Юнус 2:1—10

2  Юнус пәйғәмбәр белиқниң қарнидин өз Рәбби Йәһваға мундақ дәп, илтиҗа қилди:   Қистанлиғимдин мән Йәһвани чақирдим вә У маңа җавап бәрди. Чоңқур гөрниң қарнидин мән вақиридим һәм Сән авазимни аңлидиң.   Сән мени һаңға, деңизниң қәлбигә ташлиғанда, су еқини мени пеқиратти вә Сениң қудрәтлик долқунлириң үстүмдин өтти.   Шу чағда: «Сән мени көзүңдин қоғлидиң! Наһәтки мән яңливаштин Сениң муқәддәс маканиңни әнди көрмәймәнму?»— дедим.   Сулар үстүмни қамап, нәпәсим тохтай деди. Деңиз һеңи мени жутти, қомуч бешимни йөгиди.   Мән тағларниң йилтизиғичә чүштүм, йәр дәрвазилири мени мәңгүгә тақиди... Лекин Сән, мениң Илаһим Йәһва, җенимни ушбу қәбирдин бошаттиң!   Җеним мәндә өчүватқанда Сени, Йәһва, мән әслидим. Һәм Сән Өзәңниң муқәддәс һәрәмиңдә дуайимни аңлидиң.   Карға тохтимайдиған бутларға чоқунғанлар өзлирини Униң вапа меһир-муһәббитидин мәһрум қиливатиду.   Мән болсам, шүкүр нахшилирим билән Саңа қурбанлиримни тәғдим қилимән вә Саңа бәргән вәдәмни чоқум орунлаймән. Қутқузулушни пәқәт Йәһва бериду! 10  Бираз вақит өткәндин кейин Йәһва белиққа буйруқ бәрди вә у Юнусни түккүрүп, қурғаққа қайтурди.

Изаһәтләр