Юнус 1:1—17

1  Йәһва Худа Амиттайниң оғли Юнусқа сөз қилди:  «Тур, улуқ шәһәр Ниневияға берип, униң турғунлириға уларниң вәһшиликлири Маңа йәткәнлиги һәққидә җакала».  Лекин Юнус пәйғәмбәр Йәһва йүзидин Таршишқа қечишни қарар қилди. У Яппаға берип, шу йәргә маңған кемини тапти. Йол һәқини төләп, Йәһвадин қечип кетиш үчүн, кемигә көтирилди.  Шу чағда Йәһва Худа деңизда қаттиқ шамални көтәрди вә дәһшәтлик боран чиқти. Кемә учуп жүрүп, мана-мана вәйран болушқа аз қалди.  Кемичиләр интайин қорқушуп, һәрқайси өз илаһини ярдәмгә чақиришқа башлиди. Кемини йеникләштүрүш үчүн, улар униңға бесилған жүкләрни деңизға ташлиди. Юнус болса, төвәнгә чүшүп ятти вә қаттиқ ухлап қалди.  Шу йәргә кемә башчиси чүшүп, униңға: «Сән немишкә ухлаватисән? Тур чапсан, өз худайиңға ялвурғин! Бәлким, сениң Илаһиң бизгә ич ағритар һәм биз һалак болмаймизду»,— деди.  Деңизчилар бир-биригә: «Келиңлар, чәк ташлап биләйли, ким мошу бала-қазаға сәвәплик»,— дейишти. Улар чәк ташлиғанда, у Юнусни көрсәтти.  Шунда улар униңдин: «Ейтқина, немә үчүн бизни бундақ апәт басти? Сән нәдин вә немә билән шуғуллинисән? Сән қайси зиминдин вә қайси хәлиқтин?»— дәп сориди.  Юнус җававән: «Мән ибраний һәм асман Худайи Йәһваға ибадәт қилимән. У деңиз билән пүткүл йәр-зиминниң Яратқучиси»,— деди. 10  Кемичиләр техиму қорқушуп, униңдин: «Сән немә қилип қойғандиң?»— дәп сорашти. (Юнус өзи уларға Йәһва йүзидин қачқанлиғини ейтқан еди). 11  Деңиз болса барғансири техиму долқунлап, күчийивататти. Улар униңдин: «Деңиз биз үчүн тиничлинишигә сениң билән немә қилишимиз керәк?»— дәп сорашти. 12  У уларға мундақ җавап қайтурди: «Мени деңизға ташлаңлар, шу чағда у течлиниду. Мән билимәнки, ушбу күчлүк боран мениң үчүн силәргә тәгди». 13  Шундақ болсиму, мәзкүр кишиләр қувитиниң йетишичә қирғаққа йетишкә бәл бағлиди, амма буни қилалмиди, чүнки деңиз уларға қарши техиму еригәшти. 14  Шу вақитта улар Йәһваға мураҗиәт қилип, йелинди: «Аһ, Йәһва! Ялвуримиз, ушбу киши үчүн өлмәйли! Бизни бегуна қан үчүн әйипкә салма, сәвәви, Йәһва, бу Сениң ирадәңдур». 15  Андин улар Юнусни елип, деңизға ташлиди вә шу мәһәл у тиничланди. 16  Кемичиләрни Йәһваниң алдида һөрмәт билән қорқунуч басти вә улар Йәһва Тәңригә қурбанлиқ тәвсийә қилип, вәдилирини бәрди. 17  Йәһва йоған бир белиқни әвәтти вә у Юнусни жутувалди. У белиқниң қарнида үч күн һәм үч түн болди.

Изаһәтләр