Юнус 4:1—11
4 Амма Юнус пәйғәмбәргә бу бәк яқмиди вә у хелила хапа болди.
2 У Йәһваға дуа қилип, мундақ деди: «Аһ, Йәһва, мән техи өз вәтинимдә болғинимда иш мошундақ болушини сезип, Таршишқа қачқандим. Чүнки Сениң инсан сөйүдиған, рәһимлик, узақ чидамлиқ вә меһриван Худа екәнлигиңни биләттим. Сән яманлиқ кәлтүрүштин әпсуслинисән.
3 Шуңлашқа өтүнимән, Йәһва, җенимни алғина. Мениң яшиғинимдин қариғанда өлгиним яхшидур!»
4 Йәһва униңдин: «Қандақ ойлайсән, сениң хапа болушуң дурусму?»— дәп сориди.
5 Андин кейин Юнус шәһәрдин чиқип, униңға қариму-қарши, шәрқий тәрәптә олтарди. У җайда өзигә кәпә ясап, униң сайисида олтирип, шәһәр билән немә болушини күзәтти.
6 Шу вақитта Йәһва Тәңри қапақ чөмүчниң өсүп чиқишини буйриди. У Юнусниң бешидин егиз өсүп, көләңгү бәрди. Униңға бу зор хошаллиқ әкелип, у хапичилиғидин қутулғандәк болди.
7 Бирақ әтиси, сәһәрликтә, һәқ Худа қуртни әвәтип, қапақ чөмүч өсүмлүгини у зәхмилиди һәм у қуруп кәтти.
8 Қуяш чиққанда Худа қизиқ шәрқий шамал чиқарди. Күн Юнусниң бешиға чүшүп, у иссиқтин һошидин кетишкә азла қалди. Шу вақитта өзигә өлүм сорап: «Бундақ яшиғичә өлүп кәткиним әвзәл»,— дәп налиди.
9 Худа Юнусқа: «Немишкә сән қапақниң қуруп кәткини түпәйлидин шунчә қайғуруватисән? Сениң ғәзивиң адилму?»— дәп соал қойди.
У болса җававән: «Һә, мән хапичилиғимдин өлүшкә тәйяр»,— деди.
10 Бирақ Йәһва униңға мундақ сөзләрни ейтти: «Сән өзәң терип өстүрмигән қапақни шунчә аяватисән. У бир кечиси өсүп чиқип, бир кечидә өлүп кәтти.
11 Әнди ойлиғина, Мән қандақларчә мошу йоған шәһәр Ниневияни айимаймән? Униңда болса яманлиқни яхшилиқтин айримайдиған яки оң қолини сол қолидин пәриқләлмәйдиған 120 000 инсан яшайду һәм шундақла көплигән мал-варан».