Юнус 3:1—10

3  Йәһва Худа қайтидин Юнусқа мундақ деди:  «Бүйүк шәһәр Ниневияға берип, Мән саңа ейтидиған сөзләрни җакала».  Юнус Йәһваға қулақ селип, Ниневияға барди. Ниневия болса зор бир шәһәр еди: уни кезип чиқиш үчүн үч күн тәләп қилинатти.  Юнус шәһәргә кирип, бир күн йолни бесип, мундақ дәп елан қилди: «40 күндин кейин Ниневия вәйран болиду!»  Ниневияниң аһалиси Худаға ишәнди. Улар роза тутуп, һәммәйлән кишилири — һәм атақлиқ, һәм аддийлар — қапқа кийинди.  Юнусниң мәзкүр хәвири Ниневияниң шаһиға йәткәндә, уму тәхтидин туруп, шаһанә кийимни йешип, қапқа йөгәнгәч күлгә олтарди.  У шундақла пүткүл Ниневия бойичә пәрман елан қилди: «Мана, шаһ һәм униң әмәлдарлириниң тохтами. Барлиқ кишиләр һәм җаниварлар, қара вә ушшақ мал, тамаққа тәгмисун. Һечким озуқланмаслиғи һәм су ичмәслиги шәрт!  Барлиғи — һәм адәмләр, һәм һайванлар қапта болуп, кишиләр Илаһқа қизғин илтиҗа қилсун. Улар яман йоллиридин вә зорлуқ-зораванлиғидин ваз кәчсун!  Ким билсун, бәлким, һәқиқий Худа Өз қарарини өзгәртип, кәһриниң отидин кечип, биз һалак болмаймизду». 10  Һәқ Худа уларниң әмәллирини байқап, уларниң яман йолидин кәчкәнлигини көрүп, Өз һөкүмини рәт қилдидә вә уларға әкелидиған апитидин ваз кәчти.

Изаһәтләр