вә сениң хәлқиңгә қаритимән. 15  Мән навақ қолумни узартип, сени вә хәлқиңни ваба билән уҗуқтураттим вә сән йәрдин йоқилаттиң. 16  Лекин Мән сени тирик қойғинимниң сәвәви, саңа Өз қудритимни намайән қилишим вә Мениң исмим пүткүл йәр йүзидә җакалиниши үчүндур. 17  Сән техичила Мениң хәлқим билән чоңчиларчә муамилә қилип, уни қоюп бәрмәйватамсән? 18  Мана, әтә мошу вақитта Мән Мисирға, униң бәрпа болғинидин башлап мошу кәмгичә болмиған, интайин күчлүк мөлдүрни яғдуримән. 19  Шунлашқа инсанларни әвәтип, барлиқ мелиңни вә етиздики һәммә нәрсәңни башпана қилғин. Етизда қалған вә өйдә соланмиған барлиқ һайван һәм адәм балиси мөлдүр арқилиқ вәйран болуп өлүду”». 20  Пирәвнниң Йәһва сөзлиридин қорққан хизмәткарлири чакарлирини һәм мелини өйлиридә башпана қилди, 21  Йәһва сөзигә қулақ селишқа жүригини үндимигән хизмәткарлири болса, өз чакарлири билән мелини етизда қоюп қойди. 22  Йәһва Мусаға: «Пүткүл Мисир йеридики адәмләргә, һайванларға вә зиминдики барлиқ етиз өсүмлүклиригә мөлдүрниң чүшүши үчүн, колуңни асманға созғин»,— деди. 23  Муса һасисини асманға қаритип көтириведи, Йәһва гүлдүрмома билән мөлдүрни яғдурди. Йәргә от чүшти вә Йәһва Мисир зиминиға мөлдүрни төкти. 24  Мөлдүр яққанда, униң арисида от янатти. Мөлдүр интайин күчлүк еди, Мисир хәлқиниң пүткүл тарихида униңға охшаш мөлдүр болмиған еди. 25  Мөлдүр пүтүн Мисир йерини урди, етизда болған адәмләрни, җаниварларни һәм барлиқ өсүмлүкләрни, шундақла етиздики һәммә дәрәқләрни сундурди. 26  Мөлдүр пәқәт Исраил оғуллириниң олтурақлашқан Гошән йеридила болмиди. 27  Ахирида пирәвн Муса билән Һарунни чақиртип, уларға: «Бу қетим мән гуна өткүздим. Йәһва һәққанийдур, һә мән вә мениң хәлқим әйипкармиз. 28  Йәһвадин өтүниңларки, Худа әвәткән гүлдүрмома билән мөлдүр тохтисун. Шу чағда мән силәрни қоюп беримән вә силәргә бу йәрдә башқа қелишқа һаҗәт әмәс»,— деди. 29  Муса униңға җавап берип: «Мән шәһәрдин чиқип кәткәндә, Йәһваға қоллиримни көтүримән. Силиниң йәрниң барлиғи Йәһваға мәнсүп екәнлигини билишиңиз үчүн, гүлдүрмома тохтайду вә мөлдүрму түгәйду. 30  Лекин мән шуни билимәнки, силиниң һәм чақарлириниң һәтта шу вақиттиму Йәһва Худаниң алдида қорқуши болмайду»,— деди. 31  Зиғир билән арпа мөлдүр билән урулди, чүнки арпа баш чиқарған, зиғир болса ғунчилиған еди. 32  Буғдай билән дағал буғдай урулмиди, чүнки бу өсүмлүкләр кейин йетишидиғанлар еди. 33  Пирәвндин кетип, Муса шәһәрдин чиқип, қоллирини Йәһваға көтәрди. Шу чағда гүлдүрмомилар бесилип, мөлдүр тохтап, ямғур йәргә яғмиди. 34  Ямғурниң, мөлдүрниң вә гүлдүрмоминиң тохтиғинини көрүп, пирәвн яңливаштин гуна қилишқа башлиди вә қәлбини у вә хизмәткарлири қайтмас қилди. 35  Пирәвнниң көңли тәрса болуп қалди вә у Исраил оғуллирини, Йәһва Муса арқилиқ ейтқандәк, қоюп бәрмиди.

Изаһәтләр